I CHRONICLES
Chapter 4
I Ch | UyCyr | 4:2 | Шобалниң оғли Риаядин Яхат төрәлди. Яхаттин Ахумай вә Лаһад төрәлди. Булар Зоръаһларниң әҗдатлиридур. | |
I Ch | UyCyr | 4:3 | Калиб аяли Әфратадин Хур исимлиқ тунҗа оғлини көрди. Хурниң әвлатлири Бәйтләһәм шәһиригә асас салғучилар еди. Хурниң Етам, Пинуел вә Әзәр исимлиқ оғуллири болуп, Етамниң Йизриәл, Йишма вә Йидбаш исимлиқ үч оғли вә Һазләлпони исимлиқ бир қизи бар еди. Пинуел Гидор шәһиригә, Әзәр болса Хушаһ шәһиригә асас салған еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:4 | Калиб аяли Әфратадин Хур исимлиқ тунҗа оғлини көрди. Хурниң әвлатлири Бәйтләһәм шәһиригә асас салғучилар еди. Хурниң Етам, Пинуел вә Әзәр исимлиқ оғуллири болуп, Етамниң Йизриәл, Йишма вә Йидбаш исимлиқ үч оғли вә Һазләлпони исимлиқ бир қизи бар еди. Пинуел Гидор шәһиригә, Әзәр болса Хушаһ шәһиригә асас салған еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:8 | вә Қоз туғулди. Қозниң Ануб вә Һаззобеба исимлиқ оғуллири бар еди. Хаққоз Һарумниң оғли болуп, Ахархел җамаитиниң әҗдади еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:9 | Ябез (мәнаси «азап») исимлиқ бир адәм қериндашлириға қариғанда көп абройлуқ еди. Аниси уни: «Бәк җапа чекип туққанмән», дәп исмини Ябез қойған еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:10 | Ябез исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға: «Әй Худа, мени бәхитлик қилип, зиминимни кәңәйтип бәргәйсән, маңа яр-йөләктә болуп, мени мүшкүлат вә азаплардин жирақ қилғайсән», дәп дуа қилған еди. Худа униң илтиҗалирини бәҗа кәлтүрди. | |
I Ch | UyCyr | 4:12 | Әштондин Бәйт-Рафа, Пасеях вә Тихинна төрәлди. Тихинна Ирнахаш шәһирини қурди. Уларниң әвлатлири Рекаһта яшатти. | |
I Ch | UyCyr | 4:13 | Қеназниң Отниел вә Сирая исимлиқ оғуллири бар еди. Отниелниң болса, Хатат вә Мионотай исимлиқ оғуллири бар еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:14 | Мионотайдин Офраһ төрәлди. Сираядин Йоаб төрәлди. Йоаб һүнәрвәнләр җилғисиға асас салди. У йәрдә яшиған адәмләрниң һәммиси һүнәрвән еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:15 | Йифуннәниң оғли Калиб үч оғул пәрзәнт көрди. Улар Иру, Әлаһ вә Наам еди. Елаһтин Қеназ төрәлди. | |
I Ch | UyCyr | 4:17 | Әзраһниң Йәтәр, Мәрәд, Ефәр вә Ялон исимлиқ оғуллири бар еди. Мәрәд Пиръәвнниң қизи Битяһқа өйлинип, униңдин Мәрйәм исимлиқ бир қиз вә Шаммай, Йишбах исимлиқ икки оғул пәрзәнт көрди. Йишбах Әштимова шәһиригә асас салди. Мәрәд йәнә Йәһуда қәбилисидин бир аял алди. Бу аялдин у үч оғул, йәни Гидор шәһириниң асас салғучиси Йәрәд, Сокоһ шәһириниң асас салғучиси Хәбәр вә Зановах шәһириниң асас салғучиси Йиқутиәлни көрди. | |
I Ch | UyCyr | 4:18 | Әзраһниң Йәтәр, Мәрәд, Ефәр вә Ялон исимлиқ оғуллири бар еди. Мәрәд Пиръәвнниң қизи Битяһқа өйлинип, униңдин Мәрйәм исимлиқ бир қиз вә Шаммай, Йишбах исимлиқ икки оғул пәрзәнт көрди. Йишбах Әштимова шәһиригә асас салди. Мәрәд йәнә Йәһуда қәбилисидин бир аял алди. Бу аялдин у үч оғул, йәни Гидор шәһириниң асас салғучиси Йәрәд, Сокоһ шәһириниң асас салғучиси Хәбәр вә Зановах шәһириниң асас салғучиси Йиқутиәлни көрди. | |
I Ch | UyCyr | 4:19 | Һодия Нахамниң сиңлисиға өйләнди, униң оғуллири гармилиқ Қийлаһниң вә маакалиқ Әштимованиң атиси еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:20 | Шимонниң Амнон, Риннаһ, Бәнханан вә Тилон исимлиқ оғуллири бар еди. Йишъиниң Зохет вә Бәнзохет исимлиқ оғуллири бар еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:21 | Йәһуданиң йәнә Шелаһ исимлиқ бир оғли бар еди. Шелаһниң әвлатлири: Лекаһ шәһириниң асас салғучиси Ер, Мареша шәһириниң асас салғучиси Лада, Бәйт-Ашбея шәһиридә яшайдиған кәндир тоқуғучиларниң җамаәтлири, | |
I Ch | UyCyr | 4:22 | Йоқим, Йоаш, Сараф вә Козеба шәһириниң аһалиси. Йоаш вә Сараф Моаб шәһиригә һөкүмранлиқ қилип, андин Ләһәм шәһиригә қайтип барған. Бу мәлуматлар қедимки язмилардин елинди. | |
I Ch | UyCyr | 4:23 | Бу җамаәттикиләр Нитаим вә Гидера шәһәрлиридә яшайдиған сапал устилири болуп, улар падишаға хизмәт қилатти. | |
I Ch | UyCyr | 4:27 | Шимъи он алтә оғул вә алтә қиз пәрзәнт көрди. Лекин униң ака-инилириниң пәрзәнтлири кам болғанлиғи үчүн, Шимон қәбилиси Йәһуда қәбилисидәк көпәймиди. | |
I Ch | UyCyr | 4:31 | Бәйт-Маркабот, Хазар-Сусим, Бәйт-Бири вә Шаарайим шәһәрлиридә яшатти. Давут падиша болғанға қәдәр, мана шу шәһәрләр Шимонниң әвлатлириға қарашлиқ еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:33 | Ғәрбий җәнуптики Баалат шәһиригичә созулған бу шәһәрләр вә униң әтрапидики һәммә йезилар Шимонниң әвлатлириға қарашлиқ еди. Улар шу җайда яшап, өз нәсәбнамисини йезип қойған еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:34 | Төвәндикиләр Шимон әвлатлириниң җамаәт башлиқлири еди: Мишобаб, Ямлек, Амазяниң оғли Йошаһ, | |
I Ch | UyCyr | 4:37 | Зиза (Зиза Шифиниң оғли, Шифи Аллонниң оғли, Аллон Йидаяниң оғли, Йидая Шимриниң оғли, Шимри Шимаяниң оғли еди). | |
I Ch | UyCyr | 4:38 | Булар Шимон әвлатлириниң җамаәт башлиқлири еди. Уларниң җамаәтлири көпийип кәткәчкә, | |
I Ch | UyCyr | 4:39 | мал-чарвилириға отлақ издәп, җилғиниң шәрқий четигә җайлашқан Гидор шәһиригичә барди. | |
I Ch | UyCyr | 4:40 | Улар бу йәрдин от-чөплири мол, кәңри, тинич вә хали бир җайни тапти. Бу җай бурун Һам әвлатлириға қарашлиқ җай еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:41 | Йәһудийә падишаси Хизкия һөкүмранлиқ қилған дәвирдә жуқурида исимлири хатириләнгән Шимонниң әвлатлири Һам әвлатлириниң туралғулириға вә улар билән биллә яшаватқан миуним хәлқигә һуҗум қилип, уларни тәл-төкүз йоқатти. Шуңа улардин һазирғичә бирму адәм йоқ. У йәрдә қой-калилириға яйлақлар болғанлиғи үчүн, улар у йәрләрни егиләвалған еди. | |
I Ch | UyCyr | 4:42 | Шимон әвлатлиридин йәнә бәш йүз киши Йишъиниң Пилатя, Ниаря, Рифая вә Уззиел исимлиқ оғуллириниң башчилиғида Сәир тағлириға берип, | |