ECCLESIASTES
Chapter 12
Eccl | UyCyr | 12:1 | Яш вақтиңдин башлап Яратқучиңни есиңдә тут, «Күнлиримдә хошаллиқ йоқ» дәп аһ уридиған Қери, аҗиз чағлириңниң келишини күтмә. | |
Eccl | UyCyr | 12:2 | У чағда көзлириңгә қуяш, ай вә юлтузлар хирәлишип, Асминиңни қара булутлар қаплиғандәк көрүниду. | |
Eccl | UyCyr | 12:3 | Аилини беқиватқан қол, путлириң титирәйду, Қавул тениң егилип, док болуп қалиду. Чишлириң чүшүп чайналмайдиған, Көзлириң аҗизлап, ениқ көрәлмәйдиған болуп қалиду. | |
Eccl | UyCyr | 12:4 | Қулиғиң еғирлишип, Қол түгмәнниң авазини аңлалмайду, Қизларниң барлиқ нахша авазлири йеқимлиқ аңланмайду, Лекин қушқачниң сайрашлири сени ойғитиду. | |
Eccl | UyCyr | 12:5 | У чағда егиздин қорқисән, Йол маңсаң алақзадә болисән, Чачлириң бадам чечигидәк ақириду, Күчүң хорап, һәвәслириң йоқилиду. У чағда мәңгүлүк маканиңға қайтисән, Һаза тутқанлар кочида арқаңдин келиду. | |
Eccl | UyCyr | 12:6 | Күмүч зәнҗир үзүлиду, алтун қача йерилиду, Коза булақ бешида чеқилиду, қудуқтин су алидиған чиғриқ үзүлиду. | |
Eccl | UyCyr | 12:9 | Һекмәт егиси дана болупла қалмастин, йәнә билимлирини хәлиққә үгәткүчидур. У инчикилик билән күзитиш вә тәтқиқ қилиш арқилиқ нурғун пәнд-нәсиһәтләрни йезип чиққан. | |
Eccl | UyCyr | 12:10 | Һекмәт егиси адәмни хурсән қилидиған сөзләр арқилиқ һәқиқәтни тоғра көрситип бәргән. | |
Eccl | UyCyr | 12:11 | Даналарниң сөзлири худди падичиларниң қолидики таяққа охшайду, уларниң топланған һекмәтлири худди таяққа чиң қеқилған миқларға охшайду. Бу һекмәтләрни падичиси бәргәндур. | |
Eccl | UyCyr | 12:12 | Әй оғлум, бу һекмәтләрдин башқа, йәнә бир нәсиһитимгә қулақ салғин, китап йезишниң чеки йоқ. Китапни көп оқуп кәтсәң, тениңгә һардуқ йетиду. | |
Eccl | UyCyr | 12:13 | Һәммини аңлап болғандин кейин, мән мундақ хуласиға кәлдим: Худадин әйминиңлар, әмирлиригә бойсунуңлар, мана булар инсан һаятиға һәқиқий мәна бериду. | |