II SAMUEL
Chapter 9
II S | UyCyr | 9:1 | Бир күни Давут: — Саул җамаитидин һаят қалғанлардин бирәр киши барму? — дәп сориди, — әгәр болса мән Йонатанниң һәқ һөрмити үчүн у кишигә меһир-муһәббәт көрситәй. | |
II S | UyCyr | 9:2 | Саулниң җамаитигә ишләйдиған Зиба исимлиқ бир хизмәткар бар еди, уни Давутниң йениға чақиртип келишти. — Сән Зиба боламсән? — дәп сориди Давут падиша униңдин. — Һә-ә алийлири, мән болимән, — дәп җавап бәрди у. | |
II S | UyCyr | 9:3 | — Саул җамаитидин һазирғичә бирәр адәм қалғанму? Мән униңға Худаниң меһир-шәпқитини көрситәй, — деди падиша йәнә. — Йонатанниң оғуллиридин бири һаят болуп, униң иккила пути токудур, — дәп җавап бәрди Зиба. | |
II S | UyCyr | 9:4 | — У нәдә? — сориди падиша. — У Лодибардики Аммиелниң оғли Макирниң өйидә туриду, — дәп җавап бәрди Зиба. | |
II S | UyCyr | 9:5 | Шуниңдин кейин Давут падиша Лодибардики Аммиелниң оғли Макирниң өйидин уни елип келишкә адәм әвәтти. | |
II S | UyCyr | 9:6 | Саулниң нәвриси, йәни Йонатанниң оғли Мифибошәт Давутниң алдиға келип, йәргә баш қоюп, тазим қилди. — Мифибошәт! — деди Давут. — Ләббәй, — деди у. | |
II S | UyCyr | 9:7 | — Қорқма, мән атаң Йонатанниң һәқ һөрмити үчүн саңа меһир-муһәббәт көрситип, бурун боваң Саулға тәвә болған йәр-зиминниң һәммисини саңа беримән. Буниңдин башқа, сән дайим дәстихинимда мән билән биллә ғизалинисән, — деди Давут падиша униңға. | |
II S | UyCyr | 9:8 | — Мән қуллири өлүк ишттәк қәдирсиз бир адәммән, өзлириниң бунчивала яхшилиқ қилишлириға әрзимәймән, — деди Мифибошәт йәнә бир мәртәм тазим қилип. | |
II S | UyCyr | 9:9 | Давут падиша Саул үчүн ишлигән хизмәткар Зибани чақиртип келип, униңға: — Мән Саул вә униң җамаитигә немә тегишлик болса, һәммисини ғоҗайиниңниң нәврисигә бәрдим. | |
II S | UyCyr | 9:10 | Сән оғуллириң, шундақла хизмәткарлириңниң һәммиси ғоҗайиниңниң җамаити үчүн йәрлирини терип, алған һосулни уларниң йәп-ичишигә бәргин. Ғоҗайиниңниң нәвриси Мифибошәт болса дайим мән билән бир дәстиханда болиду, — деди. (Зибаниң 15 оғли, 20 хизмәткари бар еди.) | |
II S | UyCyr | 9:11 | Зиба падишаға: — Қуллири падиша алийлириниң әмир қилғанлириниң һәммисини бәҗа кәлтүриду, — деди. Шуниңдин кейин Мифибошәт худди падишаниң оғлидәк падиша билән бир дәстиханда олтирип ғизалинидиған болди. | |
II S | UyCyr | 9:12 | Мифибошәтниң Мика исимлиқ бир кичик оғли бар еди. Зибаниң өйидә туридиғанларниң һәммиси Мифибошәтниң хизмәткарлири болди. | |