Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I TIMOTHY
1 2 3 4 5 6
Prev Up Next
Chapter 2
I Ti UyCyr 2:1  Алди билән сәндин вә барлиқ мәсиһийләрдин пүткүл инсан үчүн Худадин тиләкләр тиләшни, Худаға дуа-тилавәт қилишни, башқи­лар үчүн мураҗиәт қилишни вә Худаға шүкүрләр ейтишни,
I Ti UyCyr 2:2  болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишни өтүни­мән. Бундақ болғанда, биз аман-есән һаят кәчүрәләймиз. Шундақла һаятимиз Худаға болған садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиду.
I Ti UyCyr 2:3  Бундақ дуа-тилавәт қилиш яхшидур. У Қутқазғучимиз Худани хурсән қилиду.
I Ti UyCyr 2:4  Худа пүткүл инсанларниң қутқузулушини вә уларниң һәқиқәтни тонушини халайду.
I Ti UyCyr 2:5  Чүнки Худа бирдур, Худа билән инсанлар арисидики Яраштурғучиму бирдур. У болсиму, инсан тенидә дунияға кәлгән Әйса Мәсиһтур.
I Ti UyCyr 2:6  Инсанларниң гунадин азат болуши үчүн, Әйса Мәсиһ Өзини қурван қилип төләм төлиди. Худа буниңға дәл вақит-саатида гувалиқ бәрди.
I Ti UyCyr 2:7  Мән йәһудий әмәсләргә бу ишларни йәткүзүш үчүн җакалиғучи вә әлчи болуп тайинлинип, уларға ишәнч вә һәқиқәтни үгитишкә әвәтилдим. Мениң бу сөзлирим­ниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим.
I Ti UyCyr 2:8  Шуңа мән шуни үмүт қилимәнки, мәсиһий әрләр мәйли қәйәрдә болсун, һәр қетим дуаға җәм болғанда башқиларға ғәзәпләнмәй, дәталаш қилмай, тоғра әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун.
I Ti UyCyr 2:9  Аяллар тетиқсиз кийинмәй, мувапиқ вә әхлақлиқ кийиниши керәк. Уларниң өзлирини алаһидә ясавалған чачлири, алтун-күмүч, үнчә-мәрвайит вә есил кийим-кечәкләр билән әмәс,
I Ti UyCyr 2:10  бәлки яхши әмәлияти билән пәдәзлишини үмүт қилимән. Бу Худа йолида маңимән дәйдиған аялларға яришиду.
I Ti UyCyr 2:11  Мәсиһийләр җәм болуп тәлим алғанда аяллар тинич олтирип, бойсунуп, тәлим алсун.
I Ti UyCyr 2:12  Аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүришигә рухсәт қилмаймән. Әксичә улар теч олтирип тәлим алсун,
I Ti UyCyr 2:13  чүнки авал Адәм ата, кейин Һава ана яритилған.
I Ti UyCyr 2:14  Авал шәйтан тәрипидин аздурулған Адәм ата әмәс, бәлки Һава ана болуп, у гуна қилған.
I Ti UyCyr 2:15  Лекин аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду. Бирақ улар чоқум ишәнч­тә чиң туруп, меһир-муһәббәтлик болуп, пак вә әхлақлиқ яшиши керәк.