I CORINTHIANS
Chapter 1
I Co | UyCyr | 1:1 | Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа чақирилған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ қериндишимиз Состенистин Коринт шәһиридики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә салам. Әйса Мәсиһкә ибадәт қиливатқан һәр қайси җайдики кишиләргә охшаш, силәрму бизниң вә уларниң Рәбби болған Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа тәрипидин пак қилинип, Худаниң муқәддәс хәлқи болушқа чақирилдиңлар. | |
I Co | UyCyr | 1:2 | Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа чақирилған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ қериндишимиз Состенистин Коринт шәһиридики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә салам. Әйса Мәсиһкә ибадәт қиливатқан һәр қайси җайдики кишиләргә охшаш, силәрму бизниң вә уларниң Рәбби болған Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа тәрипидин пак қилинип, Худаниң муқәддәс хәлқи болушқа чақирилдиңлар. | |
I Co | UyCyr | 1:4 | Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худа силәргә меһир-шәпқәт ата қилди. Шу сәвәптин мән силәр үчүн дайим Худаға шүкүр ейтимән. | |
I Co | UyCyr | 1:5 | Чүнки силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худа силәргә көп илтипат көрситип, силәрни Өзи һәққидә мол билимгә вә бу билимни башқиларға йәткүзидиған сөз қабилийитигә егә қилди. | |
I Co | UyCyr | 1:6 | Бу мән силәргә йәткүзгән Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрниң һәқиқий екәнлигини испатлайду. | |
I Co | UyCyr | 1:7 | Силәр Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қайта келишини интизарлиқ билән күтүватқан мошу күнләрдә, Муқәддәс Роһ ата қилған һеч қандақ һәдийәдин кам қалмидиңлар. | |
I Co | UyCyr | 1:8 | Силәрниң Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә әйипсиз болушуңлар үчүн, Худа ишәнчиңларни та ахирғичә мустәһкәмләйду. | |
I Co | UyCyr | 1:9 | Силәрни Оғли, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ билән зич бағлинишқа чақирған Худа чоқум шундақ қилиду, чүнки У ишәнчликтур. | |
I Co | UyCyr | 1:10 | Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән һәммиңларни иттипақлишишқа, бөлүнмәсликкә, бир нийәт, бир мәхсәттә бирлишишкә чақиримән. | |
I Co | UyCyr | 1:11 | Қериндашлирим, Кловиниң аилисидикилиридин аңлишимчә, мәсиһий җамаитиңларда талаш-тартишлар бар екән. | |
I Co | UyCyr | 1:12 | Демәкчи болғиним, аңлисам бәзилириңлар «Мән Павлус тәрәпдари», бәзилириңлар «Мән Аполлос тәрәпдари», бәзилириңлар болса «Мән Петрус тәрәпдари», йәнә бәзилириңлар «Мән Әйса Мәсиһ тәрәпдари», дәп жүрүпсиләр. | |
I Co | UyCyr | 1:13 | Һәҗәва, Әйса Мәсиһни парчилаш мүмкинму? Силәр үчүн чапрас яғачқа миқланған адәм мәнмидим? Силәр мениң намим билән чөмүлдүрүлгәнмидиңлар? | |
I Co | UyCyr | 1:14 | Мән араңлардин Криспус билән Гаюстин башқа һеч қайсиңларни чөмүлдүрмигәнлигим үчүн, Худаға шүкүр ейтимән. | |
I Co | UyCyr | 1:16 | Дурус, йәнә Истипанасниң аилисидикиләрниму чөмүлдүрдүм. Булардин башқиларни чөмүлдүргән яки чөмүлдүрмигәнлигимни әсләлмәймән. | |
I Co | UyCyr | 1:17 | Әйса Мәсиһ мени кишиләрни чөмүлдүрүшкә әмәс, бәлки Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә әвәтти. Мән бу вәзипини орунлашта натиқлиқ қилип, инсан тәрипидин дана саналған сөзләрни ишләтмидим. Әгәр мән бундақ сөзләрни ишләтсәм, Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғи тоғрисидики Хуш Хәвәрниң күч-қудрити йоқилип кәткән болатти. | |
I Co | UyCyr | 1:18 | Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғи тоғрисидики бу Хуш Хәвәр мәңгүлүк өлүмгә йүз тутқанларға нисбәтән бир әхмиқаниликтур. Лекин қутқузулуш йолида меңиватқан бизләр үчүн, у Худаниң бизни қутқузидиған күч-қудритидур. | |
I Co | UyCyr | 1:19 | Муқәддәс Язмиларда мундақ йезилған: «Өзлирини данишмән санайдиғанларниң даналиғини йоққа чиқиримән, Өзлирини әқиллиқ чағлайдиғанларниң әқлини бекар қилимән». | |
I Co | UyCyr | 1:20 | Ундақта, қени у инсан тәрипидин дана саналғанлар? Қени у өзини әқиллиқ санайдиған өлималар? Қени у бу замандики пәйласоплар? Худа бу дуниядики даналиқниң әмәлиятта әхмиқанилик екәнлигини көрситип бәргән әмәсму? | |
I Co | UyCyr | 1:21 | Чүнки Худа Өзиниң даналиғи билән шуни бәлгүлигәнки, инсанлар өз әқил-параситигә тайинип, һәргиз Худани тоналмайду. Худаниң ирадиси болса, «әхмиқанилик» дәп қаралған бу Хуш Хәвәр арқилиқла Өзигә ишәнгәнләрни қутқузуштур. | |
I Co | UyCyr | 1:22 | Йәһудийлар бу Хуш Хәвәрниң растлиғиниң мөҗүзиләр арқилиқ испатлинишини тәләп қилиду. Греклар болса, бу дуниядики даналиққа интилгәчкә, бу Хуш Хәвәр уларни җәлип қилалмайду. | |
I Co | UyCyr | 1:23 | Шундақтиму биз йәткүзүватқан Хуш Хәвәр, йәнила Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип қурван болушидин ибарәттур. Йәһудийлар уни һақарәт дәп қариса, греклар уни әхмиқанилик дәп қарайду. | |
I Co | UyCyr | 1:24 | Һалбуки, мәйли йәһудий яки йәһудий әмәсләр болсун, Худа тәрипидин чақирилғанларниң һәммиси Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип өлүшини Худаниң күч-қудрити вә даналиғи, дәп билиду. | |
I Co | UyCyr | 1:25 | Чүнки Худаниң бу даналиғини инсанлар наданлиқ дәп һесаплиған болсиму, бу «наданлиқ» уларниң даналиғидин үстүн, Худаниң бу күч-қудритини инсанлар аҗиз дәп һесаплиған болсиму, бу «аҗизлиқ» уларниң күч-қудритидин күчлүктур. | |
I Co | UyCyr | 1:26 | Қериндашлар, Худа тәрипидин чақирилған вақиттики әһвалиңларни әсләп көрүңлар. Көпчилигиңлар бу дунияниң өлчими бойичә қариғанда, данишмәнләр, күчлүкләр яки ақсүйәкләрдин әмәс едиңлар. | |
I Co | UyCyr | 1:27 | Лекин Худа бу дунияниң өлчими бойичә дана саналғанларни хиҗаләтчиликтә қалдуруш үчүн, инсанларниң ичидики надан һесапланғанларни таллиди. Бу дунияниң өлчими бойичә күчлүк саналғанларни хиҗаләтчиликтә қалдуруш үчүн, Худа инсанлар аҗиз дәп қариғанларни таллиди. | |
I Co | UyCyr | 1:28 | Худа бу дунияда муһим дәп қаралған ишларниң Өзиниң нәзәридә һеч нәрсә әмәслигини көрситиш үчүн, әһмийәтсиз, қәдирсиз дәп қаралған вә көзгә илинмайдиған ишларни таллиди. | |
I Co | UyCyr | 1:29 | Буниңдики мәхсәт, Худаниң алдида һеч қандақ адәмниң «мән таллинишқа әрзиймән», дәп махтиналмаслиғидур. | |
I Co | UyCyr | 1:30 | Силәр Худаниң ирадиси бойичә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Худа Уни бизниң даналиғимизниң мәнбәси қилди. Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа алдида һәққаний адәм дәп җакаландуқ. У бизни пак қилип, гунаниң қуллуғидин азат қилди. | |