SONG OF SOLOMON
Chapter 2
Song | UyCyr | 2:3 | Турар мениң ашиғим жигитләр арисида, Худди өскән алма дәриғидәк орман ара. Шерин тетийду униң мевиси маңа, Дилим яйрайду олтарсам сайисида. | |
Song | UyCyr | 2:5 | Кишмиш билән қувәт бәр маңа, Алма билән роһландур мени, Чүнки һалсиз болдум ишқи отуңда. | |
Song | UyCyr | 2:7 | Еһ Йерусалим қизлири, Өтүнәй силәрдин, Ойғатмаңлар даладики мараллар вә җәрәнләрни, Вақти кәлмигичә қозғатмаңлар муһәббәтни. | |
Song | UyCyr | 2:8 | Аңлаватимән ашиғимниң авазини! Қара, у келиватиду ешип тағлардин, Ойнап өтүп идирлардин. | |
Song | UyCyr | 2:9 | Ашиғим худди җәрән, кейиктәк Өйүмниң әтрапида жүриду. У деризиләрдин қарайду, Көзнәкләрдин марайду. | |
Song | UyCyr | 2:12 | Далалар гүл-чечәккә пүркәнди, Нахшилар җараңлайдиған пәйт кәлди, Қушлар вичирлишип сайрашмақта. | |
Song | UyCyr | 2:13 | Әнҗирләр пишмақта шахлирида, Ғол үзүмләр чечәкләп, пурақ чачмақта. Тур орнуңдин амриғим, җүр кәйнимдин гөзилим». | |
Song | UyCyr | 2:14 | Йошурунувалдиң кәптирим қиядики далдиға, Мөкүвалдиң қорам ташниң йериқлириға. Көрсәткинә җамалиңни, аңлай сениң авазиңни, Чүнки шерин авазлириң, йеқимлиқтур чеһрилириң. | |