Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 21
II S UyCyr 21:1  Давут тәхттики вақтида уда үч жил ачарчилиқ болди; Давут Пәрвәрдигарниң һозуриға берип, илтиҗа қилди. Пәрвәрдигар униңға: — Саул гибъонлуқларни қирғин қилған. Бу ачарчилиққа Саул вә униң җамаитидикиләрниң әшу қанхорлуғи сәвәпликтур, — деди.
II S UyCyr 21:2  Гибъонлуқлар аморларниң қалдуқлири болуп, исраиллардин әмәс еди. Исраиллар илгири уларни өлтүрмәсликкә қәсәм қилған болсиму, лекин Саул Исраил вә Йәһудийә хәлқи үчүн қизиққанлиқ билән гибъонлуқларни йоқатмақчи болған. Давут падиша гибъонлуқларни чақиртип келип, улардин:
II S UyCyr 21:3  — Мән силәргә немә қилип берәй? Пәрвәрдигарниң хәлқигә бәхит тилишиңлар үчүн бу гунани қандақ жуяй? — дәп сориди.
II S UyCyr 21:4  — Биз Саул вә униң җамаитидикиләрдин нә алтун, нә күмүч тәләп қилмаймиз, бизниң исраиллардин бирәрсини өлтүрүш һоқуқимизму йоқ, — дәп җавап бәрди гибъонлуқлар. — Ундақта, силәр немини тәләп қилсаңлар, мән шуни силәргә бәҗа кәлтүрүп берәй, — деди Давут падиша.
II S UyCyr 21:5  Улар Давутқа: — Саул бизни Исраил тәвәсидә яшимисун, дәп қирип йоқитишни мәхсәт қилған еди.
II S UyCyr 21:6  Шуңа униң әвладидин йәттә әр киши бизгә тапшуруп берилсун. Биз уларни Пәрвәрдигар гува болсун дәп, Гибъаһта, йәни Пәрвәрдигар таллиған падиша Саулниң шәһиридә өлтүримиз, — деди. — Болиду, мән уларни қолуңларға тапшуруп берәй, — деди Давут падиша.
II S UyCyr 21:7  Саулниң нәвриси, йәни Йонатанниң оғли Мифибошәткә Давут падишаниң ичи ағриди, чүнки у Пәрвәрдигар гува болсун дәп, Саулниң оғли Йонатан билән қәсәм ичкән еди.
II S UyCyr 21:8  Саулниң Армони вә Мифибошәт дегән оғуллири болуп, улар Айяһниң қизи Ризпаһтин туғулған еди. Саулниң қизи Мераб михолалиқ Барзиллайниң оғли Адраилдин бәш оғул көргән еди.
II S UyCyr 21:9  Давут бу оғулларниң һәммисини гибъонлуқларниң қолиға тапшуруп бәрди. Гибъонлуқлар бу йәттә оғулни тағда, Пәрвәрдигарниң алдида өлтүрди, уларниң һәммиси биргә җан бәрди. Бу вақиә йүз бәргәндә, арпа омиси әнди башланған еди.
II S UyCyr 21:10  Айяһниң қизи Ризпаһ җәсәтләрниң йениға берип, бир қорам ташниң үстигә мата рәхт яйди. У ома башланғандин тартип таки ома түгәп, җәсәтләрниң үстигә асмандин ямғур яққанға қәдәр җәсәтләрни күндүзи қарға-қузғунлардин, кечиси явайи һайванлардин қоғдиди.
II S UyCyr 21:11  Айяһниң қизи, йәни Саулниң тоқили Ризпаһниң қилған бу ишлири тоғрисидики хәвәр Давутқа йетип кәлгәндә,
II S UyCyr 21:12  Давут Гилъадтики ябешларниң рәһбәрлириниң йениға берип, Саул вә униң оғли Йонатанниң устиханлирини алди. (Филистийәликләр Гилбова теғида Саулни өлтүргән күни, униң вә оғлиниң җәсидини Бәйтшан мәйданиға есип қойған еди. Гилъадтики ябешлар у иккисиниң җәсидини у йәрдин оғрилап кәткән еди.)
II S UyCyr 21:13  Давут Саул билән Йонатанниң устиханлирини у йәрдин әкәлди, у йәнә өлтүрүлгән йәттә кишиниң устиханлириниму әкәлдүрди.
II S UyCyr 21:14  Андин Давут вә униң адәмлири бу устиханларни Бинямин жутидики Зелада Саулниң атиси Кишниң қәбирстанлиғиға қойди. Шундақ қилип, падишаниң буйруқлириниң һәммиси иҗра қилинди. Бу ишлардин кейин, Худа хәлқиниң өз зиминлири үчүн қилған дуалириға җавап бәрди.
II S UyCyr 21:15  Филистийәликләр билән исраиллар оттурисида йәнә уруш болди. Давут өз адәмлири билән бирликтә филистийәликләргә қарши урушқа атланди. Амма уруш җәриянида Давут һалсирап кәтти.
II S UyCyr 21:16  Рафаһ хәлқидин болған Йишби-Биноб исимлиқ бир палван Давутни өлтүрмәкчи болди. Униң нәйзисиниң учиниң еғирлиғи үч йерим кило келәтти, у йәнә белигә йеңи қилич есивалған еди.
II S UyCyr 21:17  Амма Зируя исимлиқ аялниң оғли Абишай Давутқа ярдәм бәрди. Абишай һелиқи филистийәлик палван билән елишип, уни өлтүрди. Бу чағда Давутниң адәмлири униңға: — Исраилниң чириғини өчирип қоймаслиғимиз үчүн, буниңдин етиварән сили җәңгә қатнашсилири болмайду, — дейишти.
II S UyCyr 21:18  Шуниңдин кейин Гоб дегән йәрдә филистийәликләр билән йәнә бир қетим уруш болди. Бу қетимқи урушта хушаһлиқ Сиббикай рафаһ хәлқидин болған Саф исимлиқ бир палванни өлтүрди.
II S UyCyr 21:19  Гобта йүз бәргән филистийәликләр билән болған йәнә бир урушта бәйтләһәмлик Яирниң оғли Әлханан гатлиқ Голятниң қериндишини өлтүрди. Бу адәмниң нәйзисиниң дәстиси дәстигаһниң оқидәк йоған еди.
II S UyCyr 21:20  Кейин Гатта йәнә бир мәйдан уруш болди. Бу урушқа наһайити бәстлик бир адәм қатнашқан болуп, униң қол вә путида алтидин, җәми жигирмә төрт бармақ бар еди. Уму рафаһ хәлқидин еди.
II S UyCyr 21:21  Бу адәм исраилларни һақарәтлигәнлиги үчүн, Давутниң акиси Шаммаһниң оғли Йонатан уни өлтүрүвәтти.
II S UyCyr 21:22  Бу төрт филистийәлик палван Гат шәһиридики рафаһ хәлқидин болуп, уларниң һәммиси Давут вә униң адәмлири тәрипидин өлтүрүлди.