I CHRONICLES
Chapter 16
I Ch | UyCyr | 16:1 | Улар Худаниң келишим сандуғини Давут униңға атап тиктүргән чедирға әкирип қойди. Улар Худаға атап көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиқлири қилди. | |
I Ch | UyCyr | 16:3 | Йәнә пүтүн хәлиққә, әр-аял демәй һәрбир адәмгә бирдин нан, хорма қеқи вә кишмиш бөлүп бәрди. | |
I Ch | UyCyr | 16:4 | Давут бир қисим лавийларни Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида хизмәттә болушқа, йәни дуа-тилавәт қилишқа Исраилниң Пәрвәрдигари Худаға рәхмәт-тәшәккүр ейтишқа вә мәдһийә оқушқа тайинлиди. | |
I Ch | UyCyr | 16:5 | Уларниң беши Асаф болуп, униң ярдәмчиси Зикирия еди. Улардин башқилири Йииел, Шимирамот, Йихиел, Маттитя, Әлиаб, Биная, Обед-Идом вә Йииеллар еди. Улар чилтар вә лира челишқа буйрулди. Асаф җаң чалғучи болди. | |
I Ch | UyCyr | 16:6 | Биная билән Яхазиел дегән икки роһаний Худаниң келишим сандуғи алдида һәр дайим канай челишқа буйрулди. | |
I Ch | UyCyr | 16:7 | Шу күни Давут тунҗа қетим Асаф вә қериндашлирини Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтишқа бәлгүлиди: | |
I Ch | UyCyr | 16:8 | Пәрвәрдигарға шүкүрләр ейтиңлар, Униң шәнигә мәдһийиләр оқуңлар, Карамәтлирини әлләр ара баян қилиңлар! | |
I Ch | UyCyr | 16:10 | Улуқлаңлар муқәддәс хисләтлирини Худаниң, Қәлби шатлансун Пәрвәрдигарни сеғинғанларниң. | |
I Ch | UyCyr | 16:17 | У буни Яқупқиму низам қилип бәргән еди. Исраилға мәңгүлүк келишим қилип мундақ дегән еди: | |
I Ch | UyCyr | 16:21 | Худа һечкимниң уларни езишигә йол қоймиди, Уларни дәп падишаларниму мундақ агаһландурди: | |
I Ch | UyCyr | 16:25 | Улуқ болғач Пәрвәрдигар дайима, У лайиқтур һәссиләп мәдһийилинишкә, Үстүн болғач У барлиқ «илаһлардин», Пәқәт Ула әрзийду әйминишкә. | |
I Ch | UyCyr | 16:27 | Орап турар шан-шәрәп вә бүйүклүк Уни, Қудрәт вә шат-хорамлиққа толғандур Униң тураргаһи. | |
I Ch | UyCyr | 16:29 | Пәрвәрдигар шәривигә мунасип һәмдусана оқуңлар, Худаниң һозуриға һәдийә билән кириңлар. Әй җаһан әһли, Пәрвәрдигардин қорқуңлар, Парлақ, муқәддәс Пәрвәрдигарға сәҗдә қилиңлар, Бәрһәқ, дуния мустәһкәм, тәврәнмәстур. | |
I Ch | UyCyr | 16:30 | Пәрвәрдигар шәривигә мунасип һәмдусана оқуңлар, Худаниң һозуриға һәдийә билән кириңлар. Әй җаһан әһли, Пәрвәрдигардин қорқуңлар, Парлақ, муқәддәс Пәрвәрдигарға сәҗдә қилиңлар, Бәрһәқ, дуния мустәһкәм, тәврәнмәстур. | |
I Ch | UyCyr | 16:31 | Шатлансун йәр-җаһан, хуш болсун асманлар, Ейтишсун әлләр ара: «Пәрвәрдигар әң алий Һөкүмрандур». | |
I Ch | UyCyr | 16:33 | Нахша ейтсун Егимиз алдида орманлар, Чүнки Пәрвәрдигар җәзмән келиду дунияға һөкүмранлиқ қилишқа. | |
I Ch | UyCyr | 16:35 | Йәнә шундақ дәп ейтиңлар: — Әй Ниҗаткар болған Худайимиз, Қутқузғин бизни, Ят әлләр арисидин қайта жиғип әкәлгин бизләрни. Шунда Сени мәдһийиләйли, күйләйли, Шу муқәддәс намиңға шүкүр-рәхмәт ейтайли. | |
I Ch | UyCyr | 16:36 | Мәдһийиләнгәй мәңгүдин-мәңгүгә, Исраилларни таллиған Пәрвәрдигар! Андин кейин пүтүн халайиқлар «амин» дейишип, Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушти. | |
I Ch | UyCyr | 16:37 | Давут Асаф билән униң қериндашлирини һәр күни Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида давамлиқ хизмәттә болуш вәзиписигә қалдуруп қойди. | |
I Ch | UyCyr | 16:38 | Уларниң ичидә Обед-Идом билән униң қериндашлиридин атмиш сәккиз киши бар еди. Шуниңдәк Йидутунниң оғли Обед-Идом билән Хосаһ дәрвазивәнликкә қоюлди. | |
I Ch | UyCyr | 16:39 | Давут роһаний Задоқ билән униң роһаний қериндашлирини Гибъондики муқәддәс җайға тикилгән Пәрвәрдигарниң ибадәт чедирида хизмәт қилишқа тайинлиди. | |
I Ch | UyCyr | 16:40 | Улар Пәрвәрдигарниң исраилларға чүшәргән Тәврат қанунида йезилғини бойичә һәр күни әтигини, ахшими қурванлиқ суписи үстидә Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурванлиқларни сунушқа буйрулди. | |
I Ch | UyCyr | 16:41 | Улар билән биллә болғанлар, йәни Һеман, Йидутун вә қалған талланғанлар, шундақла барлиқ исми тизимланғанлар Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтишқа буйрулди, чүнки «Униң меһир-муһәббити мәңгүлүктур». | |
I Ch | UyCyr | 16:42 | Һеман вә Йидутун болса сазәндиликкә, җүмлидин канай, җаң вә Худа үчүн челинидиған барлиқ сазларни челип, мәдһийә нахшилирини ейтишқа җавапкәр қилинди. Йидутунниң оғуллири дәрвазиға қарашқа қоюлди. | |