SONG OF SOLOMON
Chapter 5
Song | UyCyr | 5:1 | Кирдим өз беғимға, Әй мәһбубәм — җеним сиңлим, Жиғай әнди мурмәкки тетитқулиримни, Һәрә угиси билән йәй һәсилимни, Ичәй шарап вә сүтлиримни. Әй ашиқлар, йәңлар тойғичә, Муһәббәттин ичиңлар қанғичә. | |
Song | UyCyr | 5:2 | Уйқида едим, лекин ойғақ еди көңлүм, Аңлидим сөйүмлүгүмниң авазини, Мана, у қақти ишикни! Ишикни ач сиңлим — амриғим, Еһ мениң пак кәптирим. Шәбнәм чүшүп бешимға, Кечидә һөл болди чечим. | |
Song | UyCyr | 5:3 | Селивәткән едим кийимлиримни, Кийәй йәнә қандақму уни? Жуған едим путлиримни, Булғай йәнә қандақму уни? | |
Song | UyCyr | 5:5 | Ишикни ачмақ болдум ашиғимға. Тамди мурмәкки қоллиримдин, Ишикниң тутқучини тутқинимда. | |
Song | UyCyr | 5:6 | Ишикни ачтим сөйүмлүгүмгә, Бирақ у йоқ еди ишик түвидә, Роһсизландим у кәткәчкә. Издидим уни, бирақ тапалмидим, Чақирдим, бирақ җавап алалмидим. | |
Song | UyCyr | 5:7 | Шәһәрдики җесәкчиләр көрүп мени, Уруп яриландурди тенимни, Улар елип қачти ормилимни. | |
Song | UyCyr | 5:8 | Әй Йерусалим қизлири, өтүнәй силәрдин, Ашиғимни көрсәңлар ейтип қоюңлар, Мени униң ишқи отида кавап дәңлар. | |
Song | UyCyr | 5:9 | Ейтқина әй, гөзәлләрниң гөзили, Сән бизгә шәрт қойғудәк, Ашиғиң башқилардин артуқмикин, Униң башқилардин артуқ тәрипи бармикин? | |
Song | UyCyr | 5:10 | Ашиғимниң икки мәңзи қип-қизил, пақирап турар, Түмән-миңлар арисида худди туғдәк алаһидә турар. | |
Song | UyCyr | 5:13 | Хушбой гия терилған гүлзар кәби мәңизлири, Қизилгүлгә охшар мурмәкки сүрүлгән ләвлири. | |
Song | UyCyr | 5:15 | Йотилири худди мәрмәр түврүктур алтун үстигә тикләнгән, Қамити Ливан теғидур, кедир дәрәқлири көркәм, һәйвәт көрүнгән. | |