II SAMUEL
Chapter 3
II S | UyCyr | 3:1 | Саул билән Давутниң җамаити оттурисидики уруш узун вақитқичә давам қилип турди. Давут күндин-күнгә күчәйди, Саулниң җамаити болса күндин-күнгә аҗизлашти. | |
II S | UyCyr | 3:2 | Давут Һибронда бир нәччә оғул пәрзәнт көрди: тунҗиси йизриәллик Ахиноамдин туғулған Амнон, | |
II S | UyCyr | 3:3 | иккинчиси кармәллик Набалдин тул қалған Абигалдин туғулған Килаб, үчинчиси Гишурниң падишаси Талмайниң қизи Маакадин туғулған Абсалом, | |
II S | UyCyr | 3:5 | алтинчиси Давутниң йәнә бир аяли Әглаһтин туғулған Йитриамдур. Булар Давутниң Һибронда көргән пәрзәнтлиридур. | |
II S | UyCyr | 3:6 | Саул билән Давут җамаити оттурисида уруш болуп турған мәзгилләрдә Абнерниң Саул җамаитидики тәсир күчи күндин-күнгә ешип барди. | |
II S | UyCyr | 3:7 | Саулниң Ризпаһ исимлиқ бир тоқили бар еди, у Айяһниң қизи еди. Бир күни Ишбошәт Абнерға: — Сән немишкә атамниң тоқили билән бир орунда ятисән? — дегән еди, | |
II S | UyCyr | 3:8 | Абнер Ишбошәтниң гепини аңлап бәк хапа болуп: Сән мени Йәһуда қәбилисигә ишләватқан лалма ишт дәп қарамсән? Һазирғичә мән атаң Саулниң җамаитигә униң бурадәрлири билән достлириға садиқ болуп, сени Давутниң қолиға чүшәрмигән болсамму, лекин сән бүгүн маңа: «У хотун билән бузуқчилиқ қилдиң», дәп әйип артамсән? | |
II S | UyCyr | 3:9 | Әгәр мән Пәрвәрдигарниң Давутқа қилған вәдисигә бенаән Саулниң падишалиғини униң әвлатлиридин тартивелип, Давутни падиша қилип, уни шималдики Дан шәһиридин җәнуптики Бәәршәба шәһиригичә болған пүтүн Исраил вә Йәһудийәгә һөкүмранлиқ қилғузмайдиған болсам, Худа мән Абнерға еғир җаза бәрсун, — деди. | |
II S | UyCyr | 3:10 | Әгәр мән Пәрвәрдигарниң Давутқа қилған вәдисигә бенаән Саулниң падишалиғини униң әвлатлиридин тартивелип, Давутни падиша қилип, уни шималдики Дан шәһиридин җәнуптики Бәәршәба шәһиригичә болған пүтүн Исраил вә Йәһудийәгә һөкүмранлиқ қилғузмайдиған болсам, Худа мән Абнерға еғир җаза бәрсун, — деди. | |
II S | UyCyr | 3:12 | Абнер Давутқа әлчи әвәтип, «Бу пүтүн зимин маңа тәвә әмәсму? Мән билән келишим түзсилә, силигә ярдәмлишип пүтүн Исраилни өзлиригә қарайдиған қилип беримән», деди. | |
II S | UyCyr | 3:13 | «Яхши гәп! Сиз билән келишим түзәй, бирақ алди билән сиздин бир ишни тәләп қилимән. Сиз мән билән көрүшкили кәлгәндә, Саулниң қизи Микални елип келиң, болмиса мән билән көрүшәлмәйсиз», деди Давут. | |
II S | UyCyr | 3:14 | Давут йәнә Саулниң оғли Ишбошәтниң қешиға әлчиләр әвәтип: «Мән 100 филистийәликниң хәтнә терисигә алған аялим Микални маңа қайтуруп бериң», деди. | |
II S | UyCyr | 3:15 | Шуниң билән Ишбошәт адәмлирини әвәтип, Микални униң ери — Лайишниң оғли Палтидин тартивалди. | |
II S | UyCyr | 3:16 | Микалниң ери таки Бахуримғичә әгишип жиғлап кәлди. Абнер униңға: — Болди, қайтип кәт! — деди. У қайтип кәтти. | |
II S | UyCyr | 3:17 | Абнер исраилларниң ақсақаллириниң йениға берип, уларға: — Силәр узундин бери Давутниң өзәңларға падиша болушини үмүт қилип кәлгән едиңлар, | |
II S | UyCyr | 3:18 | әнди вақти кәлди! Пәрвәрдигар хизмәткари Давутқа: «Мән хәлқим исраилларни филистийәликләр вә барлиқ дүшмәнлиридин сән арқилиқ қутулдуримән», дәп вәдә қилған еди, — деди. | |
II S | UyCyr | 3:19 | Абнер бу гәпни Бинямин қәбилисидикиләргиму ейтти. Андин исраиллар билән Бинямин қәбилисидикиләрниң немигә мақул болғанлиғини Давутқа ейтқили Һибронға барди. | |
II S | UyCyr | 3:20 | Абнер 20 адәмни башлап Һибронда туруватқан Давутниң йениға кәлгәндә, Давут Абнер вә униң билән кәлгәнләрниң шәривигә зияпәт бәрди. | |
II S | UyCyr | 3:21 | Абнер Давутқа: — Әнди кетишимгә иҗазәт бәрсилә, пүтүн исраилларни җанабий алийлириниң алдиға җәм қилай, улар өзлири билән келишим түзиду, шуниң билән өзлири үмүт қилип кәлгәндәк пүтүн хәлиқниң падишаси болидила, — деди. Давут Абнерни йолға салди, у аман-есән кәтти. | |
II S | UyCyr | 3:22 | Шу чағда Йоаб вә Давутниң адәмлири уруш қилип нурғун олҗилар билән қайтип кәлди. Һалбуки, Абнер Һибронда Давут билән биллә әмәс еди, Давут уни йолға салған болуп, у аман-есән қайтип кәткән еди. | |
II S | UyCyr | 3:23 | Йоаб вә униң билән биллә кәткән ләшкәрләр қайтип келиши биләнла, Йоабниң қулиғиға: «Нерниң оғли Абнер келип Давут падиша билән көрүшүпту, падиша уни йолға сапту, у аман-есән қайтип кетипту», дегән хәвәр йетип кәлди. | |
II S | UyCyr | 3:24 | Буни аңлиған Йоаб падиша Давут билән көрүшүп: — Бу немә қилғиниңиз? Нерниң оғли Абнер өзи йениңизға кәлсә, немишкә уни йолға селип қойдиңиз? Мана әнди у кетип қапту. | |
II S | UyCyr | 3:25 | Сиз Нерниң оғли Абнерни яхши билисиз, у бу йәргә сизни алдиғили, нәгә берип келиватқанлиғиңизни вә немә иш билән бәнт болуватқанлиғиңизни билгили кәлгән, — деди. | |
II S | UyCyr | 3:26 | Йоаб Давутниң йенидин чиқип, Абнерни қоғлап тутушқа адәмлирини әвәтти. Улар уни Сираһ қудуғиниң йенидин яндуруп елип кәлди. Лекин Давут бу ишлардин бехәвәр еди. | |
II S | UyCyr | 3:27 | Абнер Һибронға қайтип кәлгәндә, Йоаб униңға: «Айрим сөзлишәйли», дәп шәһәр сепилиниң дәрвазисиға җайлашқан бир өйгә елип кирип, «Иним Асаел үчүн интиқам алай», дәп Абнерниң қосиғиға хәнҗәр тиқип өлтүрди. | |
II S | UyCyr | 3:28 | Давут бу вақиәни аңлиғандин кейин: — Абнерниң аққан қени үчүн мән вә падишалиғим Пәрвәрдигарниң алдида мәңгү әйипкар әмәс. | |
II S | UyCyr | 3:29 | Униң қени Йоаб вә униң ата җамаитидикиләрниң һәммисиниң бешиға чүшсун! Йоабниң җамаитидин жириңлиқ яра вә инсанни напак қилидиған терә кесәлликлири вә пәқәт аялларниң ишлиринила қилалайдиған, қилич астида өлтүрүлгән вә нанға зар болған кишиләр һеч түгимисун, — деди. | |
II S | UyCyr | 3:30 | Абнер Гибъондики җәңдә Йоабниң иниси Асаелни өлтүргәнлиги үчүн Йоаб билән униң акиси Абишай Абнерни өлтүрди. | |
II S | UyCyr | 3:31 | Давут Йоаб вә униң билән биллә турғанларға: «Кийимлириңларни житиңлар, мата рәхткә йөгиниңлар, Абнер үчүн һаза тутуңлар!» деди. Давут падиша өзиму җиназиниң кәйнидин маңди. | |
II S | UyCyr | 3:32 | Улар Абнерни Һибронда дәпнә қилди. Падиша Давут Абнерниң қәбри йенида һөкүрәп жиғлап кәтти, көпчиликму көз йеши қилишти. | |
II S | UyCyr | 3:33 | Падиша Давут йәнә Абнерға атап мону мәрсийәни оқуди: Әй Абнер, ахмақлардәк өлүшүң керәкмиди? | |
II S | UyCyr | 3:34 | Қоллириң бағлақлиқ әмәс еди, Путлириңға кишән селиқлиқ әмәс еди, Яманларниң қара нийитидә жиқилдиң мана әнди! Көпчилик йәнә Абнер үчүн жиғлап кетишти. | |
II S | UyCyr | 3:35 | Улар Давутни кәч киргичә азирақ ғиза йәвелишқа үндигән еди, Давут қәсәм қилип: Әгәр мән күн патқичә ағзимға бирәр нәрсә салсам, Пәрвәрдигар мени еғир җазалисун, — деди. | |
II S | UyCyr | 3:36 | Көпчилик буни аңлап униңдин мәмнун болушти. Падишаниң қилған һәммә ишлиридин улар хошал еди. | |
II S | UyCyr | 3:37 | Шуниң билән биргә Давутниң барлиқ адәмлиригә вә пүтүн исраил хәлқигә Нерниң оғли Абнерниң өлтүрүлүшидә падишаниң қолиниң йоқлуғи мәлум болди. | |
II S | UyCyr | 3:38 | Падиша өзиниң адәмлиригә: — Билмәмсиләр, бүгүн Исраилдин бир йолбашчи — улуқ бир инсан кәтти. | |