Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CHRONICLES
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 13
I Ch UyCyr 13:1  Давут миңбеши вә йүзбашлириниң һәммиси билән мәслиһәтләшти.
I Ch UyCyr 13:2  Андин Давут пүтүн исраил җамаитигә мундақ деди: — Әгәр силәр мувапиқ көрсәңлар вә Пәрвәрдигаримиз Худа ирадә қилса, биз Исраилниң һәммә жутлирида яшаватқан қериндашлиримизға, җүмлидин шәһәрләр вә отлақларда туруватқан роһанийлар билән лавийларға: «Алдимизға жиғилип келиңлар», дәп хәвәр йәткүзәйли. Биз Худайимизниң келишим сандуғини бу йәргә қайтуруп елип келәйли, чүнки падиша Саулниң дәвридә биз Худайимизниң келишим сандуғи билән һеч каримиз болмиған еди.
I Ch UyCyr 13:3  Андин Давут пүтүн исраил җамаитигә мундақ деди: — Әгәр силәр мувапиқ көрсәңлар вә Пәрвәрдигаримиз Худа ирадә қилса, биз Исраилниң һәммә жутлирида яшаватқан қериндашлиримизға, җүмлидин шәһәрләр вә отлақларда туруватқан роһанийлар билән лавийларға: «Алдимизға жиғилип келиңлар», дәп хәвәр йәткүзәйли. Биз Худайимизниң келишим сандуғини бу йәргә қайтуруп елип келәйли, чүнки падиша Саулниң дәвридә биз Худайимизниң келишим сандуғи билән һеч каримиз болмиған еди.
I Ch UyCyr 13:4  Бу ишни пүтүн җамаәт тоғра дәп қариғачқа, һәммиси мақул болушти.
I Ch UyCyr 13:5  Шуңа Давут Худаниң келишим сандуғини Қирят-Йиарим шәһиридин елип келиш үчүн Мисирниң Шихор дәриясидин таки Либо-Хаматқичә болған арилиқтики пүтүн исраилларни жиғди.
I Ch UyCyr 13:6  Давут Пәрвәрдигар Худаниң келишим сандуғини елип келиш үчүн пүтүн исраилларни башлап, Йәһудийәниң Баала шәһиригә, йәни Қирят-Йиарим шәһиригә қарап йолға чиқти. Пәрвәрдигарниң тәхти келишим сандуғиниң үстидики икки керубниң оттурисида болуп, Униң нам-шәриви келишим сандуғида еди.
I Ch UyCyr 13:7  Улар Худаниң келишим сандуғини Абинадабниң өйидин көтирип чиқип, йеңи бир һарвуниң үстигә қойди. Узза вә Ахийо һарвуни һайдап маңди.
I Ch UyCyr 13:8  Давут вә пүтүн исраил хәлқи Худаниң һозурида лира, чилтар, дап, җаң вә канайларни челип, һаяҗан билән нахша ейтип, уссул ойнавататти.
I Ch UyCyr 13:9  Улар Кидонниң хаминиға кәлгәндә кала путлишип, Худаниң келишим сандуғи чүшүп кетәй дегәндә, Узза қолини узитип, уни йөләвалди.
I Ch UyCyr 13:10  У келишим сандуғиға халиғанчә қолини тәккүзгәнлиги үчүн, Пәрвәрдигарниң ғәзиви келип, униң җенини алди. У Худаниң алдида җан бәрди.
I Ch UyCyr 13:11  Давут Пәрвәрдигарниң Уззани җазалиғанлиғиға хапа болуп, у йәрни «Пәрәс-Узза» (мәнаси «Уззаниң җазалиниши») дәп атиди. У йәр һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә.
I Ch UyCyr 13:12  Шу күни Давут Худадин қорқуп: «Худаниң келишим сандуғиға қараш вәзиписини қандақ қилип үстүмгә алалаймән?» дәп ойлиди.
I Ch UyCyr 13:13  Шуниң билән у келишим сандуғини өзи туруватқан Давут шәһиригә әкәлмәй, уни гатлиқ Обед-Идомниң өйигә апирип қойди.
I Ch UyCyr 13:14  Худаниң келишим сандуғи Обед-Идомниң өйидә үч ай турди, Пәрвәрдигар Обед-Идомниң уруқ-җамаити вә пүтүн мал-мүлкигә бәрикәт ата қилди.