Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CHRONICLES
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 5
I Ch UyCyr 5:1  Рубен Исраилниң тунҗа оғли еди. Лекин у атисиниң тоқилиниң биригә чеқилип қойғанлиғи үчүн, тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқидин мәһрум қилинип, бу һоқуқ униң иниси Йүсүпниң оғуллириға берилгән еди. Шу сәвәптин Рубен нәсәбнамидә тунҗа оғул дәп хатириләнмигән.
I Ch UyCyr 5:2  Йәһуда ака-инилири арисида әң күчлүк болуп, униң қәбилисидин бир һөкүмран чиққан болсиму, лекин тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқи Йүсүпниң әвлатлириға тәвә болди.
I Ch UyCyr 5:3  Исраилниң тунҗа оғли Рубенниң Ханок, Паллу, Хәзрон вә Карми исимлиқ оғуллири бар еди.
I Ch UyCyr 5:4  Йоелниң әвлатлири төвәндикиләрдин ибарәт: Йоелниң оғли Шимая, Шимаяниң оғли Гог, Гогниң оғли Шимъи,
I Ch UyCyr 5:5  Шимъиниң оғли Микаһ, Микаһниң оғли Риая, Риаяниң оғли Баал вә
I Ch UyCyr 5:6  Баалниң оғли Бәәраһ. Ассурийә падишаси Тилгат-Пилъәсәр Бәәраһни әсиргә елип кәткән еди. Бәәраһ Рубен қәбилисиниң йолбашчиси еди.
I Ch UyCyr 5:7  Рубен қәбилисиниң төвәндики җамаәт башлиқлириму нәсәбнамидә хатириләнгән: йолбашчи Йииел, Зикирия
I Ch UyCyr 5:8  вә Азазниң оғли Бәла. Азаз Шәманиң оғли, Шәма Йоелниң оғли еди. Улар Ароер шәһири һәм шималдики Нибо вә Баал-Мион шәһәрлиригичә болған йәрләрдә яшиди.
I Ch UyCyr 5:9  Уларниң Гилъад зиминидики мал-чарвилири көп болғанлиғи үчүн, улар йәнә шәриққә кәңийип Фират дәриясиниң ғәрбигичә созулған кәң далани егиләвалди.
I Ch UyCyr 5:10  Саул падишаниң дәвридә Рубенниң әвлатлири һагриларға қарши уруш қилип, уларни мәғлуп қилди һәм Гилъадниң шәрқидики һәммә зиминлирини егиләвалди.
I Ch UyCyr 5:11  Гад қәбилиси Рубен қәбилисиниң шималиға яндаш болған Башан зиминида яшиған еди. Уларниң зимини шәриқтә Салкаһ шәһиригичә созулған еди.
I Ch UyCyr 5:12  Йоел Башанниң йолбашчиси болуп, униң оң қол ярдәмчиси Шафам еди. Янай вә Шафатлар Шафамниң ярдәмчилири еди.
I Ch UyCyr 5:13  Гад қәбилисидики қериндашлар төвәндики йәттә җамаәткә тәвә еди: Микаил, Мишуллам, Шиба, Йорай, Якан, Зия вә Ебәр.
I Ch UyCyr 5:14  Буларниң һәммиси Абихайилниң оғуллиридур. Абихайил Хуриниң оғли, Хури Яровахниң оғли, Яровах Гилъадниң оғли, Гилъад Микаилниң оғли, Микаил Йишишайниң оғли, Йишишай Яхдониң оғли, Яхдо Бузниң оғли еди.
I Ch UyCyr 5:15  Гуниниң оғли Абдийел, Абдийелниң оғли Ахи болуп, у җамаәт башлиғи еди.
I Ch UyCyr 5:16  Гад қәбилиси Гилъад, Башан вә у йәрдики йезиларда һәм Шарондики пүтүн түзләңликләрдә яшатти.
I Ch UyCyr 5:17  Бу хатириләрниң һәммиси Йәһудийә падишаси Йотәм вә Исраил падишаси Яробъам II һөкүмранлиқ қилған дәвирдә нәсәбнамигә киргүзүлгән еди.
I Ch UyCyr 5:18  Рубен қәбилиси, Гад қәбилиси вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йериминиң қалқан, қилич вә оқ-я билән қуралланған, җәңгә ярамлиқ 44760 нәпәр ләшкири бар еди.
I Ch UyCyr 5:19  Улар Һагри, Йитур, Нафиш вә Нодабларға һуҗум қилди.
I Ch UyCyr 5:20  Улар җәңдә Худадин мәдәт тилиди. Худа уларниң дуасини иҗавәт қилди, улар һагрилар билән иттипақдашлирини мәғлуп қилди, чүнки улар Худаға ишәнгән еди.
I Ch UyCyr 5:21  Улар дүшмәнниң чарвисини, йәни 50 миң төгә, 250 миң қой, 2 миң ешигини олҗа алди вә 100 миң адәмни әсир қилди.
I Ch UyCyr 5:22  Улар нурғун дүшмәнни өлтүрди, чүнки бу җәң Худаниң ирадиси билән болған еди. Рубен, Гад қәбилиси вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими таки сүргүн қилинғанға қәдәр шу йәрләрдә яшиди.
I Ch UyCyr 5:23  Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими Баал-Хәрмон, Синир, йәни Хәрмон теғиғичә болған Башан зиминлирида яшатти. Уларниң нопуси наһайити көп еди.
I Ch UyCyr 5:24  Уларниң җамаәт башлиқлириниң исимлири төвәндикичә: Ефәр, Йишъи, Әлиел, Азриел, Йәрәмия, Һодавя вә Яхдиел. Улар баһадир җәңчиләр болуп, өз җамаитиниң мәшһур йолбашчилири еди.
I Ch UyCyr 5:25  Рубен, Гад қәбилиси вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими ата-бовилири етиқат қилип кәлгән Худаға вапасизлиқ қилип, Худа вәйран қилған әшу жуттики хәлиқләрниң илаһлириға чоқунди.
I Ch UyCyr 5:26  Шуниң үчүн исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа Ассурийә падишаси Пүлни, йәни Тилгат-Пилъәсәрни Рубен вә Гад қәбилилиригә вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға һуҗум қилишқа әвәтти. Падиша Пүл уларни Халах, Хабор вә Һара дегән йәрләргә һәм Гозан дәриясиниң бойлириға сүргүн қиливәтти. Улар таки һазирғичә шу йәрләрдә яшап кәлмәктә.