I CHRONICLES
Chapter 9
I Ch | UyCyr | 9:1 | Шундақ қилип, пүткүл исраил хәлқи нәсәбнамидә хатирилинип, «Исраил падишалири китавиға» киргүзүлгән еди. Йәһудийә хәлқи Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилғанлиғи үчүн, Бабилға сүргүн қилинған еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:2 | Әң авал роһанийлар, лавийлар, ибадәтхана хизмәткарлири вә башқа исраиллар қайтип келип, өз шәһәрлиригә олтирақлашти. | |
I Ch | UyCyr | 9:3 | Йәһуда, Бинямин, Әфрайим вә Манассә қәбилилириниң бир қисимлири Йерусалимда олтирақлашти. | |
I Ch | UyCyr | 9:4 | Буларниң ичидә Йәһуданиң оғли Пәрәсниң әвладидин болған Утайму бар еди. Утай Аммиһудниң оғли, Аммиһуд Омриниң оғли, Омри Имриниң оғли, Имри Баниниң оғли еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:7 | Бинямин қәбилисидин: Мишулламниң оғли Саллу, (Мишуллам Һодавяниң оғли, Һодавя Һассинуаниң оғли еди.) Йирохамниң оғли Йибнея, Уззиниң оғли, йәни Микриниң нәвриси Әлаһ, Шифатяниң оғли Мишуллам, (Шифатя Риуелниң оғли, Риуел Йибнияниң оғли еди.) | |
I Ch | UyCyr | 9:8 | Бинямин қәбилисидин: Мишулламниң оғли Саллу, (Мишуллам Һодавяниң оғли, Һодавя Һассинуаниң оғли еди.) Йирохамниң оғли Йибнея, Уззиниң оғли, йәни Микриниң нәвриси Әлаһ, Шифатяниң оғли Мишуллам, (Шифатя Риуелниң оғли, Риуел Йибнияниң оғли еди.) | |
I Ch | UyCyr | 9:9 | Бинямин қәбилисидин нәсәбнамигә 956 киши киргән болуп, уларниң һәммиси җамаәт башлиқлири еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:11 | Худаниң ибадәтханисиниң баш ғоҗидари Азаря. Азаря Хилқияниң оғли, Хилқия Мишулламниң оғли, Мишуллам Задоқниң оғли, Задоқ Мирайотниң оғли, Мирайот Ахитубниң оғли еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:12 | Йирохамниң оғли Адая (Йирохам Пашхурниң оғли, Пашхур Малкияниң оғли еди) вә Адиелниң оғли Масайму (Адиел Яхзераниң оғли, Яхзера Мишулламниң оғли, Мишшулам Мишиллемитниң оғли, Мишиллемит Иммерниң оғли еди) қайтип кәлгән еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:13 | Җамаәт башлиқлири болуп, җәми 1760 роһаний қайтип кәлди. Улар Худаниң ибадәтханисида хизмәт қилишқа қабилийәтлик кишиләр еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:14 | Йерусалимға қайтип кәлгән лавийлар: Хашшубниң оғли Шимая. (Хашшуб Азриқамниң оғли, Азриқам мирарилардин болған Хашабяниң оғли еди.) | |
I Ch | UyCyr | 9:15 | Бақбаққар, Хәрәш, Галал вә Маттаняму қайтип кәлгән еди. Маттаня Миканиң оғли, Мика Зикриниң оғли, Зикри Асафниң оғли еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:16 | Шимаяниң оғли Обадия (Шимая Галалниң оғли, Галал Йидутунниң оғли еди) вә Асаниң оғли Бәрәкя қайтип кәлгән еди. Бәрәкя Әлқананиң нәвриси болуп, Нитофаниң йезилирида яшиған еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:17 | Йерусалимға қайтип кәлгән ибадәтхана дәрвазивәнлири төвәндикичә: Шаллум, Аққуб, Талмон, Ахиман вә уларниң уруқ-туққанлири. Шаллум уларниң башлиғи еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:18 | Улар бүгүнгә қәдәр шәриқ тәрәптики падиша дәрвазисида муһапизәтчилик қилмақта. Лавийларниң қараргаһиға қарайдиған дәрвазивәнләрму шулардиндур. | |
I Ch | UyCyr | 9:19 | Әбясафниң нәвриси, Қорениң оғли Шаллум вә униң Кораһ җамаитидин болған қериндашлири ибадәтханида муһапизәтчилик қилатти, уларниң ата-бовилириму бурун Пәрвәрдигарниң қараргаһиниң кириш еғизида муһапизәтчилик қилған еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:22 | Кириш еғизи билән дәрвазиға қарашқа җәми 212 киши талланған еди. Нәсәбнамидә улар өзлири туридиған йезилар бойичә хатириләнгән еди. Давут падиша билән Самуил пәйғәмбәр бу муһим вәзипини уларниң әҗдатлириға тапшурған еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:23 | Улар вә уларниң әвлатлири Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң дәрвазисида давамлиқ муһапизәтчилик қилип кәлди. | |
I Ch | UyCyr | 9:24 | Һәммә тәрәпкә, йәни шәриқ, ғәрип, шимал вә җәнуп тәрәптики дәрвазилириниң һәрбиригә дәрвазивәнләр қоюлған еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:25 | Бу муһапизәтчиләргә өз йезисидики туққанлири ярдәмлишип, новәт билән йәттә күндин қаратти. | |
I Ch | UyCyr | 9:26 | Төрт нәпәр дәрвазивәнләр башлиғи лавийлардин болуп, улар Худаниң ибадәтханисиниң һоҗрилири вә ғәзнилиригә қарашқа җавапкәр еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:27 | Улар ибадәтханини муһапизәт қилишқа, шундақла һәр күни сәһәрдә ибадәтхана дәрвазилирини ечишқа җавапкәр болғачқа, түнни ибадәтханиниң әтрапида өткүзәтти. | |
I Ch | UyCyr | 9:28 | Бәзи лавийлар ибадәткә ишлитидиған буюмларға қарашқа җавапкәр еди. Һәр қетим бу буюмларни елип чиқип, әкирип қойғанда улар санини алатти. | |
I Ch | UyCyr | 9:29 | Йәнә бир қисим лавийлар ибадәтханиниң муқәддәс җайидики нәрсиләргә, башқа буюмларға вә ун, шарап, зәйтун йеғи, исриқ, хушбой мадда қатарлиқларға қаратти. | |
I Ch | UyCyr | 9:31 | Лавийларниң Кораһ җамаитидин болған Шаллумниң тунҗа оғли Маттитя Худаға аталған нанларни пиширишқа җавапкәр еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:32 | Қоһат җамаитидикиләрдин бәзилири һәр дәм елиш күни ибадәтханида Пәрвәрдигарға аталған нанларни тәйярлашқа җавапкәр еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:33 | Лавийларниң бир қисим җамаәт башлиқлири ибадәтханиниң саз челиш ишлириға җавапкәр еди. Улар ибадәтханиниң һоҗрилирида туратти. Улар кечә-күндүз саз челишқа җавапкәр болғанлиғи үчүн, башқа иш қилматти. | |
I Ch | UyCyr | 9:34 | Жуқурида исимлири тилға елинған лавийлар нәсәбнамидә җамаәт башлиқлири, дәп хатириләнгән еди. Улар Йерусалимда туратти. | |
I Ch | UyCyr | 9:38 | Миқлот болса Шимъамниң атиси еди. Уларниң һәммиси Йерусалимда өз туққанлириниң йенида яшиди. | |
I Ch | UyCyr | 9:39 | Нер Кишниң атиси, Киш Саул падишаниң атиси еди. Саул падишаниң Йонатан, Малкишува, Абинадаб вә Әшбаал исимлиқ оғуллири бар еди. | |
I Ch | UyCyr | 9:42 | Ахаз Ядаһниң атиси еди. Ядаһтин Аләмәт, Азмавәт вә Зимри төрәлди. Зимридин Моза төрәлди, | |
I Ch | UyCyr | 9:43 | Мозадин Бинъа төрәлди, Бинъадин Рифая төрәлди, Рифаядин Әлъаса төрәлди, Әлъасадин Азел төрәлди. | |