Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next
Chapter 5
I Co UyCyr 5:1  Мән һәқиқәтән араңларда җинсий әхлақсизлиқниң бар екәнли­гини аңлидим. Бу хил әхлақсизлиқ һәтта бутпәрәсләрниң ичидиму учримайду. Бири өгәй аниси билән давамлиқ бир орунда йетипту!
I Co UyCyr 5:2  Шундақ туруп, силәр йәнә ишәнчимиз камаләткә йәтти, дәп махтинип жүрисиләр. Силәр бу ишқа қаттиқ қайғуруп, бундақ қилғучини араңлардин қоғлап чиқиришиңлар керәк әмәсму?
I Co UyCyr 5:3  Мән силәрдин жирақта болсамму, қәлбим силәр билән биллә. Худди мән араңларда турғандәк, бу гунани қилғучини Рәббимиз Әйсаниң нами билән көңлүмдә сораққа тарттим.
I Co UyCyr 5:4  Шуңа силәр һәммә мәсиһийләрни чақирип, Рәббимиз Әйсаниң нами билән бир йәргә җәм болғанда, мениму силәр билән биллә дәп қарап, Рәббимиз Әйсаниң күч-қудрити билән
I Co UyCyr 5:5  у адәмни мәсиһийләр җамаитидин қоғлап чиқирип, шәйтанниң илкигә қайтуруңлар. Буниң билән у яман йолдин йенип, гунакар тәбиитиниң күчидин қутулуп, Рәббимиз Әйса қайта кәлгән күни қутқузулсун.
I Co UyCyr 5:6  Силәрниң махтинишиңлар тоғра әмәс. «Кичик­кинә хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду», дегән сөзни яхши билисиләрғу?
I Co UyCyr 5:7  Шуңа җамаәтниң пак болуши үчүн, бундақ гунакарни араңлардин чиқириветиңлар. Силәр аллибурун пакланғансиләр. Чүнки «Өтүп кетиш» һейтиниң қурванлиқ Қозиси болған Әйса Мәсиһ бизниң гуналиримизниң кәчүрүм қилиниши үчүн қурванлиқ қилинған.
I Co UyCyr 5:8  Шуниң үчүн худди йәһудийлар «Өтүп кетиш» һейтини өткүзүштин илгири өйлирини хемиртуручтин хали қилғандәк, бизму бурунқи һаятимиздики хемиртуручни, йәни яманлиқ вә өчмәнликни ташлап, Әйса Мәсиһкә бағланған йеңи һаятимизни сәмимийлик вә һәқиқәт ичидә шат-хорамлиқта өткүзәйли.
I Co UyCyr 5:9  Алдинқи хетимдә силәргә шәһваний һәвәсләргә берилгән әхлақсиз адәмләр билән алақә қилмаслиқ тоғрисида язған едим.
I Co UyCyr 5:10  Шүбһисизки, мән Әйса Мәсиһкә ишәнмәйдиғанлар арисидики шәһваний һәвәсләргә берилгән әхлақсизлар, ачкөзлүкләр, алдамчилар яки бутпәрәсләр билән алақә қилмаңлар, демәкчи әмәсмән. Әгәр шундақ дегән болсам, бу дуниядин айрилишқа мәҗбур болаттиңлар.
I Co UyCyr 5:11  Лекин һазир мән өзини мәсиһий дәп атавалған, әмәлиятта шәһваний, ачкөз, бутпәрәс, төһмәт­хор, һарақкәш яки алдамчи кишиләр билән алақә қилмаслиғиң­ларни, һәтта улар билән һәмдәстиханму болмаслиғиңларни яздим.
I Co UyCyr 5:12  Чүнки мәсиһийләр җамаитиниң әзаси әмәсләрни сорақ қилишқа бизниң немә һоқуқумиз бар? Уларни Худа Өзи сорақ қилиду. Лекин мәсиһий­ләр җамаитиниң әзалирини сорақ қилишқа бизниң һоқуқумиз бар. Шуңа Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Яманлиқ қилғучини араң­лар­дин қоғлап чиқириңлар».
I Co UyCyr 5:13  Чүнки мәсиһийләр җамаитиниң әзаси әмәсләрни сорақ қилишқа бизниң немә һоқуқумиз бар? Уларни Худа Өзи сорақ қилиду. Лекин мәсиһий­ләр җамаитиниң әзалирини сорақ қилишқа бизниң һоқуқумиз бар. Шуңа Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Яманлиқ қилғучини араң­лар­дин қоғлап чиқириңлар».