I CORINTHIANS
Chapter 7
I Co | UyCyr | 7:1 | Әнди силәр хетиңларда оттуриға қойған мәсилиләргә келәйли. Силәр «Әрләрниң өз аяллириға йеқинлашмаслиғи яхшиму?» дәп сорапсиләр. | |
I Co | UyCyr | 7:2 | Мениң җававим шуки, араңларда йүз бәргән җинсий әхлақсизлиқтин сақлиниш үчүн, һәр бир җүп әр-аял өз җүплири билән бир орунда ятсун. | |
I Co | UyCyr | 7:3 | Әр аялиға нисбәтән әрлик мәҗбурийитини ада қилиши, аялму еригә нисбәтән аяллиқ мәҗбурийитини ада қилиши керәк. | |
I Co | UyCyr | 7:4 | Аялниң тени пәқәт өзигила әмәс, еригиму тәәллуқтур. Шуниңға охшашла, әрниң тениму өзигила әмәс, аялиғиму тәәллуқтур. | |
I Co | UyCyr | 7:5 | Әр-аял бир-бириниң җинсий тәливини рәт қилмаслиғи керәк. Пәқәт пүтүн зеһниңлар билән дуа қилиш мәхситидә өз мақуллуғуңлар билән вақитлиқ биргә ятмаслиққа келишкәндин башқа вақитларда бир-бириңлардин айрилип ятмаңлар. Болмиса, шәйтан силәрниң өзәңларни тутувалалмиғанлиғиңлардин пайдилинип, силәрни нека садиқлиғини бузушқа аздуруп кетиши мүмкин. | |
I Co | UyCyr | 7:7 | Әлвәттә, һәммиңларниң маңа охшаш той қилмаслиғиңларни халаттим. Лекин бу ишта һәммә адәм охшаш әмәс. Чүнки Худа илтипат көрситип, бәзиләргә той қилишни, бәзиләргә болса той қилмай өтүшни бәргән. | |
I Co | UyCyr | 7:8 | Әнди җориси өлүп кәткән әр вә аялларға кәлсәк, силәргә шуни ейтип қояйки, силәрниң маңа охшаш той қилмай яшиғиниңларни яхши дәймән. | |
I Co | UyCyr | 7:9 | Лекин өзәңларни тутувалалмисаңлар, некалиниңлар. Чүнки шәһвәт отида көйгәндин көрә, некалиқ болған яхшидур. | |
I Co | UyCyr | 7:10 | Некалиқ болған мәсиһийләргә кәлсәк, уларға шуни буйруймәнки, аял еридин аҗрашмисун. Бу мениңла әмәс, бәлки Рәббимизниңму буйруғидур. | |
I Co | UyCyr | 7:11 | Аҗрашқан болса, қайта той қилмисун яки өз ери билән қайтидин яришивалсун. Әрму аялини қоювәтмисун. | |
I Co | UyCyr | 7:12 | Қалғанлириңларға кәлсәм, гәрчә бу тоғрилиқ Рәббимиздин һеч қандақ буйруқ алмиған болсамму, лекин мән силәргә шуни ейтимәнки, әгәр той қилғандин кейин әр Әйса Мәсиһкә ишинип, аяли ишәнмигән болса, бирақ давамлиқ биргә яшашқа рази болса, у чағда ери уни қоювәтмисун. | |
I Co | UyCyr | 7:13 | Әгәр той қилғандин кейин аял Әйса Мәсиһкә ишинип, ери ишәнмигән болса, бирақ давамлиқ биргә яшашқа рази болса, у чағда аяли униңдин аҗрашмисун. | |
I Co | UyCyr | 7:14 | Чүнки Әйса Мәсиһкә ишәнмигән җүпти униң мәсиһий ери яки аяли арқилиқ Худа тәрипидин қобул қилинип, уларниң некаси Худаниң нәзәридә йәнила пак болиду. Ундақ болмиғанда, уларниң пәрзәнтлири напак болатти, әмәлиятта пактур. | |
I Co | UyCyr | 7:15 | Бирақ ишәнмигән тәрәп айрилимән десә, айрилсун. Мәсиһий әр болсун яки аял болсун, бундақ әһвалда өз некасини зорлап давамлаштурушиниң һаҗити йоқ. Һалбуки, Худа силәрни җүптиңлар билән инақлиқта яшашқа чақирған. | |
I Co | UyCyr | 7:16 | Әй мәсиһий аял, бәлким ериң сән арқилиқ Әйса Мәсиһкә ишинип, қутқузулуши мүмкин. Әй мәсиһий әр, бәлким аялиң сән арқилиқ Әйса Мәсиһкә ишинип, қутқузулуши мүмкин. | |
I Co | UyCyr | 7:17 | Һәр ким Худа тәрипидин чақирилғанда Рәббимиз Әйса униңға ата қилған салаһийәт бойичә яшавәрсун. Буни һәммә мәсиһийләр җамаитигә буйруймән. | |
I Co | UyCyr | 7:18 | Мәсилән, бир киши Худа тәрипидин чақирилиштин бурун йәһудий диниға кириш үчүн хәтнә қилинған болса, у буни йошурмисун. Бир киши Худа тәрипидин чақирилғанда хәтнә қилинмиған болса, шундақ туривәрсун. | |
I Co | UyCyr | 7:19 | Ишәнгүчиниң хәтнә қилинған яки қилинмиғанлиғи муһим әмәс, әң муһими униң Худаниң әмирлиригә әмәл қилишидур. | |
I Co | UyCyr | 7:20 | Һәр ким Худа тәрипидин чақирилғанда қандақ салаһийәттә болған болса, шу салаһийәтни сақлисун. | |
I Co | UyCyr | 7:21 | Әгәр сән Худа тәрипидин чақирилғанда қул болған болсаң, өзәңниң қул болғанлиғиңдин қайғурма. Лекин әркин болалисаң, пурсәтни қолдин бәрмә. | |
I Co | UyCyr | 7:22 | Худа тәрипидин чақирилған киши қул болса, у Рәббимиз Әйсаға мәнсүп болғанлиғидин роһий җәһәттә азат қилинған әркин адәмгә айлиниду. Шуниңдәк Худа тәрипидин чақирилған киши әркин адәм болса, у Әйса Мәсиһкә бойсунғанлиғидин Униң қулиға айлиниду. | |
I Co | UyCyr | 7:23 | Худа Әйса Мәсиһниң қиммәтлик қени билән силәрни гунаниң илкидин әркинликкә чиқарди. Шуңа әнди силәр Худаға бойсунуңлар, инсанларниң ой-пикирлиригә қул болмаңлар. | |
I Co | UyCyr | 7:24 | Қериндашлар, һәр ким Худа тәрипидин чақирилғанда қандақ салаһийәттә болған болса, Худаға бағланған йеңи һаятида шу бойичә яшисун. | |
I Co | UyCyr | 7:25 | Хетиңлардики бойиға йәткән қизлар мәсилисигә кәлсәк, Рәббимиздин улар тоғрисида бирәр әмир алмидим. Шундақтиму өз пикирлиримни оттуриға қоймақчимән. Рәббимиз маңа рәһим-шәпқәт көрсәткәнлиги үчүн, мениң сөзлирим ишәнчликтур. | |
I Co | UyCyr | 7:26 | Мән шундақ қараймәнки, бүгүнки қийинчилиқларға нәзәр салғанда, һәр ким Әйса Мәсиһкә ишәнгән чағдики салаһийитидә қалғини яхши. | |
I Co | UyCyr | 7:28 | Лекин өйләнсәңму гуна қилған болмайсән. Бойиға йәткән қизларму әргә тәгсә, гуна қилған болмайду. Бирақ некалиқ болғанларниң күндилик турмушта хилму-хил қийинчилиқлири болиду. Мән силәрниң бу қийинчилиқлардин сақлинишиңларни халаймән. | |
I Co | UyCyr | 7:29 | Қериндашлар, шуни демәкчимәнки, Худаға хизмәт қилидиған вақтимиз қистур. Буниңдин кейин Худаға хизмәт қилишта өйләнгән әрләр өйләнмигәндәк, пүтүн нийити билән Худаға хизмәт қилсун. | |
I Co | UyCyr | 7:30 | Матәм тутуш, хошал болуш яки бай болуш Худаға хизмәт қилишта һәргиз тосалғу болмисун. | |
I Co | UyCyr | 7:31 | Бу дуния байлиқлиридин һөзүрлиниватқанларму байлиққа берилип кәтмисун. Чүнки бу дуния өткүнчидур. | |
I Co | UyCyr | 7:32 | Ғәмсиз болушуңларни үмүт қилимән. Өйләнмигән әр Рәббимизни хурсән қилиш үчүн, Рәббимизниң ишлириниң ғемини қилиду. | |
I Co | UyCyr | 7:34 | Шуниң билән униң көңли иккигә бөлүнүп кетиду. Әрсиз аял яки некалиқ болмиған қиз болса, җисманий вә роһий җәһәттә өзини Худаға беғишлаш мәхситидә Рәббимизниң ишлириниң ғемини қилиду. Лекин некаланған аял болса ерини хурсән қилиш үчүн, бу дунияниң ишлириниң ғемини қилиду. | |
I Co | UyCyr | 7:35 | Буни силәрниң пут-қолуңларни чүшәп қоюш үчүн әмәс, бәлки силәргә пайдиси болсун вә көңлини иккигә бөлмәй, өзлирини Рәббимизгә атап, Униң үчүн яшисун, дәп ейтиватимән. | |
I Co | UyCyr | 7:36 | Әгәр бир киши вәдиләшкән қизини артуқчә күткүзүп қоюп, униң билән той қилмиған болса вә шу сәвәптин бу қизға үз келәлмәйдиғанлиғини һис қилса, ундақта тегишлик дәп қариған ишни қилсун, йәни уни әмригә алсун. Бундақ қилиш гуна қилғанлиқ болмайду. | |
I Co | UyCyr | 7:37 | Бирақ бир киши бесим астида әмәс, өз ирадиси билән вәдиләшкән қизини әмригә алмаслиққа қарар қилған болса һәм шәһвитини бесивалалайдиған болса, яхши қилған болиду. | |
I Co | UyCyr | 7:39 | Ери һаят чағда аяли еригә некада бағланған болиду. Лекин ери өлүп кәтсә, халиған киши билән некалинишқа әркиндур. Лекин у киши мәсиһий болуши керәк. | |