Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 5
II S UyCyr 5:1  Шуниңдин кейин Исраил қәбилилириниң һәммиси Һибронға келип Давутниң қешиға жиғилди. Улар Давутқа: — Қарисила, биз силиниң җанҗигәр туққанлири болимиз.
II S UyCyr 5:2  Бурун Саул бизгә падиша болуп турған вақтида, урушларда исраил хәлқигә башчилиқ қилған едила. Пәрвәрдигарму силигә: «Сән худди бир падичи өз қойлириниң һалидин хәвәр алғандәк, Мениң хәлқим болған исраилларниң һалидин хәвәр алисән вә уларға башчи болисән» дегән еди, — деди.
II S UyCyr 5:3  Шундақ қилип, Давут Һибронда исраилларниң барлиқ ақсақаллири билән «Пәрвәрдигар гува болсун», дәп келишим түзди. Улар Давутниң бешиға яғ қуюп, уни Исраилға падиша қилди.
II S UyCyr 5:4  Давут тәхткә олтарған чеғида оттуз яш еди, у қириқ жил тәхттә олтарди.
II S UyCyr 5:5  У Һибронда Йәһуда қәбилисигә йәттә йерим жил, Йерусалимда пүтүн Исраил вә Йәһудийәгә оттуз үч жил падиша болди.
II S UyCyr 5:6  Давут падиша вә униң адәмлири Йерусалимға келип, шу йәрдә туридиған йибусларға һуҗум қилмақчи болған еди, йибуслар: «Давут һәргиз бу йәргә кирәлмәйду» дәп ойлап, униңға: — Сән бу йәргә кирәлмәйсән, силәрни һәтта бу йәрдики кор-токуларму тосап қалалайду, — деди.
II S UyCyr 5:7  (Кейин Давут Сион қорғинини һуҗум қилип алди вә бу қорғанға «Давут шәһири» дәп нам бәрди.)
II S UyCyr 5:8  Давут у чағда өз адәмлиригә: — Кимки йибусларни йоқатмақчи болса, маңа өч болған шу «кор» вә «токуларниң» йениға өстәң арқилиқ берип, уларға һуҗум қилсун, — деди. Шу сәвәптин «кор вә токулар Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға кирәлмәйду» дегән гәп пәйда болған.
II S UyCyr 5:9  Шундақ қилип, Давут қорғанни егиләп, у йәрдә туруп қалди вә у қорғанни «Давут шәһири» дәп атиди. Давут шәһәрни тиндурулған йәрдин башлап кәңәйтип қурди.
II S UyCyr 5:10  Давут күндин-күнгә күчәйди. Пәрвәрдигар — қудрәтлик Сәрдар Худа униңға яр еди.
II S UyCyr 5:11  Тир падишаси Һирам әлчиләрни Давутниң йениға әвәтти вә улар билән биргә кедир яғачлири, яғашчилар вә ташчиларниму әвәтти. Улар Давутқа орда селип бәрди.
II S UyCyr 5:12  Шуниң билән Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраилға падиша қилғанлиғини вә Униң Өз хәлқи исраиллар үчүн өзиниң падишалиғини гүлләндүргәнлигини билди.
II S UyCyr 5:13  Давут Һиброндин кәткәндин кейин Йерусалимда йәнә бирқанчә хотун вә тоқалларни алди вә нурғун пәрзәнт көрди.
II S UyCyr 5:14  Йерусалимдики пәрзәнтлириниң исимлири: Шаммува, Шобаб, Натан, Сулайман,
II S UyCyr 5:15  Йибхар, Әлишува, Нәфәг, Яфия,
II S UyCyr 5:16  Әлишама, Әляда вә Әлифәләт.
II S UyCyr 5:17  Давутниң бешиға яғ қуюлуп, Исраилға падиша қилип тайинланғанлиғини аңлиған филистийәликләр ләшкәрлирини Давутни тутушқа әвәтти. Давут буни аңлап, паналиниш үчүн тағдики ғарға кәтти.
II S UyCyr 5:18  Филистийәликләр келип Рафайим җилғисиға тарқалди.
II S UyCyr 5:19  Давут Пәрвәрдигардин: — Мән филистийәликләргә қарши җәңгә чиқайму? Уларни мениң қолумға тапшурамсән? — дәп сориди, Пәрвәрдигар униңға: — Җәңгә чиқ, Мән чоқум филистийәликләрни сениң қолуңға тапшуримән, — деди.
II S UyCyr 5:20  Шуниң билән Давут Баал-Пиразимға берип, филистийәликләрни мәғлуп қилди вә: «Пәрвәрдигар дүшмәнлирим үстидин худди кәлкүндәк бесип өтти», деди. Шуңа Давут у йәргә «Баал-Пиразим» [мәнаси «Бесип өткүчи Егә»] дегән намни бәрди.
II S UyCyr 5:21  Филистийәликләр өзлириниң бутлирини шу йәргә ташлап қачқан еди. Давут вә униң адәмлири у бутларни елип кәтти.
II S UyCyr 5:22  Һалбуки, филистийәликләр келип йәнә Рафайим җилғисиға тарқалди.
II S UyCyr 5:23  Давут йәнә Пәрвәрдигардин немә иш қилиш керәклигини сориди, Пәрвәрдигар униңға: — Уларниң алди тәрипидин бармай, арқисиға айлинип өтүп, уларға терәкликниң йенидин һуҗум қил.
II S UyCyr 5:24  Сән терәкләрниң жуқури тәрипидин ләшкәрлиримниң аяқ тивишлирини аңлишиң биләнла тез һәрикәт қил, чүнки шу чағда Мән сениң алдиңда филистийәликләрниң қошуниға қарши һуҗумға чиққан болимән, — деди.
II S UyCyr 5:25  Шундақ қилип, Давут Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә иш тутуп, филистийәликләрни Гәбадин Гәзәргичә қоғлап берип қирди.