II SAMUEL
Chapter 8
II S | UyCyr | 8:1 | Мәлум вақиттин кейин Давут филистийәликләргә йәнә һуҗум қилип, уларни бойсундурди. Давут филистийәликләрниң йерини тартивелип, уларниң йәр башқуруш һоқуқини өткүзүвалди. | |
II S | UyCyr | 8:2 | У моабларниму мәғлуп қилди. У уларни йәргә үч қатар болуп йетишқа буйриди. Андин икки қатардикиләрни өлтүрүп, бир қатардикиләрни сақ қалдурди. Шундақ қилип, тирик қалған моаблар Давутқа тәвә болуп, униңға баҗ-селиқ төләйдиған болди. | |
II S | UyCyr | 8:3 | Зобаһ падишалиғиниң падишаси Рихобниң оғли Һададъәзәр Фират дәрияси әтрапидики зиминға болған башқурушини қайтурувелишқа атлинип чиққанда, Давут уни мәғлуп қилди. | |
II S | UyCyr | 8:4 | Давут униңдин 1700 атлиқ ләшкәр, 20 миң пиядә ләшкәрни әсиргә алди. Йүз һарвуни тартишқа йәткүдәк атни қалдурғандин бөләк, қалған атларниң һәммисиниң сиңирини кәстүрүвәтти. | |
II S | UyCyr | 8:5 | Дәмәшқтики сүрийәликләр Зобаһ падишаси Һададъәзәргә ярдәм беришкә кәлгәндә, Давут сүрийәликләрдин 22 миң адәмни өлтүрди. | |
II S | UyCyr | 8:6 | Шуниңдин кейин Давут Дәмәшқтики сүрийәликләр райониға өзиниң қошунлирини турғузди. Шундақ қилип, сүрийәликләр Давутқа тәвә болуп, униңға баҗ-селиқ төләйдиған болди. Давут мәйли нәгә һуҗум қилмисун, Пәрвәрдигар уни ғалибигә ериштүрүп турди. | |
II S | UyCyr | 8:8 | Давут падиша йәнә Һададъәзәрниң Бәтах вә Беротай дегән икки шәһиридинму наһайити нурғун мис олҗа алди. | |
II S | UyCyr | 8:10 | оғли Йорамни Давут падишаниң алдиға саламға әвәтти вә униң Һададъәзәр билән җәң қилип, уни мәғлуп қилғанлиғини тәбриклиди. Әмәлиятта Тоу Һададъәзәр билән дайим уруш қилип кәлгән еди. Йорам Давут падишаға алтун, күмүч вә мистин ясалған нәрсиләрни алғач барди. | |
II S | UyCyr | 8:11 | Давут падиша бу нәрсиләрни өзи бурун бойсундурған барлиқ хәлиқләрдин, йәни идомлуқлар, моаблар, аммонлар, филистийәликләр вә амаләкләрдин олҗа алған һәммә алтун-күмүчләр, шундақла Зобаһ падишаси Рихобниң оғли Һададъәзәрдин алған олҗиларниң бир қисми билән қошуп Пәрвәрдигар үчүн қилинидиған хизмәтләргә атиди. | |
II S | UyCyr | 8:12 | Давут падиша бу нәрсиләрни өзи бурун бойсундурған барлиқ хәлиқләрдин, йәни идомлуқлар, моаблар, аммонлар, филистийәликләр вә амаләкләрдин олҗа алған һәммә алтун-күмүчләр, шундақла Зобаһ падишаси Рихобниң оғли Һададъәзәрдин алған олҗиларниң бир қисми билән қошуп Пәрвәрдигар үчүн қилинидиған хизмәтләргә атиди. | |
II S | UyCyr | 8:13 | Давут Туз җилғисида идомлуқлардин 18 миң адәмни өлтүрүп қайтқандин кейин униң наһайити даңқи чиқти. | |
II S | UyCyr | 8:14 | У йәнә Идомниң һәрқайси җайлириға өз қошунлирини турғузди. Идомлуқларниң һәммиси Давутқа тәвә болди. Давут қәйәргә берип җәң қилмисун, һәммә йәрдә Пәрвәрдигар униңға ғалибә-нусрәт ата қилди. | |
II S | UyCyr | 8:15 | Давут әнди пүтүн Исраилға һөкүмранлиқ қилди, у хәлиқни адиллиқ вә һәққанийәт билән башқурди. | |