Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 13
II S UyCyr 13:1  Бир мәзгил өткәндин кейин мундақ бир иш йүз бәрди: Давутниң Тамар исимлиқ наһайити чирайлиқ бир қизи болуп, у Абсаломниң сиңлиси еди. Тамар Давутниң башқа бир оғли Амнонниң ата бир ана башқа сиңлиси еди. Амнон Тамарға көйүп қалди һәм
II S UyCyr 13:2  көйүк дәрдидә ағрип қалди. Тамар техи қиз болғачқа, Амнон униңға тегишкә мүмкин әмәс дәп ойлиди.
II S UyCyr 13:3  Амнонниң Йонадаб исимлиқ бир ағиниси бар болуп, у Давутниң акиси Шаммаһниң оғли еди. Йонадаб интайин қув адәм еди.
II S UyCyr 13:4  У Амнондин: — Шаһзадә, немишкә күндин-күнгә чүшкүнлишип кетисиз? Маңа ейтип берәмсиз? — дәп сориди. — Мән өгәй иним Абсаломниң сиңлиси Тамарға көйүп қалдим, — деди у.
II S UyCyr 13:5  — Ундақ болса, сиз каривәткә чиқип ялғандин кесәл болуп йетивелиң, атиңиз йоқлап кәлгәндә, униңға: «Сиңлим Тамар келип маңа йегили бир нәрсә бәрсун, көз алдимда тамақ әтсун, әткән тамиғини қолидин елип йәй» дәң, — деди Йонадаб.
II S UyCyr 13:6  Шундақ қилип, Амнон ялғандин кесәл болуп йетивалди. Падиша йоқлап кәлгәндә, Амнон: — Сиңлим Тамарни чақиртип, көз алдимда маңа нан пишарғузуп бәргән болсиңиз, униң өз қолидин елип йегән болсам, — деди.
II S UyCyr 13:7  Давут ордиға чапармән әвәтип, Тамарға: «Акиңиз Амнонниң өйигә берип, униңға ғиза етип бериң», деди.
II S UyCyr 13:8  Шуниң билән Тамар акиси Амнонниң өйигә барди. У чағда Амнон орун тутуп ятқан еди. Тамар азирақ унда хемир жуғирип, Амнонниң көз алдида тавида нан пиширип бәрди.
II S UyCyr 13:9  У тавини елип келип, нанни Амнонниң алдиға қойған еди, Амнон нанни йегили унимай: «Һәммиңлар бу йәрдин чиқип кетиңлар!» деди. Һәммиси униң йенидин чиқип кетишти.
II S UyCyr 13:10  Андин Амнон Тамарға: — Нанни һоҗрамға әкир, өз қолуңдин елип йәй, — деди. Тамар пишарған нанларни елип, акиси Амнонниң һоҗрисиға кирип, униң йениға кәлди.
II S UyCyr 13:11  Тамар нанни униңға сунғанда, Амнон уни өзигә тартип: — Сиңлим, кәл, мән билән ятқин! — деди.
II S UyCyr 13:12  — Яқ, ака, мени зорлимаң! Исраиллар ичидә бундақ қилишқа болмайду. Бундақ сәт ишни қилмаң.
II S UyCyr 13:13  Бу рәсвачилиқни мән қандақ көтирип жүрәй? Сизму исраиллар ичидә уятқа қалған бир ахмаққа айлинип қалисиз. Өтүнәй, падишаға ейтсиңиз, у мениң сизгә ятлиқ болушумға қарши чиқмайду, — деди.
II S UyCyr 13:14  Лекин Амнон униң гепигә қулақ салмиди. У Тамардин күчлүк болғачқа, униңға зорлуқ қилип, униң билән биллә ятти.
II S UyCyr 13:15  Шуниңдин кейин, Амнон Тамарға бәк өч болуп кәтти. Өчлүги униң илгири Тамарға болған муһәббитидинму күчлүк болди. Амнон Тамарға: — Қоп, бу йәрдин йоқал! — деди.
II S UyCyr 13:16  — Яқ! Мени қоғлиған бу гунайиңиз һели мени аяқ асти қилған гунайиңиздинму еғирдур, — деди Тамар. Лекин Амнон униң гепигә қулақ салмай,
II S UyCyr 13:17  әксичә шәхсий хизмәткарини чақирип: — Бу хотунни һайдап чиқирип, ишикни қулуплап қой! — деди.
II S UyCyr 13:18  Амнонниң хизмәткари Тамарни һайдап чиқиривәткәндин кейин, ишикни қулуплап қойди. Бу чағда Тамар узун йәңлик либас кийивалған еди, падишаниң ятлиқ болмиған қизлири шундақ кийинишәтти.
II S UyCyr 13:19  Тамар бешиға күл чечип, үстидики узун йәңлик либасини житивәтти. Икки қоли билән йүзини йепивелип, һөкүрәп жиғлап маңди.
II S UyCyr 13:20  Акиси Абсалом уни көрүп, униңдин: — Акаң Амнон сән билән биллә яттиму? Һәй сиңлим, әнди сән бу ишни ағзиңдин чиқарма. У дегән сениң акаң, бу ишни көңлүңгә алма, — деди. Шуниңдин кейин Тамар тәнһа вә ғәмкин һалда акиси Абсаломниң өйидә яшиди.
II S UyCyr 13:21  Болуп өткән ишларни Давут падиша аңлап, наһайити хапа болуп кәтти.
II S UyCyr 13:22  Өз сиңлиси Тамарниң номусиға тәккәнлиги үчүн, Абсалом Амнонға өч болуп кәтти, у Амнонға йә яхши, йә яман сөз қилмиди.
II S UyCyr 13:23  Икки жил өткәндин кейин Абсалом падишаниң оғуллириниң һәммисини Баал-Хазорға зияпәткә тәклип қилди. Баал-Хазор Әфрайим зимининиң йениға җайлашқан болуп, у йәрдә Абсалом қойлирини қирқитивататти.
II S UyCyr 13:24  Абсалом шаһ атисиниң алдиға келип: — Қойларни қирқитиватимән. Әй алийлири, мәрһәмәт қилип әмәлдарлириңизни елип мән билән биргә тәбрикләш зияпитигә қатнашқайсиз, — деди.
II S UyCyr 13:25  — Яқ, оғлум! Әгәр һәммимиз барсақ, саңа еғирчилиғимиз чүшүп қалиду, — деди падиша. Абсалом падишаға қаттиқ ялвурди. Падиша йәнила беришқа унимай, пәқәт униңға бәхит тиләп дуа қилди.
II S UyCyr 13:26  — Әгәр өзиңиз баралмайдиған болсиңиз, акам Амнонниң биз билән беришиға рухсәт қилғайсиз, — дәп өтүнди Абсалом. Падиша униңдин: — Немишкә у сән билән биллә бериши керәк? — дәп сориди,
II S UyCyr 13:27  Абсалом ялвурувәргәндин кейин, падиша ахири Амнонниң вә барлиқ оғуллириниң униң билән биллә беришиға мақул болди.
II S UyCyr 13:28  Абсалом өзиниң хизмәткарлириға: — Диққәттә болуңлар, Амнон һарақ ичип, сәл кәйпә болғанда мән: «Амнонни өлтүрүңлар!» дәп буйруқ қилимән. Шу чағда уни өлтүрүветиңлар! Қорқмаңлар, буни силәргә мән буйридим. Жүрәклик вә җасур болуңлар, — деди.
II S UyCyr 13:29  Абсаломниң хизмәткарлири униң буйруғини бәҗа кәлтүрүп, Амнонни өлтүрүвәтти. Падишаниң қалған оғуллири орунлиридин турушуп, хечирлирини минип қечишти.
II S UyCyr 13:30  Улар йолда кетиватқандила, Давут падишаға: «Абсалом падишаниң балилириниң бириниму қалдурмай, һәммисини өлтүрүветипту», дегән хәвәр йәтти.
II S UyCyr 13:31  Падиша буни аңлап, орнидин туруп, қаттиқ қайғурған һалда кийимлирини житип, өзини йәргә ташлап йетивалди. Униң әтрапида турған һәммә хизмәткарлириму кийимлирини житишти.
II S UyCyr 13:32  Лекин Давут падишаниң акиси Шаммаһниң оғли Йонадаб униңға: — Падиша алийлири, «һәммә оғуллиримдин айрилиптимән» дәп ойлимисила, пәқәт Амнон өлүпту, халас. У өгәй сиңлиси Тамарниң номусиға тәккән күндин башлап, Абсалом уни өлтүрүш қәстидә болуп кәлгән.
II S UyCyr 13:33  Әнди падиша алийлири «һәммә оғуллири өлтүрүлүпту» дегән хәвәргә ишәнмисилә. Әмәлиятта өлтүрүлгини бирла Амнон.
II S UyCyr 13:34  Абсалом болса қечип кәтти, — деди. Шу чағда сепилниң үстидики күзәтчи әтрапқа қариған еди, тағ тәрәптики йолда Бәйт-Хорон шәһиридин келиватқан нурғун адәмләрни көрди.
II S UyCyr 13:35  — Әйнә, оғуллириниң һәммиси келиветипту. Худди мән, қуллири ейтқандәк болди, — деди Йонадаб падишаға.
II S UyCyr 13:36  Униң гепи түгәр-түгимәйла, падишаниң оғуллири йетип келип, һөкүрәп жиғлап кетишти. Падиша вә униң әтрапидики әмәлдарлириму қаттиқ жиғлап кетишти.
II S UyCyr 13:37  Абсалом қечип, Гишурниң падишаси Талмайниң йениға барди вә у йәрдә үч жил туруп қалди. Талмай Аммиһудниң оғли еди. Давут падиша оғли Амнон үчүн узун вақит матәм тутти.
II S UyCyr 13:38  Абсалом қечип, Гишурниң падишаси Талмайниң йениға барди вә у йәрдә үч жил туруп қалди. Талмай Аммиһудниң оғли еди. Давут падиша оғли Амнон үчүн узун вақит матәм тутти.
II S UyCyr 13:39  Давут Амнонниң өлүмидин тәсәлла тапқандин кейин, Абсаломни сеғинишқа башлиди.