TITUS
Chapter 3
Titu | UyCyr | 3:1 | Сән мәсиһийләргә шуни әслитип турғунки, улар һөкүмәт вә һөкүмәт әмәлдарларға бойсунсун, уларниң сөзини аңлап һәр қандақ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр турсун. | |
Titu | UyCyr | 3:2 | Мәсиһийләр һеч кимгә төһмәт қилмисун, җедәлхор болмисун, әксичә хуш пеил болсун. Һәр қандақ киши билән муамилә қилғанда һәқиқий кәмтарлиғини көрсәтсун. | |
Titu | UyCyr | 3:3 | Чүнки бир чағларда бизму надан едуқ. Бизму Худаға бойсунмайдиған, аздурулған, һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болған, яманлиқ вә көрәлмәслик ичидә яшиған, бир-биримизгә өчмән кишиләр едуқ. | |
Titu | UyCyr | 3:4 | Лекин Қутқазғучимиз Худа инсанларға болған меһриванлиғи вә муһәббитини очуқ аян қилди. | |
Titu | UyCyr | 3:5 | Биз яхши әмәлләр билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқитидин қутқузулдуқ. Худа бизниң гуналиримизни жуюп, Муқәддәс Роһ арқилиқ бизни қайтидин туғулдуруп, йеңи һаятқа ериштүрүш билән бизни қутқузди. | |
Titu | UyCyr | 3:6 | Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа кәңчилик билән Муқәддәс Роһни қәлбимизгә төкти. | |
Titu | UyCyr | 3:7 | Буниң билән биз Худаниң меһир-шәпқитидин һәққаний адәм дәп җакалинип, мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтигә егә болдуқ. | |
Titu | UyCyr | 3:8 | Бу сөзлирим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қилимән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тиришчанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлимләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур. | |
Titu | UyCyr | 3:9 | Әхмиқанә талаш-тартишлар, нәсәбнамиләр тоғрисидики қуруқ гәп-сөзләр вә Тәврат қануни билән мунасивәтлик җедәл-маҗралардин сақлан. Чүнки бу ишлар пайдисиз вә әһмийәтсиздур. | |
Titu | UyCyr | 3:10 | Шундақ ишларни қилип мәсиһийләр арисида груһвазлиқ пәйда қилғучиларни агаһландур. Бир-икки қетимлиқ агаһландуруштин кейин йәнә груһвазлиқ қилса, улар билән болған мунасивитиңни үз. Бундақ адәмләрниң һәқиқәттин чәтнигән, гунакар адәмләр екәнлиги ениқтур. Уларниң қилған гуналири өзлирини җазаға мәһкүм қилиду. | |
Titu | UyCyr | 3:11 | Шундақ ишларни қилип мәсиһийләр арисида груһвазлиқ пәйда қилғучиларни агаһландур. Бир-икки қетимлиқ агаһландуруштин кейин йәнә груһвазлиқ қилса, улар билән болған мунасивитиңни үз. Бундақ адәмләрниң һәқиқәттин чәтнигән, гунакар адәмләр екәнлиги ениқтур. Уларниң қилған гуналири өзлирини җазаға мәһкүм қилиду. | |
Titu | UyCyr | 3:12 | Артемасни яки Тикикусни қешиңға әвәтмәкчи болуватимән. Қайси бири қешиңға бармисун, мүмкин қәдәр Никополис шәһиригә тезирәк кәлгин, чүнки у йәрдә қишлимақчимән. | |
Titu | UyCyr | 3:13 | Қануншунас Зенас билән Аполлосниң сәпиригә имканқәдәр ярдәмдә болғин. Уларниң кам-котилири болса, һәл қилип бәргин. | |
Titu | UyCyr | 3:14 | Мәсиһий қериндашлиримиз һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун. Шундақ болғанда, уларниң һаяти мевисиз болмайду. | |