Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CHRONICLES
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 20
I Ch UyCyr 20:1  Әтияз келип, падишалар җәңгә чиқидиған чағ болди. Йоаб Исраил қошунини җәңгә башлап аммонларниң зиминиға бесип кирди вә Раббаһ шәһирини қоршавға алди. Давут өзи болса Йерусалимда қалди. Йоаб Раббаһқа һуҗум қилип, шәһәрни вәйран қиливәтти.
I Ch UyCyr 20:2  Давут аммонларниң падишасиниң бешидики алтун таҗини алди. Еғирлиғи 35 кило келидиған, үсти яқут билән безәлгән бу алтун таҗа Давутниң бешиға кийдүрүлди. Давут шәһәрдин нурғун олҗиларни алди.
I Ch UyCyr 20:3  У йәнә шәһәр аһалисини һәрә, кәтмән, палта билән қилинидиған ишларға салди. Давут аммонларниң башқа шәһәр аһалилиригиму шундақ муамилә қилди. Андин Давут пүтүн қошунини башлап, Йерусалимға қайтип кәтти.
I Ch UyCyr 20:4  Шуниңдин кейин Гәзәр дегән йәрдә филистийәликләр билән йәнә бир қетим уруш болди. Бу қетимқи урушта хушаһлиқ Сиббикай рафаһ хәлқидин болған Сиппай исимлиқ бир палванни өлтүрди. Шуниң билән филистийәликләр бойсунди.
I Ch UyCyr 20:5  Филистийәликләр билән болған йәнә бир урушта Яирниң оғли Әлханан гатлиқ Голятниң қериндиши Лахмини өлтүрди. Лахминиң нәйзисиниң дәстиси дәстигаһниң оқидәк йоған еди.
I Ch UyCyr 20:6  Кейин Гатта йәнә бир мәйдан уруш болди. Бу урушқа наһайити бәстлик бир адәм қатнашқан болуп, униң қол вә путида алтидин, җәми жигирмә төрт бармақ бар еди. Уму рафаһ хәлқидин еди.
I Ch UyCyr 20:7  Бу адәм исраилларни һақарәтлигәнлиги үчүн Давутниң акиси Шаммаһниң оғли Йонатан уни өлтүрүвәтти.
I Ch UyCyr 20:8  Бу филистийәлик палванлар Гат шәһиридики рафаһ хәлқидин болуп, уларниң һәммиси Давут вә униң адәмлири тәрипидин өлтүрүлди.