Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 22
II S UyCyr 22:1  Пәрвәрдигар Давутни барлиқ дүшмәнлири вә падиша Саулниң қолидин қутқузған күни Давут бу мунаҗәтни Пәрвәрдигарға оқуған:
II S UyCyr 22:2  Қорам тешим, Ниҗаткарим Пәрвәрдигардур, Маңа пана болидиған гигант теғим, башпанайим, Қалқиним, йеңилмәс Қутқазғучим Худайимдур. У азат қилғучим, зораванлиқтин сақлиғучимдур.
II S UyCyr 22:3  Қорам тешим, Ниҗаткарим Пәрвәрдигардур, Маңа пана болидиған гигант теғим, башпанайим, Қалқиним, йеңилмәс Қутқазғучим Худайимдур. У азат қилғучим, зораванлиқтин сақлиғучимдур.
II S UyCyr 22:4  Илтиҗа қилсам мәдһийиләр Егиси Пәрвәрдигарға, Дүшмәнлирим қоллиридин қутқузулармән шундила.
II S UyCyr 22:5  Өлүм долқунлири оравалди мени, Һалакәт сәллири бесивалди мени.
II S UyCyr 22:6  Гөристан зәнҗирлиридә бағландим, Өлүм қапқанлириға дуч кәлдим.
II S UyCyr 22:7  Еғир азап ара илтиҗа қилдим Пәрвәрдигарға, Ярдәм тәләп қилдим пәрият көтирип Худайимға. Авазимни аңлиди Пәрвәрдигар дәргаһида, Аһу-зарим йетип барди Униң қулиғиға.
II S UyCyr 22:8  Шу чағ зимин силкинип йәр тәвриди, Асманниң һули титирәп, мидирлиди, Чүнки Худа дәрғәзәпкә кәлгән еди.
II S UyCyr 22:9  Чиқти Худаниң бурнидин ис-түтәкләр, Етилди Худаниң ағзидин от-лавилар, Лавулдап көйәтти һәтта қип-қизил чоғлар.
II S UyCyr 22:10  Көкни йерип йәр таман чүшкәндә Худа, Туратти қара булутлар айиғиниң астида.
II S UyCyr 22:11  У минип учти бир «керубқа», Пәрваз қилди шамалниң қанатлирида.
II S UyCyr 22:12  Йепинча қилған еди У қараңғулуқни, Ямғурниң қоюқ қара булутлири қоршап туратти Уни.
II S UyCyr 22:13  Йорутқан еди алдини парлақ нури, Яғдуруп мөлдүр вә қип-қизил чоғларни.
II S UyCyr 22:14  Пәрвәрдигарниң авази гүлдүрләп асманда, Яңритип авазини бүйүк Худа.
II S UyCyr 22:15  Тарқитивәтти Худа дүшмәнлирини, яғдуруп оқлирини, Чақмақлар чақтуруп тери-перәң қилип уларни.
II S UyCyr 22:16  Пәрвәрдигарниң әйиплишидин, Ғәзәплик нәписиниң зәрбисидин, Көрүнүп қалди деңизниң теги, Ечилип қалди зиминниң һули.
II S UyCyr 22:17  Пәрвәрдигар көктин сунуп қолини, Чоңқур сулардин тартип алди мени.
II S UyCyr 22:18  Қутқузди мени вәһший дүшминимдин, Маңа өч болғанлардин, Чүнки улар күчлүк еди мәндин.
II S UyCyr 22:19  Апәтлик күнлиримдә һуҗум қилди улар маңа, Пәрвәрдигар яр-йөлигим болди амма.
II S UyCyr 22:20  У мәндин хурсән болғач ниҗатлиқ бәрди маңа, Елип чиқти мени һәм бехәтәр җайға.
II S UyCyr 22:21  Һәққанийлиғим үчүн яхшилиқ қилди Пәрвәрдигар, Қолумниң паклиғидин соға бәрди маңа.
II S UyCyr 22:22  Чүнки меңип кәлдим Пәрвәрдигарниң йолида, Яманлиқ қилип, хаинлиқ қилмидим Худайимға.
II S UyCyr 22:23  Көз алдимда болди дайим Униң барлиқ һөкүмлири, Бир яққа қайрип қоймидим һәм Униң пәрманлирини.
II S UyCyr 22:24  Униң алдида әйипсиз болдум, Өзәмни гуна қилиштин сақлидим.
II S UyCyr 22:25  Мән пак, һәққаний болғачқа, Пәрвәрдигар соға бәрди маңа.
II S UyCyr 22:26  Вападарларға көрситисән вападарлиғиңни, Һәққаний адәмләргә һәққанийлиғиңни.
II S UyCyr 22:27  Паклиғиңни көрситисән пак адәмләргә, Лайиғида җавап қайтурисән нийити әгриләргә.
II S UyCyr 22:28  Қутқузисән чарисиз, бечариләрни, Күзитип, йәргә урисән һакавурларни.
II S UyCyr 22:29  Пәрвәрдигар, Сән мениң һаятлиқ чириғимсән, Пәрвәрдигар, зулмитимни йоруқлуққа айландурисән.
II S UyCyr 22:30  Саңа тайинип, дүшмән қошуниға һуҗум қилалаймән, Әй Худайим, ярдимиңдә сепиллардин һалқип өтәләймән.
II S UyCyr 22:31  Худаниң йоли мукәммәл йолдур, Униң ейтқан сөзлири һәқиқәттур. Пана издигүчиләргә Худа бир қалқандур.
II S UyCyr 22:32  Пәрвәрдигардин башқа кимдур Худа? Худайимиздин башқа ким болар қорам таштәк башпана?
II S UyCyr 22:33  Худадур мустәһкәм қорғиним, Йолумни әйип-нуқсансиз қилғучи.
II S UyCyr 22:34  Кейикниңкидәк жүгрүк қилип У путлиримни, Егиз тағларда һәм мәзмут турғузди мени.
II S UyCyr 22:35  Қоллиримни үгәтти У җәң қилишқа, Биләклиримни мис оқ-яни тартишқа.
II S UyCyr 22:36  Әй Егәм, бәрдиң маңа ниҗатлиқ қалқиниңни, Мулайимлиғиң йүксәк қилди мени,
II S UyCyr 22:37  Бехәтәр қилғач Сән басқан һәрбир қәдимимни, Тейилмастин меңип жүримән йоллиримни.
II S UyCyr 22:38  Қоғлап жүрүп һалак қилдим дүшмәнлиримни, Қайтмидим кәйнимгә йоқатмастин уларни.
II S UyCyr 22:39  Мән уларни йәнчивәттим, туралмас қайта, Жиқилди улар путлиримниң астиға.
II S UyCyr 22:40  Җәңгә бағлидиң күч-қудрәт билән белимни, Баш әгдүрдүң путлиримға маңа һуҗум қилғанларни.
II S UyCyr 22:41  Чекинишкә мәҗбур қилдиң дүшмәнлиримни, Йоқаттим маңа өч болғанларни.
II S UyCyr 22:42  Улар төрт көз билән издисиму, чиқмиди қутқузидиғанлар, Налә қилип ялвурсиму җавап бәрмиди Пәрвәрдигар.
II S UyCyr 22:43  Езивәттим уларни йәрдики топрақдәк, Чәйләвәттим уларни кочидики патқақтәк.
II S UyCyr 22:44  Хәлқим билән қаршилишиштин сақлидиң мени. Баш қилип кәлдиң мени ят әлләргә, Қилмақта улар мениң хизмитимни.
II S UyCyr 22:45  Тәслим болиду ят әлләр шүмшийип алдимда, Авазимни аңлаш билән бойсунар улар маңа.
II S UyCyr 22:46  Җасаритини йоқатқан ят әлләр, Титиригән һалда қорғанлиридин чиқишар.
II S UyCyr 22:47  Мәңгү һаяттур Пәрвәрдигар! У қорам тешимға ейтилсун һәмдусана, Улуқлансун қорам таштәк Ниҗаткарим Худа!
II S UyCyr 22:48  Худадур қисас елип бәргүчи маңа, Бойсундурғучидур хәлиқләрни қол астимға.
II S UyCyr 22:49  Қутқуздуң мени дүшмәнлиримдин, Үстүн қилдиң маңа һуҗум қилғанлардин, Қутулдурдуң һәм зораванлардин.
II S UyCyr 22:50  Әй Пәрвәрдигар, Саңа рәхмәт ейтимән ятлар алдида, Мәдһийә күйи ейтимән намиңға.
II S UyCyr 22:51  Пәрвәрдигар ериштүрәр Өзи тиклигән падишани улуқ ғалибигә, У беғишлар мәңгүлүк муһәббитини Өзи таллиған падишаға — Та әбәт Давут вә униң әвлатлириға.