Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 9
II C UyCyr 9:1  Мәсиһийләр үчүн топлинидиған бу сәдиқә тоғрилиқ силәргә хәт йезиверишимниң һаҗити йоқ.
II C UyCyr 9:2  Чүнки ярдәм бериштә қизғин екәнлигиңларни билимән. Мән Македонийәдики мәсиһийләр алдида Юнан өлкисидики силәрниң өткән жилдин бери, сәдиқә беришкә тәйяр екәнлигиңлардин махтинип кәлдим. Дәл силәрниң бу қизғин­лиғиңлар уларниң көпчилигини сәдиқә топлаш үчүн қозғатти.
II C UyCyr 9:3  Бу ишта силәр билән махтинишимниң қуруқ гәп болуп қалмаслиғи үчүн, силәрни мениң ейтқиним бойичә тәйярлиқ қилип турсун дәп, бу үч қериндашни йениңларға әвәтмәкчимән.
II C UyCyr 9:4  Мабада Македонийәдики бәзи қериндашлар мән билән биллә берип, силәрниң тәйярлиқ қилми­ғанлиғиңларни көрсә, силәр бир яқта қелип, силәргә болған күчлүк ишәнчим сәвәвидин мән хиҗаләт болуп қелишим турған гәп.
II C UyCyr 9:5  Шу сәвәптин, силәрниң беришкә вәдә қилған мәртләрчә сәдиқәң­ләр­ни алдин-ала тәйяр қилишиңлар үчүн, бу қериндашларниң йениңларға биздин авал беришини зөрүр көрдүм. Шундақ болғанда, сәдиқәңләр­ниң тәйярланғанлиғини һәм уларниң мәҗбурий әмәс, бәлки разимән­лик билән қилинғанлиғини көрүвалғили болиду.
II C UyCyr 9:6  Есиңларда болсунки, аз териған аз алиду, көп териған көп алиду.
II C UyCyr 9:7  Һәр ким қийнилип туруп яки мәҗбурий һалда әмәс, өз көңлидә нийәт қилғини бойичә бәрсун. Чүнки Худа хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду.
II C UyCyr 9:8  Худа силәрниң еһтияҗиңларни қандурушқа қадирдур. Шундақ болғачқа, һәр дайим, һәр қандақ әһвал астида еһтияҗиңлар қандуру­луп, башқиларға хәйир-сахаһәтлик болалайсиләр.
II C UyCyr 9:9  Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «У йоқсулларға мәртләрчә сәдиқә берәр, Униң хәйир-сахавәтлиги мәңгү унтулмас».
II C UyCyr 9:10  Деханға териғили уруқ, йегили озуқ ата қилған Худа силәрниң һаҗәт­­мәнләргә техиму мәртлик билән берәлишиңлар үчүн, силәрдә барни көпәйтиду.
II C UyCyr 9:11  Силәрниң һемишәм мәртлик билән башқиларға ярдәм қилишиңлар үчүн, Худа силәрни һәр қайси җәһәтләрдин бәрикәтлик қилиду. Биз силәрниң сәдиқәңләрни еһтияҗлиқ болған­ларға бәргинимиздә, улар Худаға тәшәккүрләр ейтиду.
II C UyCyr 9:12  Силәр қилған бу ярдәм Йерусалимдики мәсиһийләрниң еһтияҗини қанду­­рупла қалмай, уларниң Худаға болған шүкүрлирини техиму ашуриду.
II C UyCyr 9:13  Силәрниң бу қетимқи сәдиқәңләр ишәнчиңларниң һәқи­қий екәнли­гиниң испатидур. Кишиләр силәрниң өзәңлар етирап қилған Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәргә садиқ болғанлиғиңлар, шундақла мал-мүлкүңларни өзлири вә көпчилик билән мәртләрчә ортақлаш­қанлиғиңлар үчүн, Худани улуқлайду.
II C UyCyr 9:14  Улар Худа силәргә ата қилған пәвқуладдә меһир-шәпқәт сәвәвидин силәргә иштияқ бағлап, силәргә дуа қилмақта.
II C UyCyr 9:15  Тил билән тәсвирлигили болмайдиған илтипати, йәни Өз Оғлини ата қилғини үчүн, Худаға шүкүрләр болғай!