I TIMOTHY
Chapter 3
I Ti | UyCyr | 3:1 | «Әгәр бир киши мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болушқа интилсә, у яхши бир вәзипини арзу қилған болиду» дегән бу сөз һәқтур. | |
I Ti | UyCyr | 3:2 | Җамаәт йетәкчиси болса, әйиплинидиған тәрипи болмиған, аялиға садиқ, өзини тутувалған, еғир бесиқ, һөрмәткә сазавәр, меһмандост, башқиларға Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши, | |
I Ti | UyCyr | 3:3 | шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талашмайдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши, | |
I Ti | UyCyr | 3:4 | өз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, пәрзәнтлирини вә ата-анисиға һөрмәт билән бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк. | |
I Ti | UyCyr | 3:5 | Чүнки өз аилисини башқурушни билмәйдиған киши Худаниң җамаитиниң һалидин қандақму хәвәр алалисун? | |
I Ti | UyCyr | 3:6 | Җамаәт йетәкчиси йеңи мәсиһийләрдин болмаслиғи керәк. Әгәр ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин. Буниң билән уму шәйтанға охшаш тәкәббурлашқанлиғи үчүн Худаниң сориғиға учрайду. | |
I Ti | UyCyr | 3:7 | У җамаәтниң сиртидиму һөрмәткә сазавәр болуши керәк. Шундақ болғанда, башқилар уни әйипләлмәйду вә шәйтанму уни алдам халтисиға чүширәлмәйду. | |
I Ti | UyCyr | 3:8 | Худди җамаәтниң йетәкчилиригә охшаш, җамаәтниң хизмәтчилириму есил-пәзиләтлик, сәмимий гәп қилидиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, мал-дунияға тамахор болмайдиған кишиләрдин болуши, | |
I Ti | UyCyr | 3:9 | пак виждани билән ишәнчниң чоңқур һәқиқитидә чиң туралайдиған кишиләрдин болуши лазим. | |
I Ti | UyCyr | 3:10 | Бундақ адәмләрни алди билән синап көрүп, әйиплинидиған тәрәплири болмиса, андин вәзипигә қоюш керәк. | |
I Ti | UyCyr | 3:11 | Худди шуниңдәк, бу хизмәтчиләрниң аяллириму есил-пәзиләтлик, питнә-пасат қилмайдиған, өзини тутувалған вә һәр қандақ ишта ишәнчлик болғанлардин болуши лазим. | |
I Ti | UyCyr | 3:12 | Хизмәтчиләр өз аялиға садиқ, өз пәрзәнтлири вә өз аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун. | |
I Ti | UyCyr | 3:13 | Җамаәт ичидә өз вәзиписини яхши орунлиған хизмәтчиләр башқиларниң һөрмитигә сазавәр болиду, уларниң Әйса Мәсиһкә ишиништики ишәнчиму зор ашиду. | |
I Ti | UyCyr | 3:15 | Әгәр мән йениңға вақтида баралмисам, бу хетим саңа Худаниң аилиси ичидә қандақ яшаш керәклигини көрситип бериду. Бу аилә болса, мәңгү һаят Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитидур. Бу җамаәт һәқиқәтниң түврүги вә асасидур. | |