I CHRONICLES
Chapter 10
I Ch | UyCyr | 10:1 | Филистийәликләр исраиллар билән җәң қилишти. Нурғун исраиллар Гилбова теғида қаза болди, қалғанлири филистийәликләрдин қачти. | |
I Ch | UyCyr | 10:2 | Филистийәликләр Саул билән униң оғуллириниң арқисидин қоғлап, ахири Саулниң оғуллиридин Йонатан, Абинадаб, Малкишуваларни өлтүрди. | |
I Ch | UyCyr | 10:3 | Саулниң әтрапида җәң овҗ алди. Шу пәйттә Саул дүшмән оқ-ячилири тәрипидин етилип, яриландурулди. | |
I Ch | UyCyr | 10:4 | Саул өзиниң қурал-ярақ көтәргүчисигә: — Қиличиңни суғур, мени өлтүрүвәт, әву хәтнисизләр келип, мени хорлимисун, — деди. Қурал-ярақ көтәргүчи қаттиқ қорқуп кәткинидин ундақ қилишқа унимиди. Саул өзиниң қиличини суғирип чиқирип, өзини қилич үстигә ташлиди. | |
I Ch | UyCyr | 10:5 | Қурал-ярақ көтәргүчи Саулниң өлгәнлигини көрүп, уму өзини қиличи үстигә ташлап өлди. | |
I Ch | UyCyr | 10:7 | Йизриәл җилғисида туруватқан пүтүн исраиллар Исраил ләшкәрлириниң қачқанлиғини, Саул вә униң оғуллириниң өлгәнлигини көрүп, шәһәрлирини ташлап қачти. Андин филистийәликләр келип у шәһәрләргә олтирақлишип қалди. | |
I Ch | UyCyr | 10:8 | Әтиси филистийәликләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувелишқа кәлгәндә, Саул билән униң оғуллириниң Гилбова теғида өлүк һалда ятқанлиғини көрүп, | |
I Ch | UyCyr | 10:9 | Саулниң савут-дубулғилирини салдурувелип, андин каллисини кесивалди. Филистийәликләр өз зимининиң һәр тәрипигә чапармәнләрни әвәтип, өз бутханилириға вә хәлиққә хуш хәвәрни йәткүзди. | |
I Ch | UyCyr | 10:10 | Улар Саулниң савут-дубулғилирини өз илаһлириниң бутханисиға қоюп, каллисини Дагон дегән илаһниң бутханисиға миқлап қойди. | |
I Ch | UyCyr | 10:11 | Гилъадтики Ябеш шәһириниң аһалиси филистийәликләрниң Саулға қилған һәммә ишлирини аңлиғандин кейин, | |
I Ch | UyCyr | 10:12 | уларниң ичидики һәммә батурлар атлинип, Саул билән униң оғуллириниң җәсәтлирини Ябешқа қайтуруп әкәтти. Андин сүйәкләрни Ябештики чоң дәрәқниң түвигә дәпнә қилип, йәттә күн роза тутти. | |
I Ch | UyCyr | 10:13 | Саул Пәрвәрдигарға қилған вапасизлиғи үчүн һалак болди. У Пәрвәрдигарниң буйруған әмригә риайә қилмиди. Һәтта Пәрвәрдигардин йол соримай, әрва чақиралайдиған бахши аялдин мәслиһәт сориған еди. Шуниң үчүн Пәрвәрдигар уни өлтүрүп, падишалиғини Йишайниң оғли Давутқа бәрди. | |