Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JAMES
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 2
Jame UyCyr 2:1  Қериндашлирим, силәр улуқ Рәббимиз Әйса Мәсиһкә ишәнгән екәнсиләр, башқиларға икки хил көз билән қаримаңлар.
Jame UyCyr 2:2  Силәр­ниң Худаға ибадәт қилидиған жиғилишиңларға қоллириға алтун үзүк селивалған, қиммәт баһалиқ кийимләрни кийивалған бир бай вә җул-җул кийинивалған бир кәмбәғәл кәлсә,
Jame UyCyr 2:3  силәр бай кишигә «төргә чиқсила!», кәмбәғәлгә, «у йәрдә тур!» яки «төвәндә олтар!» десәңлар,
Jame UyCyr 2:4  силәрниң бундақ охшимайдиған муамилиңлар нийитиңларниң яман екәнлигини ениқ көрситип бәрмәмду?
Jame UyCyr 2:5  Қәдирлик қериндашлирим, қулақ селиңлар, Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни ишәнч җәһәттә бай қилиш һәм уларни Өзини сөйгән­ләргә беришкә вәдә қилған Падишалиғиға ериштүрүш үчүн таллиди.
Jame UyCyr 2:6  Бирақ силәр кәмбәғәлләрни харлидиңлар. Силәрни әзгән вә сотқа сөри­гән­ләр әмәлиятта байлар әмәсму?
Jame UyCyr 2:7  Силәр мәнсүп болған Әйса Мәсиһ­ниң алийҗанап намиға күпүрлүк қиливатқанлар йәнә шу байлар әмәсму?
Jame UyCyr 2:8  Муқәддәс Язмилардики «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй» дегән әмиргә, йәни Худаниң Падишалиғиниң бу қануниға һәқиқий әмәл қилсаңлар, яхши қилған болисиләр.
Jame UyCyr 2:9  Лекин башқиларға икки хил көз билән қарисаңлар, гуна қилған болисиләр. Чүнки силәр Худаниң әшу қануниға хилаплиқ қилдиңлар.
Jame UyCyr 2:10  Әгәр бир киши Худаниң пүтүн қануниға әмәл қилдим дәп туруп, униңдики бирәр пәрманға хилаплиқ қилип қалса, у Худаниң нәзәридә пүтүн қанунға хилаплиқ қилған адәм­гә охшаш гунакар һесаплиниду.
Jame UyCyr 2:11  Худа «Нека садиқлиғини бузма» дегән һәм «Қатиллиқ қилмаму» дегән, шуңа, әгәр силәр нека садиқли­ғини бузмисаңларму, лекин қатиллиқ қилған болсаңлар, йәнила пүтүн Тәврат қануниға хилаплиқ қилған билән тәң болисиләр.
Jame UyCyr 2:12  Силәр силәрни гуна қилиштин әркин қилидиған қанун бойичә сорақ қили­нисиләр, шуңа сөз-һәрикитиңлар бу қанунға уйғун болсун.
Jame UyCyr 2:13  Чүнки силәр башқиларға рәһим қилмисаңлар, сорақ қилинғанда Худа силәр­гиму рәһим қилмайду. Башқиларға рәһим қилған болсаң­лар, Худаниң җазасиға әмәс, рәһим қилишиға еришәләйсиләр.
Jame UyCyr 2:14  Қериндашлирим! Әгәр бир киши ағзида: «Мән Әйса Мәсиһкә ишинимән», дәп туруп, уни өз әмәлиятида көрсәтмисә, униң немә пайдиси? У бундақ ишәнч билән қутқузулушқа еришәләмду?
Jame UyCyr 2:15  Әгәр қериндашлириңлардин бири ач-ялиңач қалса, униңға: «Худа қоси­ғиңни тоқ, кийимиңни пүтүн қилсун, аман бол!» дәп қоюпла, һаҗитидин чиқмисаңлар, буниң немә пайдиси?
Jame UyCyr 2:16  Әгәр қериндашлириңлардин бири ач-ялиңач қалса, униңға: «Худа қоси­ғиңни тоқ, кийимиңни пүтүн қилсун, аман бол!» дәп қоюпла, һаҗитидин чиқмисаңлар, буниң немә пайдиси?
Jame UyCyr 2:17  Шуңа пәқәт ишәнч болупла, өз ишәнчигә мас келидиған әмәлияти болмиса, бундақ ишәнчниң һеч қандақ әһмийити йоқтур.
Jame UyCyr 2:18  Лекин бәзиләр: «Мәндә ишәнч болсила болди» десә, бәзиләр: «Ишәнч билән әмәлият биргә болуши керәк», дәп өз ара талишиши мүмкин. Мән әшу «Мәндә ишәнч болсила болди» дегүчиләргә: «Әгәр сениң әмәлиятиң болмиса, өз ишәнчиңни намайән қилалмайсән. Бирақ мән әмәлиятим арқилиқ өз ишәнчимни намайән қилалаймән», дәп җавап беримән.
Jame UyCyr 2:19  Сән Худаниң бир екәнлигигә ишинимән десәңла купайә боламду? Худаниң бир екәнлигигә һәтта җинларму ишиниду һәм Униңдин қорқуп дир-дир титирәйду.
Jame UyCyr 2:20  Әй надан! Әмәлияти йоқ ишәнчниң әһмийәтсиз екәнлигини қачанму биләрсән?
Jame UyCyr 2:21  Худаниң әмригә бойсунуш үчүн әҗдадимиз Ибраһим өз оғли Исһақни қурванлиқ қилмақчи болған вә бу әмәлияти арқилиқ у Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланған әмәсму?
Jame UyCyr 2:22  Демәк, униң әмәлияти униң ишәнчигә мас кәлгән. Шундақ қилип, униң ишәнчи әмәлияти арқилиқ толуқланди.
Jame UyCyr 2:23  Буниң билән Тәвратта ейтилған: «Ибраһим Худаниң сөзлиригә ишәнди. Худа униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди», дегән сөз испатланди вә Ибраһим Худаниң дости дәп аталди.
Jame UyCyr 2:24  Биз буниңдин шуни көрүвалалаймизки, Худа ишәнчила болуп әмәлияти болмиған адәмни әмәс, бәлки ишәнчи билән әмәлий һәрикити бирдәк болған адәмни һәққаний адәм дәп җакалайду.
Jame UyCyr 2:25  Бу тоғрилиқ йәнә бир мисал бар. Паһишә аял Раһаб исраил чарлиғучилирини өз өйидә йошуруп, уларниң башқа йол билән қечип кетишигә ярдәм бәргән әмәлий һәрикити үчүн һәққаний адәм дәп җакалиған әмәсму?
Jame UyCyr 2:26  Роһи йоқ тән өлүк болғинидәк, әмәлияти йоқ ишәнчму өлүктур.