SONG OF SOLOMON
Chapter 8
Song | UyCyr | 8:1 | Еһ, қандақ яхши болар еди, емилдаш акамдәк болған болсаң, Уялмастин сөйсәм едим сени кочида учрап қалсаң, Һечкимму әйипләп жүрмәтти мени. | |
Song | UyCyr | 8:2 | Башлап кирип сени анамниң өйигә, Анам мени тәрбийилигән шу йәргә, Ичкүзәттим саңа шараптин, Анар шәрбәтлиридин. | |
Song | UyCyr | 8:5 | Ким у қиз, чөл тәрәптин келиватқан, Йөлинип яриға? Ойғаттим сени алма дәриғи астида, Анаң толғақ йәп шу йәрдә, Туққан еди сени шу җайда. | |
Song | UyCyr | 8:6 | Қолуңдики мөһүр үзүктәк, Мөһүрләвал мени қәлбиңгә. Муһәббәт күчлүктур өлүмдәк, Ишқ мустәһкәмдур ләһәттәк. Сөйгүниң учқунлири Көйдүрәр оттәк, Қудрәтлик ялқундәк. | |
Song | UyCyr | 8:7 | Сөйгүни өчүрәлмәс улуқ сулар, Чөктүрәлмәс уни топанлар. Әгәр бири уни сетивалимән десә байлиғиға, Ахир өзи мәсқиригә қалар. | |
Song | UyCyr | 8:8 | Бар кичик бир сиңлимиз, Техи балағәткә йәтмигән. Сорап кирсә әлчиләр, Биз немә иш қилимиз? | |
Song | UyCyr | 8:9 | Әгәр у бир сепил болса, Күмүч мунара тикләп уни қоғдайли, Әгәр болса у бир дәрваза, Кедир яғичи билән уни тосайли. | |
Song | UyCyr | 8:11 | Баал-Хамунда бар еди Сулайманниң үзүмзарлиғи, Үзүмзарлиғини бәрди у иҗаригә, Улар һосулидин бәрмәкчи болушти миң тәңгә. | |
Song | UyCyr | 8:12 | Миң тәңгә тәвә болсун Сулайманға, Икки йүз тәңгә баққучиға. Мениң үзүмзарим өзәмниңкидур. | |
Song | UyCyr | 8:13 | Әй бағда олтарған қиз, Достлирим тәқәззадур авазиңни аңлашқа, Интизармән мәнму һәм авазиңни тиңшашқа. | |