Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CHRONICLES
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 22
I Ch UyCyr 22:1  Шуңа Давут: — Пәрвәрдигар Худаниң ибадәтханиси вә Исраил хәлқиниң көйдүрмә қурванлиқ қилидиған қурванлиқ суписи мошу йәрдә болиду, — дәп җакалиди.
I Ch UyCyr 22:2  Давут Исраилда яшаватқан ят хәлиқләрни бир җайға жиғип, Худаниң ибадәтханисиға ишлитидиған ташларни йонуп, тәйярлашқа буйриди.
I Ch UyCyr 22:3  Давут йәнә ибадәтханиниң яғач дәрвазисини миқлашқа кетидиған миқ вә моҗуқ үчүн нурғунлиған төмүр жиғди вә йәнә һәдди-һесапсиз мис тәйярлиди.
I Ch UyCyr 22:4  У йәнә нурғунлиған кедир яғичи тәйярлиди. Бу кедир яғачлирини сидонлуқлар вә тирлиқлар тошуп әкәлгән еди.
I Ch UyCyr 22:5  Давут көңлидә: «Пәрвәрдигарға атап селинидиған бу ибадәтхана чоқум һәйвәтлик болуши, униң даңқи вә шәриви пүтүн дунияға тонулуши керәк. Лекин оғлум Сулайман техи яш вә тәҗрибисиз, шуңа мән бу ибадәтханиға кетидиған материалларни алдин тәйярлап қоюшум керәк», дәп ойлиди. Шуңа Давут аләмдин өтүштин бурун, бу ибадәтхана қурулуши үчүн нурғунлиған материалларни тәйярлиди.
I Ch UyCyr 22:6  Кейин Давут оғли Сулайманни чақирип келип, униңға исраилларни таллиған Пәрвәрдигар Худаға атап бир ибадәтхана селишни буйриди.
I Ch UyCyr 22:7  У Сулайманға мундақ деди: — Оғлум, мән әслидә Пәрвәрдигарим Худаниң нам-шәривигә атап бир ибадәтхана селишни ойлиған едим.
I Ch UyCyr 22:8  Лекин Пәрвәрдигар маңа: «Сән нурғун урушларни қилип, көп адәмләрни өлтүрдүң, Мениң көз алдимда йәр йүзидә нурғун инсанларниң қени төкүлди. Шуңа Мениң нам-шәривим үчүн ибадәтханини сән салсаң болмайду.
I Ch UyCyr 22:9  Лекин сән бир оғул пәрзәнт көрисән, у тинич дәвирдә яшайду. Мән уни әтрапидики һәммә дүшмәнлириниң паракәндә қилишидин қоғдаймән. Униң исми Сулайман (мәнаси «тиничлиқ») болиду. У һөкүм сүргән мәзгилдә Мән Исраилға теч-аманлиқ ата қилимән.
I Ch UyCyr 22:10  У Мениң нам-шәривим үчүн бир ибадәтхана салиду. У Маңа оғул болиду, Мән униңға Ата болимән. Мән униң Исраилдики падишалиқ тәхтини мәңгү мустәһкәм қилимән», деди.
I Ch UyCyr 22:11  Оғлум, Пәрвәрдигар саңа яр болсун. Сән Пәрвәрдигар Худаниң дегини бойичә Униңға атап бир ибадәтхана салғанда, сени Худа муваппәқийәткә ериштүрсун.
I Ch UyCyr 22:12  Сениң исраилларни Пәрвәрдигарниң қануни бойичә башқурушуң үчүн, Пәрвәрдигариң Худа саңа әқил-парасәт ата қилсун.
I Ch UyCyr 22:13  Әгәр сән Пәрвәрдигарниң Муса арқилиқ исраилларға чүшәргән әмир-пәрман вә түзүмлирини толуқ иҗра қилсаң, муваппәқийәт қазинисән. Сән қәйсәр вә җасарәтлик бол. Һәргиз қорқма һәм чүшкүнләшмә.
I Ch UyCyr 22:14  Қара оғлум, мән Пәрвәрдигарға атап ибадәтхана селиш үчүн нурғун җапа-мәшәқәтләр билән үч миң бәш йүз тонна алтун, 35 миң тонна күмүч, һәдди-һесапсиз мис вә төмүр тәйярлидим. Мән йәнә яғач вә таш материалларниму тәйярлидим. Лекин сән техиму көпәйтишиң керәк.
I Ch UyCyr 22:15  Сениң нурғун ишчилириң, йәни ташчи, тамчи вә яғашчи маһир устилириң бар.
I Ch UyCyr 22:16  Йәнә алтун, күмүч, мис вә төмүрләрни пишшиқлап ишләләйдиған нурғунлиған маһир һүнәрвәнлириң бар. Қени, һазирла ишни башлиғин. Пәрвәрдигар саңа яр болсун.
I Ch UyCyr 22:17  Давут йәнә исраилларниң барлиқ ақсақаллириға: «Оғлум Сулайманға ярдәм қилиңлар», дәп әмир қилип, мундақ деди:
I Ch UyCyr 22:18  — Пәрвәрдигариңлар Худа силәр билән биллидур. Силәргә һәр тәрәптин течлиқ ата қилиду. У илгири бу йәрдә яшиған ят хәлиқләрни мениң илкимгә тапшурған еди. Улар әнди Пәрвәрдигаримизниң вә Униң хәлқи болған силәрниң илкиңларда болиду.
I Ch UyCyr 22:19  Һазирдин башлап силәр пүтүн җан-дилиңлар билән Пәрвәрдигариңлар Худаға бойсунуп, Униң нам-шәривигә аталған ибадәтханини ясашни башлаңлар. Шундақ қилғандила келишим сандуғи вә Худаға тәвә муқәддәс нәрсиләрни униң ичигә қоялайсиләр.