ZEPHANIAH
Chapter 1
Zeph | UyCyr | 1:1 | Бу Зифаниягә Пәрвәрдигардин кәлгән сөздур. Зифания Кушиниң оғли, Куши Гидаляниң оғли, Гидаля Амаряниң оғли, Амаря Хизкияниң оғлидур. Шу вақитта Амонниң оғли Йошия Йәһудийәгә падиша еди. | |
Zeph | UyCyr | 1:3 | Инсанларни, һайванларни, асмандики қушларни, деңиздики белиқларни һалак қилимән. Яманларни жиқитимән. Йәр йүзидин инсанларни йоқ қилимән. Буни Мән Пәрвәрдигар җакалидим. | |
Zeph | UyCyr | 1:4 | Мән Йәһудийә вә Йерусалимда яшаватқанларни җазалаш үчүн қол көтиримән. Илаһ Баалға чоқунидиғанларниң һәммисини йоқ қилимән, Бутпәрәс роһанийлар һечкимниң есидә қалмайду. | |
Zeph | UyCyr | 1:5 | Өгүзләргә чиқивелип, күн, ай вә юлтузларға чоқунидиғанларни, Маңа сәҗдә қилип, Мениң намимда қәсәм қилған туруп, Йәнә илаһ Моләкниң нами билән қәсәм қилғанларни һалак қилимән. | |
Zeph | UyCyr | 1:7 | Егимиз Пәрвәрдигарниң алдида җим туруңлар, Чүнки Пәрвәрдигарниң сорақ күни келидиғанға аз қалди. У Өз хәлқини қурванлиққа тәйярлап, қурванлиқ қилғучиларни таллиди. | |
Zeph | UyCyr | 1:8 | Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Маңа қурванлиқ қилинидиған күни әмәлдарларни, хан җамаитидикиләрни вә Ят хәлиқләрниң урпи-адәтлиригә берилгәнләрни җазалаймән. | |
Zeph | UyCyr | 1:9 | У күни бутпәрәсләрниң адәтлиридәк босуға атлиғанларни вә Ғоҗайинлириниң өйлиридә Зораванлиқ вә алдамчилиқ қилғанларни җазалаймән». | |
Zeph | UyCyr | 1:10 | Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «У күни силәр Белиқ дәрвазисидин жиға авазини, Шәһәрниң йеңи мәһәллисидин пәрият авазини Вә тағлардин гүлдүрлигән авазни аңлайсиләр. | |
Zeph | UyCyr | 1:11 | Әй базардики халайиқ, пәрият қилиңлар, Чүнки пүтүн содигәрләр һалак болиду, Сетиқчилар йоқитилиду. | |
Zeph | UyCyr | 1:12 | У чағда мән Йерусалимни чирақ билән йорутуп, тәкшүрүп чиқимән. Гунаға петип олтарған бепәрва гунакарларни, Йәни ‹Худа яхшилиқму қилмайду, яманлиқму қилмайду› дегүчиләрни җазалаймән. | |
Zeph | UyCyr | 1:13 | Уларниң мал-дуниялири булаң-талаңға учрайду, Өйлири харабиликкә айландурулиду. Улар һечқачан өзлири салған өйләрдә олтиралмайду. Уларға өз үзүмзарлиғидин чиққан шарапни ичиш несип болмайду». | |
Zeph | UyCyr | 1:14 | Пәрвәрдигарниң чоң сорақ күниниң келишигә аз қалди, Аз қалди, у күн наһайити тезла келиду! У азаплиқ бир күндур! У чағда әң батур палванму пәрият қилиду! | |
Zeph | UyCyr | 1:15 | У ғәзәп, дәрт-әләм күнидур, Харап болидиған, вәйран болидиған күндур, Қараңғу зулмәт вә қара булутлар қаплайдиған күндур. | |
Zeph | UyCyr | 1:16 | У бурғилар челинип, чуқан-сүрәнләр селинип, Мустәһкәм шәһәрләр вә егиз мунариларға һуҗум қилинидиған күндур. | |
Zeph | UyCyr | 1:17 | Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән инсанларға балаю-апәт әкелип, Уларни қарғулардәк тәмтилитип маңдуримән. Чүнки улар Маңа қарши гуна қилди. Уларниң қанлири жундидәк төкүлүп, Җәсәтлири чиритилип ташлиниду». | |