Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
HABAKKUK
1 2 3
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
Haba UyCyr 1:1  Бу Хабақуқ пәйғәмбәргә кәлгән аяндур.
Haba UyCyr 1:2  Әй Пәрвәрдигар, қачанғичә налә қилсам, қулақ саларсән? «Зораванлиқ болуватиду!» дәп чақирсамму қутқузмамсән?
Haba UyCyr 1:3  Немә үчүн мени шунчивала наһәқчиликни көрүшкә зорлайсән? Немә үчүн яманлиқни көрүп туруп пәрва қилмайсән? Қаяққа қарисам көргиним вәйранчилиқ вә зораванлиқ, Һәммә йәрдә җедәл-маҗра, уруш-талаш.
Haba UyCyr 1:4  Нәтиҗидә қанун күчини йоқатқан, Адаләтму һәргиз оттуриға чиқалмиған. Яманлар һәққанийларни қоршавалған, Адаләт бурмиланған.
Haba UyCyr 1:5  Ят әлләргә қарап беқиңлар! Көргәнлириңлардин һәйран қалисиләр. Мән силәрниң бу заманиңларда бир иш қилмақчимәнки, Силәр аңлапму ишәнмәйсиләр.
Haba UyCyr 1:6  Мана, Мән рәһимсиз вә қизиқ қан Бабил хәлқини күчәйтмәкчимән. Улар җаһанға жүрүш қилип, башқиларниң маканлирини егиләвалиду.
Haba UyCyr 1:7  Улар қорқунучлуқ, вәһший хәлиқтур. Улар интайин һакавур болуп, өз алдиға һөкүм чиқиришиду.
Haba UyCyr 1:8  Уларниң атлири илпиздин чаққан, Гугумдики ач бөридин һошиярдур. Уларниң атлиқлири жирақтин чепишип келип, Олҗини чаңгилиға елиш үчүн худди бүркүттәк тез чүшиду.
Haba UyCyr 1:9  Уларниң һәммиси зораванлиқ қилиш үчүнла келиду. Қошунлар худди қумлуқтики борандәк бастуруп келип, Қумдәк һесапсиз кишиләрни әсир алиду.
Haba UyCyr 1:10  Улар падишаларни мәсқирә қилип, Һөкүмдарларни заңлиқ қилиду. Улар шәһәр сепиллирини көрүп күлүшүп кетиду, Улар топа догиси ясап, сепилға чиқип, Шәһәрләрни бесивалиду.
Haba UyCyr 1:11  Улар шиддәтлик борандәк тез келип, тез өтүп кетиду, Улар өз күчини «илаһ» дәп билгән гунакарлардур.
Haba UyCyr 1:12  Әй Пәрвәрдигар, муқәддәс Худайим, Сән әзәлдин бар Худасән! Шундақ екән биз йоқалмаймиз. Әй Пәрвәрдигар, Сән үстимиздин һөкүмүңни жүргүзүшкә бабиллиқларни тайинлидиң. Әй Худа, Сән мустәһкәм қорам таштурсән, Сән бабиллиқларни бизни җазалашқа тиклидиң.
Haba UyCyr 1:13  Лекин көзлириң шунчә пакки, яманлиққа қарап туралмайсән, Сән яманлиққа чидап туралмайсән. Шундақ екән, Сән немә үчүн бу һелигәрләргә чидап турисән? Яманлар өзлиридин һәққанийирақ адәмләрни жутуватса, Немишкә җим турисән?
Haba UyCyr 1:14  Сән хәлиқләрни деңиздики белиқлардәк қилип қойдуң, Башламчиси йоқ деңиз мәхлуқлиридәк қилип қойдуң.
Haba UyCyr 1:15  Бабиллиқлар қармақ билән уларниң һәммисини тутиду, Уларни тор ташлап сүзүвалиду, Яйма тор ташлап жиғивалиду, Улар хошаллиғидин шатлиниду.
Haba UyCyr 1:16  Шундақ қилип, улар өз ториға чоқунуп, униңға қурванлиқ қилиду. Яйма ториға хуш пурақлиқ исриқ көйдүриду. Чүнки улар бу торлири билән һашамәтлик яшайду, Уларниң таамлири наһайити молдур.
Haba UyCyr 1:17  Улар қачанғичә тохтимастин торини ташлап, Хәлиқләрни давамлиқ рәһимсизләрчә қирғин қилиду?