Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
TITUS
1 2 3
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 2
Titu UyCyr 2:1  Титус, мәсиһийләргә тоғра тәлимгә лайиқ яшашни үгитишиң керәк.
Titu UyCyr 2:2  Йеши чоң әрләрни өзини тутувалған, есил пәзиләтлик, еғир бесиқлиқ, ишәнчидә сап, меһир-муһәббити билән сәвир-тақити толуп ташқан болушқа чақирғин.
Titu UyCyr 2:3  Шуниңдәк, йеши чоң аялларни садақәтмәнликкә лайиқ жүрүш-турушқа һәм питнә-пасат қилмайди­ған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушқа чақирғин. Улар башқи­ларға неминиң яхши екәнлигини үгәтсун.
Titu UyCyr 2:4  Буниң билән бу аяллар яш аялларға тәлим берип, уларға өз әрли­ригә вә балилириға көйүнүш,
Titu UyCyr 2:5  өзини тутувелиш, пак болуш, өй ишлириға маһир болуш, меһриван болуш вә әрлиригә бойсунуш қатар­лиқ­ларни үгитәләйдиған болсун. Яш аяллар шундақ яшиса, Худаниң сөзи қариланмайду.
Titu UyCyr 2:6  Яш әрләрниму өзини тутувалалайдиған болушқа чақирғин.
Titu UyCyr 2:7  Өзәң­му һәр қандақ ишта яхши әмәлиятиң билән уларға үлгә бол. Пак нийәт, еғир бесиқлиқ
Titu UyCyr 2:8  һәм башқилар камчилиқ тапалмайдиған тоғра сөзләр билән тәлим бәргин. Буниң билән бизгә қарши чиққучилар яман гепимизни қилишқа сәвәп тапалмай уялсун.
Titu UyCyr 2:9  Қулларға һәр қандақ ишта ғоҗайинлириға бойсунушни үгәт­кин. Улар гәп яндурмай, оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәммә ишта ишәнчлик екәнлигини көрситип, ғоҗайинлирини рази қилсун. Шундақ болғанда, улар башқиларни Қутқазғучимиз Худа тоғрисидики тәлимләргә һәр җәһәттин җәлип қилалайду.
Titu UyCyr 2:10  Қулларға һәр қандақ ишта ғоҗайинлириға бойсунушни үгәт­кин. Улар гәп яндурмай, оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәммә ишта ишәнчлик екәнлигини көрситип, ғоҗайинлирини рази қилсун. Шундақ болғанда, улар башқиларни Қутқазғучимиз Худа тоғрисидики тәлимләргә һәр җәһәттин җәлип қилалайду.
Titu UyCyr 2:11  Сәвәви Худаниң барлиқ инсанларни қутқузидиған меһир-шәпқити аян болди.
Titu UyCyr 2:12  Бу меһир-шәпқәт бизни гунакарлиқни вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, бу паний дунияда тоғра, Худа­ға садақәтмән вә өзини тутувалған һалда яшашқа йетәкләйду.
Titu UyCyr 2:13  Биз улуқ Худа болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз.
Titu UyCyr 2:14  Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.
Titu UyCyr 2:15  Сән бу тәлимләрни мәсиһийләр җамаитигә үгәт. Уларға илһам бәр һәм пүтүн һоқуқуңни ишлитип, уларниң яман илләтлирини түзәт. Һеч ким сени камситмисун.