Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 17
Exod UyCyr 17:1  Исраил хәлқи Сийн чөлидин чиқип, Пәрвәрдигарниң йол-йоруғи билән қәдәмму қәдәм сәпәр қилип, Рәфидимдә қонди. Бирақ у йәрдә су йоқ еди.
Exod UyCyr 17:2  Шуңа улар йәнә Мусадин рәнҗип: — Бизгә ичкили су бәргәйсиз! — деди. Муса уларға: — Силәр немишкә рәнҗийсиләр? Немишкә Пәрвәрдигарни синай­си­ләр?— деди.
Exod UyCyr 17:3  Лекин халайиқ интайин уссап кәткәчкә, Мусаға давамлиқ нарази­лиқ билдүрүп: — Бизни Мисирдин зади немишкә елип чиқтиңиз? Сиз бизни, балилиримизни вә чарва маллиримизни уссизлиқтин өлтүрмәк­чиму? — деди.
Exod UyCyr 17:4  Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға йелинип: — Халайиқни қандақ қилай? Улар мени чалма-кесәк қилип өлтүри­диған йәргә йәтти, — деди.
Exod UyCyr 17:5  Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән исраилларниң ақсақаллиридин бир нәччисини елип хәлиқ алдидин өт. Қолуңға Нил дәриясиға урған таяқни еливал.
Exod UyCyr 17:6  Мән сениң алдиңда Синай теғидики бир ғар ташниң үстидә туримән. Сән ғар ташни урғиниңда, силәргә ичкили су чиқиду, — деди. Муса исраил ақсақаллириниң алдида шундақ қилғанда, су етилип чиқти.
Exod UyCyr 17:7  Муса у йәрни Масса вә Мәриба дәп атиди. Чүнки исраиллар у йәрдә рәнҗип, Пәрвәрдигарни синимақчи болған еди. Улар: «Пәрвәр­дигар зади аримизда барму-йоқ?» дейишкән еди.
Exod UyCyr 17:8  Амаләкләр Рәфидимгә келип, исраилларға һуҗум қилди.
Exod UyCyr 17:9  Муса Йәшуға: — Сән әтә амаләкләр билән җәң қилиш үчүн адәм таллиғин. Мән болсам қолумға Худа маңа елип жүрүшкә әмир қилған таяқни тутуп тағниң чоққисида туримән, — деди.
Exod UyCyr 17:10  Йәшу Мусаниң тапшуруғи бойичә амаләкләр билән җәң қилди. Муса, Һарун вә Хурлар тағниң чоққисиға чиқип җәңни күзәтти.
Exod UyCyr 17:11  Муса қолини көтәрсә, исраиллар үстүн келәтти. Қолини чүшәрсә, амаләкләр үстүн келәтти.
Exod UyCyr 17:12  Мусаниң қоллири телип қалғанда, Һарун билән Хур бир ташни йөткәп келип, Мусани униң үстигә олтарғузуп, таки күн патқичә икки йенида Мусаниң қоллирини йөләп турди.
Exod UyCyr 17:13  Шундақ қилип, Йәшу амаләкләр қошунини қиличлап, уларниң үстидин ғалибә қилди.
Exod UyCyr 17:14  Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Кейинки әвлатларниң бүгүнки ғалибини унтумаслиғи үчүн йезип қалдурғин. Йәшуға амаләкләрни пүтүнләй йоқитиди­ғанлиғимни йәткүзүп қой, — деди.
Exod UyCyr 17:15  Шуниң билән Муса бир қурван­лиқ суписини ясап, униң намини «Пәрвәрдигар туғумдур», дәп атиди.
Exod UyCyr 17:16  У: — Пәрвәрдигарниң туғини егиз көтиримән! Пәрвәрдигар әвлат­тин әвлатқичә амаләкләр билән җәң қилғай, — деди.