Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
II C UyCyr 3:1  Бундақ дейиш билән йәнә өзимизни көрситишкә башлидуқму? Яки бәзиләрдәк, силәргә тонуштуруш хети елип беришимиз яки силәрдин тонуштуруш хети елишимиз керәкму?
II C UyCyr 3:2  Силәр өзәңлар биз­ниң тонуштуруш хетимиздурсиләр. Чүнки әмәлиятиңлардин һәммә киши бизни һәм бизниң араңларда қилған яхши хизмити­мизни тонувалалайду. Демәк, бу хәт қәғәзгә әмәс, бәлки қәлбкә йезил­ғандур.
II C UyCyr 3:3  Ениқки, силәр хизмитимизниң мевиси. Силәр сия билән әмәс, мәңгү һаят Худаниң Роһи билән таш тахтиларға әмәс, инсанларниң қәлбигә йезилған Әйса Мәсиһ тәйярлиған хәттурсиләр.
II C UyCyr 3:4  Жуқурида ейтқанлиримизға Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа алдида ишәнч қилалаймиз.
II C UyCyr 3:5  Биз һәммә ишни өз қабилийитимиз билән қила­лай­­миз, демәкчи әмәсмән. Чүнки бизниң қабилийитимиз Худадин кәлгәндур.
II C UyCyr 3:6  У бизни Йеңи келишимниң хизмәткарлири қилиш үчүн қабилийәтлик қилди. Бу келишим йезиқ билән хатириләнгән Тәврат қануниға әмәс, бәлки Муқәддәс Роһқа асасланған. Чүнки йезиқ билән хатириләнгән Тәврат қануниға һеч ким толуқ риайә қилалмиғачқа, у инсанларға мәңгүлүк өлүм елип келиду. Муқәддәс Роһ болса гунайиға товва қилғанларға мәңгүлүк һаят ата қилиду.
II C UyCyr 3:7  Таш үстигә һәрипләр билән оюлуп йезилған Тәврат қануни инсанларға мәңгүлүк өлүм елип кәлсиму, бу қанун Муса пәйғәмбәр арқилиқ Худаниң парлақ нури ичидә чүширилгәндә, Муса пәйғәмбәрниң чирайи шундақ парлиған едики, гәрчә нур аста-аста йоқалған болсиму, исраил хәлқи униң чирайиға қарап туралмиған еди.
II C UyCyr 3:8  Бу қанунниң чүширилиши шундақ улуқ болған йәрдә, Муқәддәс Роһниң елип келидиғини техиму улуқ болмамду?!
II C UyCyr 3:9  Йәни инсанға җаза елип келидиған Тәврат қануни улуқ болған йәрдә, инсанни һәққаний қилидиған Йеңи келишим техиму улуқ болмамду?!
II C UyCyr 3:10  Әмәлиятта, бурунқи улуқлуқни һазирқи техиму шанлиқ улуқлуқ билән селиштурғанда, һеч қанчә әмәстур.
II C UyCyr 3:11  Вақитлиқ жүргүзүлгини улуқ болған йәрдә, мәңгү жүргүзүлидиғини техиму улуқ болмамду?!
II C UyCyr 3:12  Биздә шундақ бир үмүт болғачқа, жүрәклик һалда Хуш Хәвә­рни йәткүзүватимиз.
II C UyCyr 3:13  Биз йүзидики нурниң аста-аста өчүп кетиват­қан­лиғини исраилларниң көрүп қалмаслиғи үчүн йүзигә пәрәнҗә тарти­вал­ған Муса пәйғәмбәргә охшимаймиз.
II C UyCyr 3:14  У вақитта исраилларниң әқли қетип кәткән еди. Улар таки бүгүнгичә Кона келишим, йәни Тәвратни оқуғинида, әқли гоя шу пәрәнҗә билән йепивелинғандәк турмақта. Чүнки бу пәрәнҗә пәқәт Әйса Мәсиһ арқилиқла еливети­лиду.
II C UyCyr 3:15  Шундақ, бүгүнки күндиму улар Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүши­ри­лгән Тәвратни оқуғанда, шу пәрәнҗә йәнила уларниң қәлбини йепивал­мақта.
II C UyCyr 3:16  Бирақ улар қачан Рәбкә йүзләнсә, у пәрәнҗә шу чағда елип ташлиниду.
II C UyCyr 3:17  Бу йәрдики «Рәб» дегәнлик Муқәддәс Роһтур. Кимниң қәлбидә Рәбниң Роһи болса, униңда әркинлик болиду.
II C UyCyr 3:18  Бизләр­дики пәрәнҗиләр еливетилгәчкә, Рәббимизниң улуқлуғини көрүватимиз. Буниң билән биз Рәббимизгә охшаш болушқа өзгәртилип, бара-бара Униң улуқлуғини техиму әкис әттүрүватимиз. Бу Рәббимиздин, йәни Муқәддәс Роһтиндур.