JAMES
Chapter 5
Jame | UyCyr | 5:1 | Һәй байлар, қулақ селиңлар! Бешиңларға келидиған палакәтләр үчүн дат-пәрият қилип жиғлаңлар. | |
Jame | UyCyr | 5:3 | Алтун-күмүчлириңларни болса һаман дат басиду. Бу дат қиямәт күнидә шәхсийәтчилигиңларға гувалиқ берип, дозақта көйүшүңларға сәвәп болиду. Чүнки силәр бу ахир заманда байлиқ топлаш биләнла болуп кетиватисиләр. | |
Jame | UyCyr | 5:4 | Силәр етизлиғиңларда ишләватқанларниң иш-һәқлиригә һейлә-микир ишлитип кәлдиңлар. Улар үстүңлардин шикайәт қиливатиду. Силәргә һосул жиғип бериватқан бу кишиләрниң аһу-зари һәммигә қадир Худаниң қулиғиға йәтти. | |
Jame | UyCyr | 5:5 | Силәр бу дунияда баяшәт вә әйш-ишрәт ичидә яшаватисиләр. Қойлар боғузлинидиған күнгә қәдәр бодалғанға охшаш, силәрму қиямәт күнигә қәдәр өзәңларни бодаватисиләр. | |
Jame | UyCyr | 5:6 | Силәргә қарши чиққудәк күчиму болмиған гунасиз кишиләрни гунаға мәһкүм қилип, уларни өлтүрүп кәлдиңлар. | |
Jame | UyCyr | 5:7 | Шуңа, қериндашлар, Рәббимиз Әйса қайта келидиған күнгичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Деханлар мол һосул елиш үчүн баһар вә күз ямғурлирини сәвир-тақәт билән күткинигә охшаш, силәрму Әйса Мәсиһниң қайта келишини сәвир-тақәт билән күтүңлар. Ирадәңлар мустәһкәм болсун, чүнки Рәббимиз Әйсаниң қайта келишигә аз қалди. | |
Jame | UyCyr | 5:8 | Шуңа, қериндашлар, Рәббимиз Әйса қайта келидиған күнгичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Деханлар мол һосул елиш үчүн баһар вә күз ямғурлирини сәвир-тақәт билән күткинигә охшаш, силәрму Әйса Мәсиһниң қайта келишини сәвир-тақәт билән күтүңлар. Ирадәңлар мустәһкәм болсун, чүнки Рәббимиз Әйсаниң қайта келишигә аз қалди. | |
Jame | UyCyr | 5:9 | Қериндашлар, Худаниң җазасидин сақлиниш үчүн, бир-бириңлардин рәнҗимәңлар, сорақ Қилғучи келиш алдида туриду. | |
Jame | UyCyr | 5:10 | Худа әвәткән пәйғәмбәрләрниң азап-оқубәтләргә қандақ сәвир-тақәт қилғанлиғидин үлгә елиңлар. | |
Jame | UyCyr | 5:11 | Биз мана мошундақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик һесаплаймиз. Аюпниң өз бешиға кәлгән һәр хил еғир азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини, шундақла ахирида Худаниң униң һаятини қандақ яхши орунлаштурғанлиғини билисиләр. Худа һәқиқәтәнму наһайити шәпқәтлик вә рәһимдилдур. | |
Jame | UyCyr | 5:12 | Қериндашлирим, әң муһими, қәсәм қилмаңлар! Асман, зимин вә башқа нәрсиләрниң нами билән қәсәм қилғучи болмаңлар. Җававиңлар түзла «Һә-ә» яки «Яқ» болсун. Шундақ қилғанда, Худаниң җазасиға тартилмайсиләр. | |
Jame | UyCyr | 5:13 | Араңларда җапа тартиватқан киши бар болса, у Худаға дуа қилсун. Хошал болуватқан киши бар болса, у Худаға мәдһийә нахшилирини ейтсун. | |
Jame | UyCyr | 5:14 | Ағриқ-силақлар бар болса, мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилирини чақиртип кәлсун. Улар Рәббимизниң нами билән бу ағриватқанларниң бешиға яғ сүркәп дуа қилсун. | |
Jame | UyCyr | 5:15 | Рәббимиз толуқ ишәнч билән қилинған дуа арқилиқ ағриқни сақайтиду вә уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуна қилған болса, кәчүрүм қилиниду. | |
Jame | UyCyr | 5:16 | Шуңа шипалиқ тепиш үчүн өткүзгән гуналириңларни өз ара иқрар қилиңлар вә бир-бириңлар үчүн дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә үнүмгә егидур. | |
Jame | UyCyr | 5:17 | Илияс пәйғәмбәрму бизгә охшаш адәм еди. У Исраилда ямғур яғмаслиқ үчүн садақәтмәнлик билән Худаға дуа қилған еди, нәтиҗидә үч йерим жил ямғур яғмиди. | |
Jame | UyCyr | 5:19 | Қериндашлирим, араңларда һәқиқәттин чәтнигән киши болса, уни һәқиқәткә қайтуруп әкелишкә тиришиңлар. | |