Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
TITUS
1 2 3
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
Titu UyCyr 1:1  Худаниң хизмәткари вә Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Павлустин Титусқа салам. Мән Худа таллиғанларға ишәнчи үчүн вә уларниң Худаға садақәтмән болуши үчүн һәқиқәтни чүшәндүрүшкә тайинландим.
Titu UyCyr 1:2  Бу ишәнч вә һәқиқәт биздә мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтини пәйда қилиду. Ялған сөзлимәйдиған Худа дуния яритилиш­тин илгирила бу мәңгүлүк һаятни вәдә қилған.
Titu UyCyr 1:3  Худа бәлгүләнгән вақитта бу мәңгүлүк һаят тоғрисидики Хуш Хәвәрни ашкарилиди. Қутқаз­ғучимиз Худа Өз әмри билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзипи­сини маңа тапшурди.
Titu UyCyr 1:4  Худа Атимиз вә Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһкә болған ортақ ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған саңа меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Titu UyCyr 1:5  Орунлинип болмиған ишларни бир тәрәп қилиш вә саңа бурун тапшурғинимдәк, һәр қайси шәһәрләрдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилирини тайинлаш үчүн, сени Крит арилида қалдурдум.
Titu UyCyr 1:6  Йетәкчиликкә тайинлинидиған киши әйипсиз, бир аяллиқ, пәрзәнт­лири болса Худаға ишинидиған, кәйп-сападин нери болған һәм ата-анисиға бойсунидиған кишиләрдин болуши керәк.
Titu UyCyr 1:7  Мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болған бундақ киши Худаниң хизмитини зимми­сигә алғанлиғи үчүн, шундақ әйипсиз болуши керәкки, һәргиз тәрса, чос мүҗәз, һарақкәш, зораван, мал-дунияға тамахор болмаслиғи,
Titu UyCyr 1:8  әксичә меһмандост, яхшилиқни сөйидиған, өзини тутувалған, адил, пак вә тәмкин болуши лазим.
Titu UyCyr 1:9  У өзигә үгитилгән ишәнчлик тәлимдә чиң туруши керәк. Шундақ қилғанда, у бу тоғра тәлим арқилиқ башқиларға несиһәт қилалайду һәм тәлимгә қарши чиққучиларниң хаталиғини түзитәләйду.
Titu UyCyr 1:10  Нурғун кишиләр бу тәлимгә бойсунмай, бемәна сөзләр билән башқиларни аздуриду. Болупму қутқузулуш үчүн хәтнә қилиниш зөрүр, дәп турувалғучилар шундақ қилиду.
Titu UyCyr 1:11  Мошундақ кишиләрниң ағзини тувақлаш керәк. Чүнки улар мал-дунияға егә болуш үчүн кишиләргә сахта тәлимләрни үгитип, бәзи аилиләрниң ишәнчини пүтүнләй набут қилмақта.
Titu UyCyr 1:12  Крит арилидикиләрниң өз пәйғәмбәр­ли­ридин бири: «Критлар һемишәм ялған сөзләйду, улар вәһши һайван­лар вә һорун нан қепилардур», дегән.
Titu UyCyr 1:13  Бу һәқиқәттур. Шуңа Криттики мәсиһийләрниң ишәнчиниң сап болуши үчүн, уларни қаттиқ агаһлан­дурғин.
Titu UyCyr 1:14  Улар бемәна йәһудий әпсанилиригә вә һәқиқий тәлимдин чәтнигәнләрниң диний қаидә-йосунлириға қулақ салмисун.
Titu UyCyr 1:15  Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә һалалдур. Лекин напак кишиләр вә ишәнмәйдиғанлар үчүн һеч қандақ нәрсә һалал әмәстур. Уларниң ой-пикирлириму, вижданиму булғинип кәткән.
Titu UyCyr 1:16  Улар Худани тонуймиз, дәп давраң салсиму, лекин әмәлиятида Уни рәт қилиду. Улар һеч кимгә бойсунмайдиған жиркиничлик кишиләр болуп, қолидин һеч қандақ яхши иш кәлмәйду.