Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I TIMOTHY
1 2 3 4 5 6
Prev Up Next
Chapter 6
I Ti UyCyr 6:1  Қул мәсиһийләрниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Худадин кәлгән тәлимниң күпүрлүккә учрап қелишидин сақланғили болиду.
I Ti UyCyr 6:2  Ғоҗайинлириму мәсиһий болса, қуллар: «Биз һәммимиз Худаниң аилисидики қерин­даш­ларғу», дәп уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә ғоҗайинли­риға техиму яхши хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин һөзүрли­нидиған ғоҗайинлар дәл Худаниң яхши көридиған бәнди­лиридур. Сән мәсиһийләргә бу тәлимләрни үгәткин вә тапилиғин.
I Ti UyCyr 6:3  Охшимай­диған тәлимләрни тәрғип қилған киши Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини, шундақла Униң бизни садақәтмәнликкә йетәкләй­диған тәлимини қобул қилмиған болиду.
I Ti UyCyr 6:4  Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ
I Ti UyCyr 6:5  һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәт­ла бир тапавәт йолидур, халас.
I Ti UyCyr 6:6  Дәрвәқә, Худаға разимәнлик билән садақәтмән болған адәм һәқи­қий ронақ тапиду.
I Ti UyCyr 6:7  Биз бу дунияға һеч немә елип кәлмидуқ вә бу дуниядин һеч немә елип кетәлмәймиз.
I Ti UyCyr 6:8  Шуңа йемәк-ичмәк вә кийим-кечигимиз толуқ болсила, рази болушимиз керәк.
I Ti UyCyr 6:9  Бай болушнила ойлайдиғанлар болса, һаман аздурулуп кетиду, улар инсанларни қуру­туп һалак қилидиған нурғун зиянлиқ һәм әхмиқанә һәвәсләрниң ториға чүшүп кетиду.
I Ti UyCyr 6:10  Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилти­­­зидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду.
I Ti UyCyr 6:11  Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.
I Ti UyCyr 6:12  Ишәнч йолида улуқ күрәшләрни қил. Худа ата қилған мәңгүлүк һаятни қәдирлә. Сән буниң үчүн чақирилдиң һәм нурғунлиған гувачилар алдида бу мәңгүлүк һаятни аллибурун очуқ етирап қилдиң.
I Ti UyCyr 6:13  Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,
I Ti UyCyr 6:14  Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә, Худаниң бу әмирлиригә толуқ әмәл қил, буниң билән һеч ким сени әйипләлмисун.
I Ti UyCyr 6:15  Мәдһийиләшкә муна­сип болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби, бирдин-бир мәңгү өлмәс, адәм йеқинлишалмай­диған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған Худа вақит-саати кәлгәндә, Әйса Мәсиһни қайта әвәтиду. Барлиқ һөр­мәт вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
I Ti UyCyr 6:16  Мәдһийиләшкә муна­сип болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби, бирдин-бир мәңгү өлмәс, адәм йеқинлишалмай­диған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған Худа вақит-саати кәлгәндә, Әйса Мәсиһни қайта әвәтиду. Барлиқ һөр­мәт вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
I Ti UyCyr 6:17  Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиқ­қа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрли­ниш­кә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун.
I Ti UyCyr 6:18  Уларға башқиларға яхшилиқ қилишни вә хәйир-сахавәт­лик ишларни көп қилишни, мәрт вә қоли очуқ болушни буйруғин.
I Ti UyCyr 6:19  Бундақ қилғанда, улар һәқиқий һаятқа еришиш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта асас болидиған бир ғәзнә топлалайду.
I Ti UyCyr 6:20  Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләр­дин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартиш­ли­ри­дин сақлан.
I Ti UyCyr 6:21  Бәзиләр мошундақ бемәна билимгә әгишип, ишән­чи­дин чәтниди. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!