Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CHRONICLES
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 29
I Ch UyCyr 29:1  Давут падиша пүтүн җамаәткә мундақ деди: — Худа таллиған оғлум Сулайман техи яш һәм тәҗрибисиз, амма қилидиған иши интайин бүйүктур. Интайин чоң бир қурулуш, чүнки ибадәтхана инсанлар үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар Худаниң шан-шәриви үчүн селиниду.
I Ch UyCyr 29:2  Худайимниң бу ибадәтханиси үчүн мән пүтүн күчүм билән йетәрлик алтун, күмүч, мис, төмүр вә яғач материалларни тәйярлап қойдум. Униңдин башқа йәнә көплигән сизиқлиқ һеқиқ, фирузә ташлар, рәңлик ташлар, мәрмәр вә һәрхил қиммәт баһалиқ ташларниму тәйярлап қойдум.
I Ch UyCyr 29:3  Мән Худайимниң ибадәтханисиниң қурулушиға болған садақитимни билдүрүш үчүн жуқуриқидәк материалларни тәйярлиғандин башқа йәнә өзәмниң әтиварлап сақлап қойған алтун, күмүчлиримниму һәдийә қилмақчимән.
I Ch UyCyr 29:4  Мән ибадәтханиниң тамлирини зенәтләшкә 100 тонна офир алтуни вә 240 тонна күмүч һәдийә қилимән.
I Ch UyCyr 29:5  Уста һүнәрвәнләр униңдин алтун вә күмүч җабдуқларниму ясайду. Қени, бүгүн йәнә ким Пәрвәрдигарға халис һәдийә беришни халайду?
I Ch UyCyr 29:6  Шуниң билән һәрқайси җамаәт башлиқлири, Исраилдики һәрқайси қәбилиләрниң йолбашчилири, миңбеши, йүзбешилар вә орда әмәлдарлири өз көңүллиридин чиқирип соғатлар һәдийә қилди.
I Ch UyCyr 29:7  Улар Худаниң ибадәтханисиниң қурулуши үчүн 180 тонна 84 кило алтун, 360 тонна күмүч, 650 тонна мис вә 3600 тонна төмүр һәдийә қилди.
I Ch UyCyr 29:8  Кимдә қиммәт баһалиқ ташлар болса, уни Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ғәзнисигә тапшурди. Амбарға Гершон әвладидин болған Йихиел қаратти.
I Ch UyCyr 29:9  Хәлиқ чин дилидин Худаға атап һәдийә бәргән бу адәмләрдин хурсән болди. Падиша Давутму хурсән болди.
I Ch UyCyr 29:10  Давут пүтүн җамаәт алдида Пәрвәрдигарни мәдһийиләп һәмдусана оқуди: «Әй Пәрвәрдигар — әҗдадимиз Исраил етиқат қилип кәлгән Худа, Саңа әбәдил-әбәт мәдһийиләр болсун!
I Ch UyCyr 29:11  Әй Пәрвәрдигар, улуқлуқ, қудрәт, шан-шөһрәт вә бүйүклүк Саңа мәнсүптур. Асман вә зиминдики барчә нәрсә Саңа тәвәдур! Әй Пәрвәрдигар, бу Сениң падишалиғиңдур, Сән һәммидин йүксәк һөкүмрандурсән!
I Ch UyCyr 29:12  Байлиқ вә шөһрәт Сәндин келиду, Сән пүткүл мәвҗудатниң һөкүмранисән, Сән пүткүл һоқуқ вә күч-қудрәтниң Егисидурсән, Һәркимни йүксәк, күчлүк қилиш Сениң иликиңдидур.
I Ch UyCyr 29:13  Әй Худайимиз, биз Саңа тәшәккүр ейтимиз, Сениң шәрәплик намиңни улуқлаймиз!
I Ch UyCyr 29:14  Мән ким едим, мениң хәлқим ким еди? Биз қандақму Саңа һәдийә қилишқа лайиқ келимиз? Чүнки пүтүн нәрсә Сәндин келиду. Биз пәқәт Сәндин алған нәрсини Өзәңгә қайтурдуқ, халас!
I Ch UyCyr 29:15  Биз Сениң алдиңда худди ата-бовилиримизға охшаш Пәқәт өткүнчи меһманмиз, Бизниң бу дуниядики һаятимиз худди көләңгидәк изсиз тезла өтүп кетиду.
I Ch UyCyr 29:16  Әй Пәрвәрдигаримиз Худа, Биз Сениң муқәддәс нам-шәривиңгә атап салмақчи болған ибадәтханиға тәйярлиған бу байлиқларму Сәндин кәлгән, Һәммиси Саңа мәнсүптур.
I Ch UyCyr 29:17  Әй Худайим, Сениң кишиләрниң көңлини синайдиғанлиғиңни билимән, Сән дурус адәмләрдин хурсән болисән. Мән бәргән нәрсиләрни чин дилимдин Саңа атидим, Шундақла мән бу йәрдә турған хәлқиңниң хошаллиқ вә өз ихтияри билән байлиқлирини Саңа тәғдим қилғанлиғини көрдүм.
I Ch UyCyr 29:18  Әй Пәрвәрдигар — әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Исраил етиқат қилған Худа! Хәлқиңни мәңгү мошундақ Өзәңгә қизғин қилғайсән, Уларни Өзәңгә садиқ қилғайсән.
I Ch UyCyr 29:19  Оғлум Сулайманниң Сениң әмир, қанун вә қаидилириңгә риайә қилиши, Шундақла мән тәйярлап қойған әшу материалларни ишлитип, пүтүн күчи билән ибадәтханини қуруп чиқиши үчүн, униңға күчлүк хаһиш ата қилғайсән».
I Ch UyCyr 29:20  Кейин Давут пүтүн җамаәткә қарап: «Пәрвәрдигариңлар Худаға һәмдусана ейтиңлар», деди. Шуниң билән җамаәт әҗдатлири етиқат қилип кәлгән Худаға һәмдусана ейтти. Улар Пәрвәрдигарға вә падишаға бешини йәргә тәккүзүп, тазим қилди.
I Ch UyCyr 29:21  Улар әтиси Пәрвәрдигарға атап қурванлиқ қилди. Улар пүтүн Исраилға вакалитән миң туяқ буқа, миң туяқ қошқар, миң туяқ пахланни көйдүрмә қурванлиқ қилди. Шуниң билән биргә төкидиған ичимлик һәдийәси вә нурғунлиған башқа қурванлиқларниму тәғдим қилди.
I Ch UyCyr 29:22  У күни хәлиқ Пәрвәрдигарниң һозурида шат-хорамлиқ билән йәп-ичишти. Улар йәнә бир қетим Давутниң оғли Сулайманни падиша дәп җакалашти. Улар Пәрвәрдигар алдида Сулайман вә Задоқниң башлириға яғ қуюп, Сулайманни падиша, Задоқни роһаний қилип тайинлиди.
I Ch UyCyr 29:23  Шуниң билән Сулайман атиси Давутқа варислиқ қилип, Пәрвәрдигар ата қилған падишалиқ тәхтигә олтарди. У һәммә ишлирида муваппәқийәт қазанди, пүтүн исраил хәлқи униңға бойсунди.
I Ch UyCyr 29:24  Барлиқ әмәлдарлар, батур җәңчиләр вә Давут падишаниң һәммә оғуллири падиша Сулайманға садақитини билдүрүшти.
I Ch UyCyr 29:25  Пәрвәрдигар Сулайманни пүтүн исраил хәлқи алдида шу қәдәр иззәт-абройға егә қилдики, униңдин илгири өткән Исраилниң һәрқандақ бир падишаси бундақ шөһрәткә муйәссәр болуп бақмиған еди.
I Ch UyCyr 29:26  Йишайниң оғли Давут пүтүн Исраилға падиша болған еди.
I Ch UyCyr 29:27  У Исраилға 40 жил падиша болди. Һибронда 7 жил, Йерусалимда 33 жил һөкүмранлиқ қилди.
I Ch UyCyr 29:28  Давут узақ өмүр сүрди, йүксәк бай-баяшәтлик вә иззәт-һөрмәт билән аләмдин өтти. Униң орниға оғли Сулайман падиша болди.
I Ch UyCyr 29:29  Давут падишаниң пүткүл иш-излири ғайипни билгүчи Самуил, Натан пәйғәмбәр вә ғайипни билгүчи Гадниң жилнамилиригә киргүзүлгән еди.
I Ch UyCyr 29:30  Давутниң падиша болған вақитлирида көрсәткән қәһриманлиқлири, униң вә исраил хәлқиниң бешидин өткүзгән вақиәликлири һәм Исраилниң әтрапидики падишалиқларда йүз бәргән ишларму шу жилнамиләргә киргүзүлгән еди.