Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 15
I Co UyCyr 15:1  Қериндашлар, илгири мән силәргә йәткүзгән, силәрму қобул қилип, ишәнчиңларниң асаси қилған Хуш Хәвәрни есиңларға салмақчимән.
I Co UyCyr 15:2  Мән силәргә йәткүзгән Худаниң бу һәқиқитидә чиң турсаңлар, у арқилиқ қутқузулисиләр. Ундақ болмиғанда, бекарға ишәнгән болисиләр.
I Co UyCyr 15:3  Мән қобул қилған әң муһим тәлимни силәргә йәткүздүм. Бу тәлим шуки, Муқәддәс Язмиларда алдин-ала йезилғинидәк, Әйса Мәсиһ гуналиримизниң кәчүрүлүши үчүн қурван болди. У дәпнә қилинип, үчинчи күни болғанда өлүмдин тирилип,
I Co UyCyr 15:4  Мән қобул қилған әң муһим тәлимни силәргә йәткүздүм. Бу тәлим шуки, Муқәддәс Язмиларда алдин-ала йезилғинидәк, Әйса Мәсиһ гуналиримизниң кәчүрүлүши үчүн қурван болди. У дәпнә қилинип, үчинчи күни болғанда өлүмдин тирилип,
I Co UyCyr 15:5  авал Петрусқа, андин кейин он икки әлчиниң ичидики башқиларғиму көрүнди.
I Co UyCyr 15:6  Кейин бирла вақитта бәш йүздин артуқ қериндашқа көрүнди. Бу қериндашларниң бәзилири аләмдин өткән болсиму, көпчилиги техи һаят.
I Co UyCyr 15:7  Әйса Мәсиһ кейин иниси Яқупқа, униңдин кейин һәммә әлчиләргә, әң ахирида худди вақитсиз туғулған бовақтәк көрүмсиз болған маңиму көрүнди.
I Co UyCyr 15:8  Әйса Мәсиһ кейин иниси Яқупқа, униңдин кейин һәммә әлчиләргә, әң ахирида худди вақитсиз туғулған бовақтәк көрүмсиз болған маңиму көрүнди.
I Co UyCyr 15:9  Мән әлчиләрниң арисидики әң әрзимәс әлчимән һәм Худаниң җамаитигә зиянкәшлик қилғанлиғим үчүн, әлчи дәп атилишқиму лайиқ әмәсмән.
I Co UyCyr 15:10  Лекин һазир әлчи болушум Худаниң маңа көрсәткән меһир-шәпқити арқилиқ болди. Униң маңа қилған меһир-шәпқити бекарға кәтмиди. Чүнки Худаниң хизми­тидә әлчиләрниң һәммисидин көп әҗир сиңдүрдүм. Әмәлиятта мән өз күч-қабилийитим билән әмәс, бәлки маңа меһир-шәпқәт көрсәткән Худаниң күчи билән ишлидим.
I Co UyCyr 15:11  Демәк, мәйли мән яки башқа әлчиләр болсун, һәммимизниң йәткүзгәнлири охшаш болуп, у дәл силәр ишинип қобул қилған Хуш Хәвәрдур.
I Co UyCyr 15:12  Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилгәнлиги силәргә йәткүзүлгән туруп, йәнә немә үчүн араңларда бәзиләр «өлгәнләр қайта тирил­мәйду», дәйду?
I Co UyCyr 15:13  Әгәр өлгәнләр қайта тирилидиған иш болмиса, Әйса Мәсиһниң тирилишиму мүмкин болмиған болатти.
I Co UyCyr 15:14  Әйса Мәсиһ тирилмигән болса, бизниң йәткүзгән тәлимлиримиз вә силәрниң ишәнчиңлар бекар болуп кетәтти.
I Co UyCyr 15:15  Һәтта бизниң Худа тоғрисидики гувалиғимизму ялған болған болатти. Чүнки биз Худаниң Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргәнлигигә гувалиқ бәрдуқ. Әгәр һәқиқәтән өлүмдин тирилиш болмиса, Худаму Әйса Мәсиһни өлүмдин тирил­дүр­мигән болатти.
I Co UyCyr 15:16  Әгәр өлгәнләр қайта тирилидиған иш болмиса, Әйса Мәсиһниңму тирилиши мүмкин әмәс еди.
I Co UyCyr 15:17  Әйса Мәсиһ тирил­мигән болса, ишәнчиңлар әһмийәтсиз болуп, гунали­риңлар техичә кәчүрүл­мигән болатти.
I Co UyCyr 15:18  У чағда Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәм түгәп кәткән қериндашларму дозаққа чүшкән болатти.
I Co UyCyr 15:19  Әгәр пәқәт бүгүнки һаят үчүнла Әйса Мәсиһкә үмүт бағлиған болсақ, у чағда биз бу дуниядики һәр қандақ бечарә кишиләрдинму бечарә болуп қалған болимиз.
I Co UyCyr 15:20  Лекин әмәлиятта Әйса Мәсиһ өлүмдин тирилди. Униң тирилиши өлгәнләрниң қайта тирилидиғанлиғиға капаләтлик қилиду.
I Co UyCyr 15:21  Чүнки өлүм бир адәм, йәни Адәм ата арқилиқ дунияда пәйда болғинидәк, өлүмдин тирилишму бир Адәм, йәни Әйса Мәсиһ арқилиқ пәйда болди.
I Co UyCyr 15:22  Пүткүл инсан Адәм атиниң әвлади болғанлиғи үчүн, униңға охшашла өлүмгә мәһкүм қилинди. Лекин Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған бизләр Әйса Мәсиһкә охшаш өлүмдин тирилимиз.
I Co UyCyr 15:23  Бирақ һәр бир адәмниң өз новити бар. Алди билән капаләтчи болған Әйса Мәсиһ тирилди, андин кейин Әйса Мәсиһ қайта кәлгәндә, Униңға мәнсүп болғанлар тирилиду.
I Co UyCyr 15:24  Андин қиямәт күни келиду. Шу чағда Әйса Мәсиһ яман роһлардин ибарәт болған барлиқ һөкүмранлар, һоқуқдарлар вә күчлүкләрни йоқитип, Падишалиғини Атимиз Худаға тапшуруп бериду.
I Co UyCyr 15:25  Әйса Мәсиһ пүткүл дүшмәнлирини мәғлуп қилип, уларни Өзиниң айиғи астида тиз пүктүргичә һөкүм сүрүши керәк.
I Co UyCyr 15:26  Йоқитилидиған әң ахирқи дүшмән өлүмдур.
I Co UyCyr 15:27  Муқәддәс Язмиларда: «Худа һәммини Униң айиғи астида тиз пүктүрди», дейилиду. Бу йәрдә ейтилған «Барлиғини Униң айиғи астида тиз пүктүрди» дегән сөзниң Худани өз ичигә алмайдиғанлиғи ениқтур.
I Co UyCyr 15:28  Пүткүл мәвҗудат Әйса Мәсиһкә тиз пүккәндә, Худа Оғли, йәни Әйса Мәсиһму пүткүл мәвҗудатни Өзигә тиз пүктүрүп бәргән Худаға тиз пүкиду. Шу чағда Худа һәммигә нисбәтән һәқиқәтән башқурғучи болиду.
I Co UyCyr 15:29  Өлүмдин тирилиш болмиса, бәзиләрниң өлгәнләр үчүн чөмүлдү­рүлүшини қандақ чүшиниш керәк? Өлгәнләр зади тирилмисә, кишиләрниң улар үчүн чөмүлдүрүлгини бекар болиду.
I Co UyCyr 15:30  Биз немә үчүн һәр дайим өзимизни хәтәргә атаймиз?
I Co UyCyr 15:31  Мениң һәр күни өлүмгә дуч келиватқиним раст! Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң силәрниң һаятиңларда шундақ көп ишларни қилғанлиғи билән пәхирләнгинимниң растлиғиға охшаш, бу сөзүмниңму һәргиз ялған йери йоқтур.
I Co UyCyr 15:32  Мән Әфәс шәһиридә жиртқуч һайванларға охшаш әшу дүшмәнләр билән елиштим. Өлүмдин тирилиш болмиса, мениң шундақ қилғинимниң немә пайдиси болатти? Әгәр өлгәнләр тирилмисә, ундақта «Бәри бир әтә өлүп кетидиған болғандин кейин, йәп-ичип жүрүвалайли» дегән сөз орунлуқ болатти!
I Co UyCyr 15:33  Бундақ сөзләргә алданмаңлар, чүнки «Яман билән дост болсаң, яхши әхлақни бузар».
I Co UyCyr 15:34  Әқил-һошуңларни жиғип, гуна қилиштин қол үзүңлар. Бәзилириңлар Худани техичә тонумайсиләр. Бу сөзни силәрни хиҗил болсун, дәп ейтиватимән.
I Co UyCyr 15:35  Лекин бәзиләр: «Өлгәнләр қандақ тирилиду? Әгәр өлгән адәм тирилсә, униң тени қандақ болиду?» дәп сориши мүмкин.
I Co UyCyr 15:36  Немә дегән әхмиқанә соал! Өлгәнләрниң тирилиши худди уруқниң топиға ташлинип қурван болуп, қайта бих чиқирип, үнүп чиққиниға охшайду.
I Co UyCyr 15:37  Дехан уруқни териғинида, үнүп чиқидиған өсүмлүк­ниң өзини әмәс, пәқәт уруғини, мәсилән буғдай яки башқа бир өсүмлүк­ниң уруғини терийду.
I Co UyCyr 15:38  Худа болса Өз хаһиши бойичә әшу һәр бир уруқниң өз нәслигә хас тәнлирини бериду.
I Co UyCyr 15:39  Һәр бир уруқниң тени охшаш болмиғандәк, һәммә җанлиқларниң тениму бир-биригә охшаш болмайду. Инсанларниң, һайванларниң, қушларниң вә белиқларниң тени бир-биригә охшаш әмәс.
I Co UyCyr 15:40  Асманда җисимлар бар, йәрдиму җисимлар бар. Асмандики җисимларниң гөзәллиги башқидур, йәрдики җисимларниңму гөзәллиги башқидур.
I Co UyCyr 15:41  Қуяшниң гөзәллиги, айниң гөзәллиги вә юлтузларниң гөзәллигиму башқа-башқидур. Гөзәлликтә юлтузму юлтуздин пәриқлиниду.
I Co UyCyr 15:42  Шуниңға охшаш тирилдүрүлгәндин кейинки тенимиз өлгәндин кейинки тенимизға охшимайду. Көмүлгән тенимиз чирип кетиду, лекин тирилдүрүлгән тенимиз болса мәңгү чиримайду.
I Co UyCyr 15:43  Тенимиз шәрәпсиз һалда аҗизлиқта көмүлиду. Лекин шан-шәрәп вә қудрәттә тирилдүрүлиду.
I Co UyCyr 15:44  Тенимиз җисманий тән һалитидә көмүлиду. Лекин алаһидә бир тән һалитидә тирилдүрүлиду. Бу дунияға хас җисманий тенимиз болғинидәк, у дунияға хас алаһидә тенимизму бар болиду.
I Co UyCyr 15:45  Бу дунияға хас тән тоғрилиқ Муқәддәс Язмиларда: «Тунҗа инсан, йәни Адәм атиға һаятлиқ берилди», дәп йезилған. Ахирқи Адәм ата, йәни Әйса Мәсиһ болса, у дунияда яшишимиз үчүн бизгә мәңгүлүк һаят бәрди.
I Co UyCyr 15:46  Әң авал пәйда болған тән у дунияға хас тән әмәс, бәлки бу дунияға хас тәндур. Кейин пәйда болған тән болса, у дунияға хас алаһидә бир тәндур.
I Co UyCyr 15:47  Дәсләпки инсан йәрдин, йәни топидин яритилди. Кейинки Инсан, йәни Әйса Мәсиһ асмандин кәлди.
I Co UyCyr 15:48  Бу дунияда яшаватқан инсанлар топидин яритилған Адәм атиға охшайду. Мәңгүлүк һаятқа еришидиғанлар болса, асмандин кәлгән Әйса Мәсиһ­кә охшайдиған болиду.
I Co UyCyr 15:49  Бизләр топидин яритилған Адәм атиға қандақ охшаш болсақ, кәлгүсидә асмандин кәлгән Әйса Мәсиһкиму шундақ охшаш болимиз.
I Co UyCyr 15:50  Қериндашлар, шуни демәкчимәнки, бизниң гөш вә қандин төрәлгән җисманий тенимиз Худаниң Падишалиғиға кирәлмәйду. Бизниң өлүп чирийдиған тенимиз мәңгү яшалмайду.
I Co UyCyr 15:51  Әнди Худа маңа ашкарилиған һәқиқәтни силәргә ейтай. Һәммимизла өлмәймиз, бирақ һәммимиз пүтүнләй өзгиримиз.
I Co UyCyr 15:52  Бу иш әң ахирқи канай челинғанда, көзни жумуп ачқичә бир дәмдила йүз бериду. Канай челиниши биләнла, өлгән мәсиһийләр чиримас тән билән тирилиду, бизләрму өзгиримиз.
I Co UyCyr 15:53  Чүнки бу чирийдиған тенимиз чиримайдиған тәнгә, бу өлидиған тенимиз өлмәйдиған тәнгә айлиниши керәк.
I Co UyCyr 15:54  Чирийдиған вә өлидиған тенимиз чиримайдиған вә өлмәйдиған тәнгә айланғанда, Муқәддәс Язмилардики алдин-ала ейтқан бу сөзләр әмәлгә ашурулиду: «Өлүм йеңилип, йоқ болди!»
I Co UyCyr 15:55  «Әй өлүм, ғалибәң йоқ әнди! Әй өлүм, нәштириң йоқ әнди!»
I Co UyCyr 15:56  Өлүмниң нәштири — гунадур. Гунаниң күчи болса, бизниң Тәврат қануниға әмәл қилмиғанлиғимиздин пәйда болиду.
I Co UyCyr 15:57  Лекин Худаға шүкүр! Чүнки Худа Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни өлүм вә гуна үстидин ғалибигә ериштүрди.
I Co UyCyr 15:58  Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврән­мәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйди­ған­лиғини чүшиниңлар.