Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II PETER
1 2 3
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
II P UyCyr 1:1  Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә әлчиси болған мәнки Симун Петрустин силәргә салам! Силәр бизниң Худайимиз вә Қутқаз­ғучимиз болған Әйса Мәсиһниң адиллиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир ишәнчкә муйәссәр болдуңлар.
II P UyCyr 1:2  Силәр Худани вә Рәббимиз Әйсани тонуғансири Худаниң силәргә көрситидиған меһир-шәпқити вә аманлиғи техиму ашқай!
II P UyCyr 1:3  Биз Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуғанлиғимиздин, У Өзиниң күч-қудрити, йәни Худаниң күч-қудрити арқилиқ бизгә Худаниң ирадиси бойичә һаят кәчүрүшимиз үчүн еһтияҗлиқ болған һәммә нәрсини ата қилди. У бизни Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити билән чақирди.
II P UyCyr 1:4  У Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити арқилиқ бизгә наһайити улуқ вә қиммәтлик вәдиләрни бәрди. Булар арқилиқ биз бу дуниядики инсанларниң болмиғур һәвәслиридин келип чиққан әхлақсизлиқтин қутулуп, Худаниң тәбиитигә охшаш тәбиәткә егә болалаймиз.
II P UyCyr 1:5  Шуңа силәр пүтүн күчүңлар билән ишәнчиңларға есил пәзиләтни, есил пәзилитиңларға Худа тоғрисидики билимни,
II P UyCyr 1:6  билимиңларға өзәңларни башқурушни, өзәңларни башқурушуңларға сәвирчанлиқни, сәвирчан­лиғиңларға Худаға болған садақәтмәнликни,
II P UyCyr 1:7  садақәтмәнлигиңларға қериндашларни сөйүшни, қериндашларни сөйүшүңларға башқиларға меһир-муһәббәт көрситишни қошушқа тиришиңлар.
II P UyCyr 1:8  Чүнки силәр бу хусусийәтләргә егә болсаңлар, шун­дақ­ла бу хусусийәтләрни һаятиң­ларда техиму йетилдүрсәңлар, силәрниң Рәббимиз Әйса Мәсиһкә болған тонушуңлар әһмийәтсиз болмайду, әксичә һаятиңларда яхши нәтиҗиләр барлиққа келиду.
II P UyCyr 1:9  Бу хусусийәт­ләргә егә болмиған киши пәқәт бурниниң учинила көрәләй­диған яки кор кишигә охшайду. Ундақ киши бурунқи гуналиридин пак қилин­ған­лиғини унтуған болиду.
II P UyCyr 1:10  Әй қериндашлар, Худа силәрни Өзиниң муқәддәс хәлқи болушқа таллиди вә чақирди, шуниң үчүн силәр өз һаятиңларда буни испат­лашқа тиришиңлар. Мана шундақ қилсаңлар, һеч қачан ишәнч йоли­дин чәтнәп кәтмәйсиләр.
II P UyCyr 1:11  Рәббимиз болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң мәңгүлүк Падишалиғидиму қизғин қарши елинисиләр.
II P UyCyr 1:12  Шуңа гәрчә силәр бу ишларни билгән һәм өзәңларға йәткүзүлгән һәқиқәттә чиң туруватқан болсаңларму, мән йәнила һәр дайим бу ишларни есиңларға салмақчимән.
II P UyCyr 1:13  Һаят вақтимда буларни ядиңлар­ға селип, силәрни ойғитип турушни лайиқ көрдүм.
II P UyCyr 1:14  Рәббимиз Әйса Мәсиһниң бурун маңа аян қилғинидәк, һаятимниң пат арида ахир­лишидиғанлиғини билип туруватимән.
II P UyCyr 1:15  Силәрниң бу ишларни мән бу дуниядин кәткәндин кейинму һәр дайим есиңлардин чиқар­мас­лиғиңлар үчүн күчүмниң баричә тиришиватимән.
II P UyCyr 1:16  Биз әлчиләр силәргә уқтурған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә қайта келидиғанлиғи тоғрисидики һәқиқәтни һәргизму өзимиз ойдуруп чиқмидуқ. Биз Әйса Мәсиһниң шан-шөһритини өз көзүмиз билән көргәнмиз.
II P UyCyr 1:17  Әйса Мәсиһ муқәддәс тағда Худа Атимиздин шан-шәрәп вә улуқлуққа еришкәндә, улуқ Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән», дегән авази аңланди.
II P UyCyr 1:18  Шу чағда биз муқәддәс тағда Әйса Мәсиһ билән биллә болғачқа, асмандин кәлгән бу авазни өз қулиғимиз билән аңлидуқ.
II P UyCyr 1:19  Шуниң билән биз бурунқи пәйғәмбәрләрниң Әйса Мәсиһ һәққидә ейтқан сөзлириниң ишәнчлик екәнлигини һәқиқий чүшәндуқ. У сөзләргә қулақ салсаңлар, яхши қилған болисиләр. Чүнки таң сүзүл­гичә, йәни таң юлтузи Әйса Мәсиһ келип, қәлбиңларни толуқ йорут­қичә, бу сөзләр худди қараңғулуқта йолни йорутуп беридиған чираққа охшаш чақнап туриду.
II P UyCyr 1:20  Шуни әң муһим дәп билиңларки, Муқәддәс Язмилардики пәйғәмбәрлик сөзләрни пәйғәмбәрләр өзлири ойлап чиққан әмәс.
II P UyCyr 1:21  Чүнки һәр қандақ пәйғәмбәрлик сөз инсанларниң ирадисидин кәлмәйду. Әксичә улар Худаниң сөзлири болуп, ­Муқәддәс Роһниң тәсирләндүрүши билән йәткүзүлгән.