EXODUS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
Chapter 17
Exod | UyCyr | 17:1 | Исраил хәлқи Сийн чөлидин чиқип, Пәрвәрдигарниң йол-йоруғи билән қәдәмму қәдәм сәпәр қилип, Рәфидимдә қонди. Бирақ у йәрдә су йоқ еди. | |
Exod | UyCyr | 17:2 | Шуңа улар йәнә Мусадин рәнҗип: — Бизгә ичкили су бәргәйсиз! — деди. Муса уларға: — Силәр немишкә рәнҗийсиләр? Немишкә Пәрвәрдигарни синайсиләр?— деди. | |
Exod | UyCyr | 17:3 | Лекин халайиқ интайин уссап кәткәчкә, Мусаға давамлиқ наразилиқ билдүрүп: — Бизни Мисирдин зади немишкә елип чиқтиңиз? Сиз бизни, балилиримизни вә чарва маллиримизни уссизлиқтин өлтүрмәкчиму? — деди. | |
Exod | UyCyr | 17:4 | Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға йелинип: — Халайиқни қандақ қилай? Улар мени чалма-кесәк қилип өлтүридиған йәргә йәтти, — деди. | |
Exod | UyCyr | 17:5 | Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән исраилларниң ақсақаллиридин бир нәччисини елип хәлиқ алдидин өт. Қолуңға Нил дәриясиға урған таяқни еливал. | |
Exod | UyCyr | 17:6 | Мән сениң алдиңда Синай теғидики бир ғар ташниң үстидә туримән. Сән ғар ташни урғиниңда, силәргә ичкили су чиқиду, — деди. Муса исраил ақсақаллириниң алдида шундақ қилғанда, су етилип чиқти. | |
Exod | UyCyr | 17:7 | Муса у йәрни Масса вә Мәриба дәп атиди. Чүнки исраиллар у йәрдә рәнҗип, Пәрвәрдигарни синимақчи болған еди. Улар: «Пәрвәрдигар зади аримизда барму-йоқ?» дейишкән еди. | |
Exod | UyCyr | 17:9 | Муса Йәшуға: — Сән әтә амаләкләр билән җәң қилиш үчүн адәм таллиғин. Мән болсам қолумға Худа маңа елип жүрүшкә әмир қилған таяқни тутуп тағниң чоққисида туримән, — деди. | |
Exod | UyCyr | 17:10 | Йәшу Мусаниң тапшуруғи бойичә амаләкләр билән җәң қилди. Муса, Һарун вә Хурлар тағниң чоққисиға чиқип җәңни күзәтти. | |
Exod | UyCyr | 17:11 | Муса қолини көтәрсә, исраиллар үстүн келәтти. Қолини чүшәрсә, амаләкләр үстүн келәтти. | |
Exod | UyCyr | 17:12 | Мусаниң қоллири телип қалғанда, Һарун билән Хур бир ташни йөткәп келип, Мусани униң үстигә олтарғузуп, таки күн патқичә икки йенида Мусаниң қоллирини йөләп турди. | |
Exod | UyCyr | 17:14 | Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Кейинки әвлатларниң бүгүнки ғалибини унтумаслиғи үчүн йезип қалдурғин. Йәшуға амаләкләрни пүтүнләй йоқитидиғанлиғимни йәткүзүп қой, — деди. | |
Exod | UyCyr | 17:15 | Шуниң билән Муса бир қурванлиқ суписини ясап, униң намини «Пәрвәрдигар туғумдур», дәп атиди. | |