I CHRONICLES
Chapter 21
I Ch | UyCyr | 21:1 | Шәйтан исраилларға қарши туруп, Давутни исраилниң җәң қилишқа қадир адәмлирини санап чиқишқа күшкүртти. | |
I Ch | UyCyr | 21:2 | Шуниң билән Давут өз қошуниниң беши Йоаб вә башқа ләшкәр башлириға буйруқ қилип: — Силәр исраилниң һәрқайси қәбилилирини Дандин таки Бәәршәбағичә арилап, җәң қилишқа қадир адәмләрни санап, мәлумат елип келиңлар. Мән уларниң санини елишим керәк, — деди. | |
I Ch | UyCyr | 21:3 | Һалбуки, Йоаб падишадин: — Пәрвәрдигар ләшкәрлириниң санини йүз һәссә ашурғай. Падиша алийлири, уларниң һәммиси алийлириниң хизмитидә әмәсму? Алийлири, немә сәвәптин бундақ қилишқа еһтияҗлиқ болуп қалдила? Немә үчүн исраилларға гуна артидила? — дәп сориди. | |
I Ch | UyCyr | 21:4 | Лекин падишаниң сөзи Йоабниң сөзидин үстүн кәлди. Шундақ қилип, Йоаб пүтүн Исраилни айлинип, андин Йерусалимға қайтип кәлди. | |
I Ch | UyCyr | 21:5 | Йоаб ләшкәрләрни тизимлаш әһвалидин Давутқа мәлумат берип, мундақ деди: — Пүтүн Исраилда җәң қилишқа қадир бир миллион йүз миң адәм, Йәһудийәдә 470 миң адәм бар екән. | |
I Ch | UyCyr | 21:6 | Бирақ Йоаб Лавий билән Бинямин қәбилилирини бу санға киргүзмигән еди, чүнки падишаниң бу буйруғи униң нәзиридә жиркиничлик еди. | |
I Ch | UyCyr | 21:8 | Давут Худаға: — Ләшкәрләрниң санини елип, еғир гуна өткүзүптимән! Қулуңниң гунайидин кәчкәйсән, мән толиму әхмиқанә иш қилиптимән! — деди. | |
I Ch | UyCyr | 21:10 | — Сән берип Давутқа ейтқин «Мәнки, Пәрвәрдигар сениң алдиңға үч түрлүк җазани қойимән, уларниң ичидин бирини таллавал, таллиған шу җазайиңни Мән саңа чүширимән». | |
I Ch | UyCyr | 21:11 | Шуниң билән Гад, Давутниң һозуриға берип, униңға Пәрвәрдигарниң сөзини йәткүзүп, мундақ деди: — Қени, өзлири талливалсила. | |
I Ch | UyCyr | 21:12 | Үч жил ачарчилиқ болсунму? Яки дүшмәнлири қирғинчилиқ елип берип, үч ай дүшмәнлири алдида қечип жүрәмла? Яки болмиса Пәрвәрдигарниң қиличи болған ваба үч күн тарқилип, Пәрвәрдигарниң пәриштиси пүтүн Исраилда вәйранчилиқ елип барсунму? Қени десилә, мени әвәткүчигә қайси җавапни беришим керәк? | |
I Ch | UyCyr | 21:13 | Давут Гадқа мундақ деди: — Мән еғир әһвалда қалдим. Немила болмисун инсанларниң қолиға әмәс, бәлки Пәрвәрдигарниң қолиға чүшәй. Чүнки У наһайити меһир-шәпқәтликтур. | |
I Ch | UyCyr | 21:15 | Худа пәриштисини Йерусалимни вәйран қилишқа әвәтти. Лекин пәриштә вәйран қилмақчи болуп турғанда, Пәрвәрдигар әһвални көрүп, уларни җазалаш нийитидин янди вә вәйран қилғучи пәриштигә: — Йетәр әнди, қолуңни тарт! — деди. У чағда Пәрвәрдигарниң пәриштиси йибуслардин болған Аравнаниң хаминида туратти. | |
I Ch | UyCyr | 21:16 | Давут жуқуриға қариған еди, Пәрвәрдигарниң пәриштисиниң йәр билән асманниң арилиғида қолидики қиличини Йерусалимға тәңләп турғанлиғини көрди. Давут билән исраил ақсақаллири матәмлик кийимгә йөгәнгән һалда йәргә баш қойди. | |
I Ch | UyCyr | 21:17 | Давут Худаға: — Ләшкәрләрниң санини елип чиқишни буйруған мән әмәсму? Гуна қилған мән, яманлиқ қилған мән, қойдәк бегуна бу хәлиқ немә гуна қилди? Әй Пәрвәрдигарим Худа, мени вә ата җамаитимни җазалиғайсән! Вабани Өз хәлқиңниң үстигә чүшәрмигәйсән! — деди. | |
I Ch | UyCyr | 21:18 | Пәрвәрдигарниң пәриштиси Гадқа: — Сән Давутниң йениға берип, униңға: «Сиз йибуслардин болған Аравнаниң хаминиға берип, у йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи селиң» дегин, — дәп буйриди. | |
I Ch | UyCyr | 21:20 | Аравна вә униң төрт оғли хаман айрип туратти, улар бурулупла пәриштини көрди. Аравнаниң оғуллири йошурунувалди. | |
I Ch | UyCyr | 21:21 | Аравна Давутниң өзи тәрәпкә келиватқанлиғини көрүп, хаминидин чиқип, йәргә баш қоюп, Давутқа тазим қилди. | |
I Ch | UyCyr | 21:22 | Давут Аравнаға: — Хәлиқ ичигә тарқалған вабани йоқитиш үчүн мошу хаминиңизни маңа өз баһаси бойичә сетип бериң. Мән Пәрвәрдигарға атап мошу йәргә бир қурванлиқ суписи салай дәймән, — деди. | |
I Ch | UyCyr | 21:23 | — Падиша алийлири, еливәрсилә! Немини халисилири шуни қилғайла. Мана мән көйдүрмә қурванлиқ үчүн өкүзлиримни, отун үчүн хаман тепидиған яғач тахтамни вә ашлиқ һәдийәси үчүн буғдайлиримни берәй. Буларниң һәммисини беримән, — деди Аравна. | |
I Ch | UyCyr | 21:24 | — Яқ! Мән буларни өз баһасида сетивалимән. Пәрвәрдигарға һәдийә қилиш үчүн сениңкини алмаймән, бекарға кәлгән нәрсиләрни көйдүрмә қурванлиқ қилмаймән, — деди Давут падиша Аравнаға. | |
I Ch | UyCyr | 21:26 | Давут шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи селип, көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиқлирини сунди. У Пәрвәрдигарға дуа қилип илтиҗа қиливеди, Пәрвәрдигар униң дуалирини иҗавәт қилип, асмандин қурванлиқ суписиға от чүшәрди. | |
I Ch | UyCyr | 21:28 | У чағда Давут йибуслардин болған Аравнаниң хаминида өзиниң дуалирини Пәрвәрдигарниң иҗавәт қилғанлиғини көрүп, шу йәрдә қурванлиқ қилди. | |
I Ch | UyCyr | 21:29 | Бу вақитта Муса чөлдә ясатқан Пәрвәрдигарниң ибадәт чедири вә көйдүрмә қурванлиқ суписи Гибъондики сәҗдигаһта еди. | |