JAMES
Chapter 4
Jame | UyCyr | 4:1 | Араңлардики тоқунуш вә маҗраларниң мәнбәси немә? Бу дәл қәлбиңларни чирмавалған арзу-һәвәслириңлар әмәсму? | |
Jame | UyCyr | 4:2 | Силәр өзәңлар арзу қилған нәрсиләргә еришәлмигәндә, адәм өлтүрүштин янмайсиләр. Һалбуки, арзу қилған нәрсилириңларға еришәлмәй, җедәл-маҗра чиқирисиләр. Силәр Худадин тилимигәнлигиңлар үчүн еришәлмәйсиләр. | |
Jame | UyCyr | 4:3 | Тилисәңләрму еришәлмәйсиләр, чүнки нийитиңлар яман болуп, өз арзу-һәвәслириңларни қандуруш үчүнла тиләйсиләр. | |
Jame | UyCyr | 4:4 | Әй Худаға вапасизлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлиятта Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмдиңлар? Әгәр силәр бу дунияни дост тутмақчи болсаңлар Худаниң дүшминигә айлинисиләр. | |
Jame | UyCyr | 4:5 | Муқәддәс Язмиларда: «Худа қәлбимизгә салған Муқәддәс Роһ бизниң Худаға садақәтмән болушимизни наһайити арзу қилиду», дейилгән. Силәрчә бу қуруқ сөзму? | |
Jame | UyCyr | 4:6 | Яман арзу-һәвәслиримиз үстидин ғалибә қилишимиз үчүн Худа бизгә көп күч-қудрәт бериду. Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға», дәп йезилғинидәктур. | |
Jame | UyCyr | 4:7 | Шуниң үчүн Худаға бойсунуңлар, шәйтанға қарши туруңлар, шу чағдила шәйтан силәрдин қачиду. | |
Jame | UyCyr | 4:8 | Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, гунадин қол үзүңлар. Әй һәм Худани, һәм дунияни дост тутимиз дегүчиләр, қәлбиңларни пак қилиңлар. | |
Jame | UyCyr | 4:9 | Қилған гуналириңлар үчүн қайғу-һәсрәт чекиңлар, һаза тутуп жиғлаңлар, күлкәңларни матәмгә, хошаллиғиңларни қайғуға айландуруңлар. | |
Jame | UyCyr | 4:11 | Қериндашлар, бир-бириңларни сөкмәңлар. Қериндишиңларни сөксәңлар яки униң үстидин һөкүм қилсаңлар, Худаниң «Бир-бириңларни сөйүңлар» дегән қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болисиләр. Чүнки силәр Худаниң қануниниң тоғра яки хаталиғини қарар қилидиған сотчи әмәссиләр. Силәрниң вәзипәңлар Худаниң қануниға бойсунуштин ибарәт. | |
Jame | UyCyr | 4:12 | Пәқәт Худала қанун түзгүчи вә һөкүм қилғучидур, қутқузуш вә һалак қилиш пәқәт Худаниң күч-қудритидин келиду. Шундақ екән, башқилар үстидин һөкүм қилишқа силәрниң немә һоқуқуңлар бар?! | |
Jame | UyCyr | 4:13 | Бәзиләр: «Бүгүн яки әтә палан шәһәргә баримиз. У йәрдә бир жил туримиз, тиҗарәт қилип, көп пул тапимиз», дәйду. Бундақ дәйдиғанлар маңа қулақ селиңлар, | |
Jame | UyCyr | 4:14 | әтә немә болидиғанлиғини биләмсиләр? Силәрниң һаятиңлар худди бир дәмдила пәйда болуп йоқап кетидиған туманға охшайду. | |
Jame | UyCyr | 4:16 | Бирақ һазир силәр өзәңларниң планлириңлардин мәғрурлуқ билән махтинисиләр, бундақ қилиш тоғра әмәс. | |