Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 11
II C UyCyr 11:1  Махтинишим билән бир аз ахмақлиқ қилип қойсамму, еғир алмиғайсиләр! Йәнила сәвирчан болғайсиләр.
II C UyCyr 11:2  Мән силәрни сахта әлчиләрдин қизғинимән. Бу Худаға болған меһир-муһәбби­тим­дин кәлгән. Мән гоя бир пак қизни ятлиқ қилғандәк, силәрни «Бир әргә» — Әйса Мәсиһкә тәғдим қилдим.
II C UyCyr 11:3  Бирақ Һава аниниң һелигәр илан тәрипидин аздурулғинидәк, силәрниңму сахта әлчиләр тәрипи­дин аздурулуп, Әйса Мәсиһкә болған сәмимий вә пак қәлбиңларниң булғинишидин әнсирәймән.
II C UyCyr 11:4  Чүнки силәрниң йениңларға берип, Әйса Мәсиһ тоғрисида мән йәткүзгәнгә охшимайдиған башқа бир тәлимни йәткүзгәнләргә очуқтин-очуқ йол қойдуңлар. Силәр қобул қилған Муқәддәс Роһтин башқа бир роһ вә силәр қобул қилған Хуш Хәвәрдин башқа бир хуш хәвәр тоғрисида ейтилғанларниму сиғдур­дуңлар.
II C UyCyr 11:5  Һалбуки, мән өзәмни һеч қандақ ишта силәр дәриҗи­дин ташқири дәп қариған әшу әлчиләрдин төвән дәп қаримаймән!
II C UyCyr 11:6  Гәп қилишта маһир болмисамму, лекин билимим бар. Қиливатқан һәр бир хизмитим буни һәр җәһәттин очуқ испатлап турупту.
II C UyCyr 11:7  Мениң силәрни чоң көрүп, өзәмни төвән тутуп, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә һәқ тәләп қилмай йәткүзгиним гуна болдиму?
II C UyCyr 11:8  Мән силәргә хизмәт қилиш үчүн, башқа җамаәтләрдин һәқ елип, уларға «угал» қилдим.
II C UyCyr 11:9  Силәр билән биллә болған вақитлиримда, еһтияҗим болсиму, һеч қайсиңларға еғирчилиғимни салмидим. Чүнки Македонийә өлкисидин кәлгән қериндашлар кам-котамни толуқлап бәрди. Һеч қандақ ишта силәргә жүк болмай кәлдим, буниңдин кейинму жүк болмаймән.
II C UyCyr 11:10  Қәлбимдики Әйса Мәсиһниң һәқиқити билән ейтимәнки, мениң бу махтинишимни пүтүн Юнанда һәр қандақ адәм тосап қалалмайду.
II C UyCyr 11:11  Немә үчүн силәрдин һәқ алми­дим? Силәрни сөймәйдиғанлиғимдинму? Худаға аянки, силәрни сөйимән!
II C UyCyr 11:12  Аталмиш әлчиләрниң «Бизниң қиливатқинимиз билән уларниң қиливатқинида һеч қандақ пәриқ йоқ», дәп махтинишиға пурсәт тапалмаслиғи үчүн, силәрдин һәқ алмай қиливатқан халис ишлиримни давамлаштуримән.
II C UyCyr 11:13  Чүнки бундақлар сахта әлчиләр, һелигәрләр болуп, өзлирини Әйса Мәсиһниң әлчиси, дәп пәдәзливал­ғанлардур.
II C UyCyr 11:14  Әмәлиятта бу һәйран қаларлиқ иш әмәс, чүнки шәйтан өзини йоруқлуқ периштәси, дәп пәдәзливалғандур.
II C UyCyr 11:15  Шуңа униң бу чакарлириму өзлирини адиллиқниң хизмәткарлири дәп пәдәзливалса, һәҗәплинәрлик әмәс. Уларниң ақивити өзлириниң әмәлиятиға лайиқ болиду.
II C UyCyr 11:16  Йәнә шуни ейтимәнки, һеч қайсиңлар мени ахмақ, дәп қалмаң­лар. Әгәр ахмақ дәп қарисаңлар, бир ахмақни қобул қилғанчилик болсиму мени қобул қилиңлар. Шуниң билән мәнму бир аз махтини­валай.
II C UyCyr 11:17  Бу сөзлирим Рәббимиз мәндин тәләп қилған сөзләр әмәс. Мениң бундақ махтинишим пәқәтла бир ахмақниң жүрәклик по атқанли­ғидур, халас.
II C UyCyr 11:18  Нурғун кишиләр бу дуниядики ишлири билән махтинип кетидикән, мәнму махтинип бақай.
II C UyCyr 11:19  Чүнки силәр өзәңлар­ни шунчә әқиллиқ чағлайсиләрю, бу сахта әлчиләрниң әхмиқанә тәлимлиригә йол қоюверисиләр!
II C UyCyr 11:20  Уларниң силәрни қул орнида көрүшигә, һәққиңларни йейишигә, силәрдин пайда елишиға, силәрни алиқинида ойнитишиға, силәргә чоңчилиқ қилишиға вә силәрниң йүзүңларни чүширишигә йол қоюсиләр.
II C UyCyr 11:21  Бизниң силәргә шундақ муамилә қилишқа аҗиз кәлгәнлигимизни хиҗиллиқ ичидә етирап қилимән. Лекин улардин бирлири бирәр иштин махтинишқа җүръәт қилған йәрдә (йәнә ахмақларчә ейтсам), мәнму шу иштин махтиниш­қа җүръәт қилалаймән.
II C UyCyr 11:22  Улар ибранийму? Мәнму шундақ. Улар исраилларму? Мәнму исраил. Улар әҗдадимиз Ибраһимниң әвлади­динму? Мәнму униң әвладидин.
II C UyCyr 11:23  Улар Әйса Мәсиһниң хизмәткар­лириму? Әқилдин азғанлардәк ейтсам, мән улардин техиму жуқури туридиған бир хизмәткари. Мән техиму җапалиқ ишлидим, зинданда техиму көп яттим. Күрмиң қетим қамча йедим, қайта-қайта өлүм ховуплириға дуч кәлдим.
II C UyCyr 11:24  Йәһудийларниң оттуз тоққуз қамча җазасиға бәш қетим тартилдим.
II C UyCyr 11:25  Үч қетим Рим һөкүмранлиридин таяқ йедим, бир қетим чалма-кесәк қилиндим, үч қетим кемә һадисисигә учридим, бир кечә-күндүзни деңизда өткүздүм.
II C UyCyr 11:26  Көп қетим узун сәпәрләрдә болуп, дәрияларда һәм қарақчиларниң, өз хәлқимниң, йәһудий әмәсләрниң арисида хейим-хәтәрләргә йолуқ­тум. Шәһәрләрдә, чөлләрдә, деңизларда вә сахта қериндашларниң арисида ховуплуқ күнләрни баштин кәчүрдүм.
II C UyCyr 11:27  Хизмитимни тиришип-тирмишип ишлидим. Талай кечиләрни уйқисиз өткүздүм, ачлиқ вә уссизлиқниң дәрдини тетидим. Йәйдиғанға тамақ, кийиди­ғанға кийим тапалмай, ач-ялиңач қалдим.
II C UyCyr 11:28  Булардин башқа, һәр күни дегидәк пүтүн мәсиһийләр җамаәтлириниң ғемини йедим.
II C UyCyr 11:29  Мән қачан аҗизларға һисдашлиқ қилмидим?! Шәйтанниң қапқи­ниға чүшүп, езип кәткәнләр үчүн ичим қачан өртәлмиди?!
II C UyCyr 11:30  Әгәр махтинишимға тоғра кәлсә, өз аҗизлиғимни көрситидиған ишлар билән махтинимән.
II C UyCyr 11:31  Рәббимиз Әйсаниң Атиси, мәңгү мәдһийиләшкә әрзийдиған Худаға аянки, ялған ейтмидим.
II C UyCyr 11:32  Дәмәшқ шәһиридә падиша Аретасниң қол астидики бир һаким мени тутуш үчүн, пүтүн шәһәрни қаттиқ назарәт астиға алған еди. Лекин мән сепилдики бир төшүктин севәт билән пәскә чүширилип, униң қолидин қутулдум.