Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 15
Exod UyCyr 15:1  Шу чағда Муса билән исраиллар Пәрвәрдигарни мәдһийиләп, мундақ нахша ейтти: «Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтимән, чүнки У шанлиқ ғалибә қучти, Җәң һарвулири вә атлиқларни деңизға ғәриқ қилди.
Exod UyCyr 15:2  Пәрвәрдигар мениң қудритим, мениң нахшам, У мени қутулдурди. У мениң Худайимдур, шуңа махтаймән Уни, У атам ибадәт қилған Худадур, шуңа мәдһийиләймән Уни.
Exod UyCyr 15:3  Пәрвәрдигар җәңчидур, «Мәңгү Бар Болғучи» Униң нами,
Exod UyCyr 15:4  Деңизға ғәриқ қилди У Мисир қошуни һәм җәң һарвулирини, Қизил деңизға ғәриқ қилди У уларниң алий ләшкәр башлиқлирини.
Exod UyCyr 15:5  Чоңқур деңиз жутти уларни, Улар таштәк деңизға чөкти.
Exod UyCyr 15:6  Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар, қудрәттә камал тапти, Шуңа Сән, әй Пәрвәрдигар, тар-мар қилдиң дүшминиңни.
Exod UyCyr 15:7  Чәксиз һәйвитиң йәр билән йәксән қилди Саңа қарши чиққанларни, Қәһәр-ғәзивиң самандәк өртиди уларни.
Exod UyCyr 15:8  Күчлүк тиниғиңдин сулар тамдәк тиклинип, Деңиз теги қуруқлуққа айланди.
Exod UyCyr 15:9  Дүшмән: ‹ Уларни қоғлап тутимән ›, дәп җар салди. ‹ Мал-мүлкини олҗа елип, қиличлап йоқитип дәрдимни алимән ›, деди.
Exod UyCyr 15:10  Бирақ у чағда Сән боран чиқирип, деңизға ғәриқ қилдиң уларни. Улар гоя қоғушундәк суниң тегигә чөкти.
Exod UyCyr 15:11  Әй Пәрвәрдигар, аләмдә нәдә болсун Сәндәк бир Илаһ? Кимдә болсун Сәндикидәк һәйвәт, улуқ шан-шәрәп? Кимму Саңа охшаш көрситәлисун мөҗүзә-карамәт?
Exod UyCyr 15:12  Оң қолуңни созған едиң, зимин жутти дүшминиңни.
Exod UyCyr 15:13  Меһриң билән йетәкләйсән қутулдурған хәлқиңни, Муқәддәс маканиңға башлап келисән қудритиң билән уларни.
Exod UyCyr 15:14  Буларни аңлиса титирәк басар җими аләмни, Вәһимә басар филистин хәлқини.
Exod UyCyr 15:15  Идомниң әмирлири қорқушуп кетәр, Моабниң батурлирини һәм титирәк басар. Қананлиқларму вәһимигә чүшәр,
Exod UyCyr 15:16  Уларға дәһшәт вәһимә чүшәр. Көргинидә, әй Пәрвәрдигар, зор қудритиңни, Қуллуқтин қутқузған хәлқиң өтүп болғичә улар алдидин, Улар тиңирқап турушуп қалар.
Exod UyCyr 15:17  Башлап келип уларни Өз теғиңға, У йәрдә уларни көчәт қилип йетиштүрәрсән. Сән Пәрвәрдигар таллиған макандур у, Муқәддәс туралғуни у йәрдә саларсән.
Exod UyCyr 15:18  Әбәдил-әбәт Падиша болғайсән, әй Пәрвәрдигар!»
Exod UyCyr 15:19  Мисирниң җәң һарвулири вә атлиқ ләшкәрлири деңиздики қуруқ йолға киргәндә, Пәрвәрдигар деңиз сүйини бирләштүрүп, уларни суға ғәриқ қиливәткән еди. Бирақ исраиллар болса, деңизниң оттурисидики қуруқ йәрдин меңип деңиздин өтүп кәткән еди.
Exod UyCyr 15:20  Һарунниң һәдиси Мәрийәм пәйғәмбәр қолиға дап тутқан еди, нурғун аялларму униң билән биллә дап челип, уссул ойнашти.
Exod UyCyr 15:21  Мәрийәм Худани мәдһийиләп, уларға мундақ нахша ейтип бәрди: «Пәрвәрдигарға һәмдусана болғай, чүнки У шанлиқ ғалибә қучти. Җәң һарвулири вә атлиқларни деңизға ғәриқ қилди».
Exod UyCyr 15:22  Кейин Муса исраилларни Қизил деңиздин башлап, Шур чөлигә елип кәлди. Улар чөлдә уда үч күн меңип, су тапалмай,
Exod UyCyr 15:23  ахир Мараһқа йетип кәлди. У йәрниң сүйи аччиқ болуп, ичкили болматти. Шуңа у йәр Мараһ дәп аталди.
Exod UyCyr 15:24  Халайиқ Мусадин: — Немә ичимиз? — дәп, униңға наразилиқ билдүрди.
Exod UyCyr 15:25  Муса Пәрвәрдигарға йелинип тәләп қилған еди, Пәрвәрдигар униңға бир шахни көрсәтти. У шахни суға ташлиған еди, аччиқ су ичкили болидиған татлиқ суға айланди. Пәрвәрдигар уларни синаш үчүн, у йәрдә уларға Өз тәләп вә шәртлирини елан қилди.
Exod UyCyr 15:26  Пәрвәрдигар: — Әгәр силәр Пәрвәрдигар Худа болған Мениң сөзүмгә қулақ селип, Мениң нәзәримдики дурус ишларни қилип, Мениң әмир-пәрманлиримға толуқ әмәл қилсаңлар, у чағда Мән мисирлиқларға кәлтүргән кесәлләрни силәргә кәлтүрмәймән. Мән силәргә шипалиқ беридиған Пәрвәрдигардурмән, — деди.
Exod UyCyr 15:27  Андин кейин улар Елим дегән йәргә йетип кәлди. У йәрдә он икки булақ, йәтмиш түп хорма дәриғи бар еди. Шуңа улар су бойида чедирлирини тикти.