I CORINTHIANS
Chapter 16
I Co | UyCyr | 16:1 | Хетиңларда язған Йерусалимдики мәсиһийләргә берилидиған сәдиқә ишиға кәлсәк, силәрму Галатия өлкисидики җамаәтләргә ейтқинимдәк қилиңлар. | |
I Co | UyCyr | 16:2 | Һәр йәкшәнбә күни һәр бириңлар һәптилик тапавитиңларға қарап, униң мәлум қисмини сәдиқигә аҗритип топлаңлар. Шундақ қилсаңлар, йениңларға барғинимда пул топлинип болған болиду. | |
I Co | UyCyr | 16:3 | Мән йениңларға барғинимда, сәдиқәңләрни елип бериш үчүн өзәңлар таллиған кишиләрни тонуштуруш хетим билән Йерусалимдики җамаәтниң йетәкчилиригә әвәтимән. | |
I Co | UyCyr | 16:5 | Македонийә өлкисигә барғандин кейин йениңларға баримән. Чүнки Македонийәдин өтмәкчимән. | |
I Co | UyCyr | 16:6 | Бәлким йениңларда бир мәзгил турушум вә һәтта қишни силәр билән биллә өткүзүшүмму мүмкин. Кейин қәйәргә бармақчи болсам, силәр ярдәм қилип, мени йолға селип қоярсиләр. | |
I Co | UyCyr | 16:7 | Бу қетим силәрни йол үстидила көрүп өтүп кетишни халимаймән. Худа буйриса, силәр билән узунирақ вақит биллә болимән. | |
I Co | UyCyr | 16:9 | Чүнки бу йәрдә Хуш Хәвәрни йәткүзүш үчүн маңа ишик кәң очуқтур. Көп кишиләр уни қобул қиливатиду. Лекин Хуш Хәвәргә қарши туруватқанларму көп болуватиду. | |
I Co | UyCyr | 16:10 | Тимотий йениңларға берип, силәр билән биллә турғанда, униң қорқмай, әркин-азадә болушиға көңүл бөлүңлар. Чүнки уму маңа охшаш, Рәббимиз үчүн хизмәт қиливатиду. | |
I Co | UyCyr | 16:11 | Һеч ким униңға сәл қаримисун. Һәммиңлар униңға ярдәм берип, уни йенимға сақ-саламәт йолға селип қоюңлар. Чүнки униң башқа қериндашлар билән биллә келишини күтмәктимән. | |
I Co | UyCyr | 16:12 | Қериндишимиз Аполлосқа кәлсәк, уни қериндашлар билән биллә силәрниң йениңларға беришқа көп дәвәт қилдим. Лекин униң һазир һеч барғуси йоқ. Кейин пурсәт пишип йетилгәндә бариду. | |
I Co | UyCyr | 16:13 | Қериндашлар, ишәнч йолида һошияр болуңлар, ишәнчиңларда чиң туруңлар, мәрданә вә қәйсәр болуңлар. | |
I Co | UyCyr | 16:15 | Юнан өлкисидики әң дәсләптә ишәнгән Истипанас вә униң аилисидикиләрниң өзлирини мәсиһийләрниң хизмитигә чин дили билән атиғанлиғини билисиләр. Қериндашлар, силәрдин өтүнимәнки, бундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә Рәббимизгә хизмәт қиливатқанларниң сөзлиригә кириңлар. | |
I Co | UyCyr | 16:16 | Юнан өлкисидики әң дәсләптә ишәнгән Истипанас вә униң аилисидикиләрниң өзлирини мәсиһийләрниң хизмитигә чин дили билән атиғанлиғини билисиләр. Қериндашлар, силәрдин өтүнимәнки, бундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә Рәббимизгә хизмәт қиливатқанларниң сөзлиригә кириңлар. | |
I Co | UyCyr | 16:17 | Йениңлардин Истипанас, Фортунат вә Ахайикниң бу йәргә мени йоқлап кәлгәнлигигә наһайити хошал болдум. Чүнки һазир силәр мән билән биллә болалмиғиниңлар үчүн, улар силәрниң орнуңларда маңа ярдәм қилди. | |
I Co | UyCyr | 16:18 | Улар силәрни роһландурғандәк, мениң қәлбимниму роһландурди. Бундақ кишиләрни қәдирләңлар. | |
I Co | UyCyr | 16:19 | Бу йәрдики, йәни Асия өлкисидики җамаәтләрдин силәргә салам. Аквила билән аяли Прискила вә уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәт силәргә Рәббимизниң нами билән сәмимий салам йоллиди. | |
I Co | UyCyr | 16:20 | Бу йәрдики барлиқ қериндашлар силәргә салам ейтти. Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. | |