II PETER
Chapter 3
II P | UyCyr | 3:1 | Қәдирлик қериндашлар, һазир силәргә йезиватқиним иккинчи хетимдур. Һәр икки хетимдә бу ишларни ядиңларға селип, силәрни тоғра пикир қилишқа йетәкләшкә тириштим. | |
II P | UyCyr | 3:2 | Муқәддәс пәйғәмбәрлиримиз бурун ейтқан сөзләрни вә Қутқазғучимиз, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ әлчиләр арқилиқ бәргән әмирләрни есиңларда тутушуңларни сораймән. | |
II P | UyCyr | 3:3 | Әң муһими шуни билишиңлар керәкки, ахир заманда өзиниң яман һәвәслириниң кәйнигә киридиған, силәрни мәсқирә қилидиған кишиләр чиқиду. | |
II P | UyCyr | 3:4 | Улар силәрни, «Рәббиңлар Мән қайта келимән дегәнғу! У қени? У қайтип кәлмидиғу! Бовилиримиз аләмдин өтүп таки һазирғичә һәммә ишлар охшаш болуп, дуния яритилған вақиттикидин һеч қандақ пәрқи йоқтур?» дәп мәсқирә қилишиду. | |
II P | UyCyr | 3:5 | Һалбуки, улар әң қедимки заманда Худаниң Өз әмри билән асманни яратқанлиғини вә йәрниң судин һәм су арқилиқ барлиққа кәлгәнлигини қәстән унтуйду. | |
II P | UyCyr | 3:7 | Худа йәнила Өз әмри билән Өзиниң йолида маңмиғанларниң сораққа тартилип һалак қилинидиған әшу күндә асман билән зиминниң отта көйдүрүлүшини бәлгүлиди. Шуңа асман билән зимин та шу күнигичә сақлиниду. | |
II P | UyCyr | 3:8 | Қәдирлик қериндашлирим, шуни унтумаңларки, Рәббимиз вақитниң чәклимисигә учримиғачқа, Униң нәзәридә бир күн миң жилдәк, миң жил бир күндәктур. | |
II P | UyCyr | 3:9 | Рәббимиз һәргизму бәзиләрниң ойлиғинидәк Өзиниң қайта келиши тоғрисидики вәдисини орунлашни кечиктүргини йоқ. Бәлки У силәргә кәңчилик қилиш сәвәвидин техи қайта кәлмиди. Худа һеч кимниң мәңгү һалак болушини халимайду, бәлки У барлиқ инсанларниң товва қилишини халайду. | |
II P | UyCyr | 3:10 | Лекин Рәббимиз Әйса чоқум қайтип келиду. Бу күнниң келиши худди оғриниң келишидәк күтүлмигән вақитта болиду. У күни пүтүн асман қаттиқ гүлдүрлигән аваз билән ғайип болиду. Асман җисимлири көйүп түгәйду. Зимин вә униңдики пүткүл нәрсиләрму көйүп гумран болиду. | |
II P | UyCyr | 3:11 | Һәммә нәрсә мана шундақ йоқилиду. Ундақта, силәр қандақ адәмләрдин болушуңлар керәк? Силәр пак яшап, Худа йолида маңидиған адәмләрдин болушуңлар керәк. | |
II P | UyCyr | 3:12 | Силәр қиямәт күнини интизарлиқ билән күтүп, у күнниң тезирәк келиши үчүн бар күчүңлар билән Худаға хизмәт қилиңлар. У күнниң келиши билән пүтүн асман көйүп түгәйду, асман җисимлириму шиддәтлик отта ерип йоқайду. | |
II P | UyCyr | 3:13 | Лекин биз Худа вәдә қилған йеңи асман-зиминни интизарлиқ билән күтүватимиз. У йәрдә пәқәт һәққанийлиқ йолида маңидиғанларла яшалайду. | |
II P | UyCyr | 3:14 | Шуниң үчүн, әй қәдирлик қериндашлирим, бу ишларни күтүватқан екәнсиләр, Худаниң алдида әйипсиз вә камчилиқсиз яшашқа һәм Худа билән инақлиқни сақлап қелишқа тиришиңлар. | |
II P | UyCyr | 3:15 | Рәббимизниң кәңчилик қилишини көп адәмләрниң қутқузулуш пурсити дәп билиңлар. Бу дәл қәдирлик қериндишимиз Павлусниң өзигә ата қилинған әқил-парасәт билән силәргә язғиниға охшаштур. | |
II P | UyCyr | 3:16 | У барлиқ хәтлиридә бу ишлар һәққидә тохталған. Униң хәтлиридә чүшиниш тәс болған бәзи җайлар бар. Худа тоғрисидики билими аз вә ишәнчтә аҗиз кишиләр Муқәддәс Язмиларниң башқа қисимлирини бурмилиғандәк, Униң хәтлиридики чүшиниш тәс болған җайларниму бурмилап чүшәндүриду. Мошундақ қилғанлар өзигә һалакәт елип келиду. | |
II P | UyCyr | 3:17 | Қәдирлик қериндашлирим, бу сахта тәлим бәргүчиләр тоғрисидики ишларни алдин-ала билгән екәнсиләр, бу яман адәмләрниң хата тәлимигә әгишип, мустәһкәм мәйданиңларни йоқитип қоюштин һошияр болуңлар. | |