Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 11
I Co UyCyr 11:1  Мән Әйса Мәсиһни өзәмгә үлгә қилғинимдәк, силәрму мени өзәң­ларға үлгә қилиңлар.
I Co UyCyr 11:2  Дайим мени әсләп турғанлиғиңлар вә мән силәргә йәткүзгән тәлим­ләргә әмәл қилғанлиғиңлар үчүн силәрни махтаймән.
I Co UyCyr 11:3  Лекин шуниму билишиңларни үмүт қилимәнки, һәммә әрниң беши Әйса Мәсиһтур. Аялниң беши әр, Әйса Мәсиһниң беши болса Худадур.
I Co UyCyr 11:4  Шуңа ибадәткә қатнашқанда, бир әр бешиға бир немә артип дуа қилса яки Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзсә, у өз беши болған Әйса Мәсиһкә һөрмәтсизлик қилған болиду.
I Co UyCyr 11:5  Бир аял бешиға бир нәрсә артмай дуа қилса яки Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзсә, уму өз беши, йәни өз еригә һөрмәтсизлик қилған болиду. Бундақ аялниң чечи чүшириветилгән аялдин пәрқи йоқтур.
I Co UyCyr 11:6  Әгәр аял бешиға бир нәрсә артишни халимиса, ундақта у чечини кәскүзүвәтсун. Һалбуки, бир аялниң чечиниң кесилиши яки чүширилиши номус иш болған екән, ундақта у аял ибадәткә қатнашқанда бешиға бир немә артсун.
I Co UyCyr 11:7  Әрләр болса ибадәткә қатнашқанда, бешиға бир нәрсә артмаслиғи керәк. Чүнки әр Худаниң обризида яритилған болуп, Худаниң шан-шәривини әкис әттүриду. Аял болса әрниң шан-шәривини әкис әттүриду.
I Co UyCyr 11:8  Чүнки инсан яритилған чағда, әр аялдин әмәс, аял әрдин яритилған.
I Co UyCyr 11:9  Шундақла әр аял үчүн әмәс, аял әр үчүн яритилған.
I Co UyCyr 11:10  Шуниң үчүн аялларниң бешиға бир нәрсә артиш яки артмаслиқ һоқуқи бар болсиму, буни мувапиқ ишләтсун. Бу һәм периштәләр үчүндур.
I Co UyCyr 11:11  Һалбуки, Рәббимизгә бағланған йеңи һаятимизда аяллар әрләрдин мустәқил әмәс, әрләрму аяллардин мустәқил әмәс.
I Co UyCyr 11:12  Чүнки аял әрдин яритилған болсиму, лекин әрму аялдин туғулиду. Һәр иккилиси пүткүл мәвҗудатни яратқан Худа тәрипидин яритилған.
I Co UyCyr 11:13  Силәр өзәңлар ейтиңларчу, аялларниң бешиға бир нәрсә артмай туруп, Худаға дуа қилиши тоғриму?
I Co UyCyr 11:14  Силәр әрләрниң узун чач қоюшиниң өзлири үчүн номус екәнлигини тәбиий һалда билисиләрғу?
I Co UyCyr 11:15  Лекин аялларниң узун чечи Худаниң уларға япқуч қилип бәргән гөзәллигидур.
I Co UyCyr 11:16  Әгәр кимду-ким бу сөзләргә қарши чиқса, мән шун­дақ дәләләймәнки, бу биз әзәлдин әмәл қилип келиватқан қаидә. Худаға мәнсүп болған һәр қайси җамаәтму буни тоғра, дәп қарайду.
I Co UyCyr 11:17  Төвәндики ишларға кәлсәк, мән бу тоғрисида силәрни махтал­маймән. Чүнки силәрниң җәм болушуңларниң пайдисидин зийини көп болуватиду.
I Co UyCyr 11:18  Биринчидин, силәр ибадәткә җәм болғиниңларда, араңларда груһларға бөлүнүшләр болғанлиғини аңлидим. Бу гәпкә қисмән ишәндим.
I Co UyCyr 11:19  Араңларда бөлүнүшләрниң пәйда болушидин сақланғили болмайду. Лекин мошундақ болғанда, зади кимниң Худани хурсән қилидиғанлиғини көрүвалғили болиду.
I Co UyCyr 11:20  Силәр Рәббимизни хатириләш мәхситидә бир дәстиханға җәм болимиз, дәйсиләр. Әмәлиятта буниң үчүн җәм болмайдикәнсиләр.
I Co UyCyr 11:21  Чүнки силәр бир-бириңларни күтмәй, өзәңлар елип кәлгән тамақни өзәңлар йәверидикәнсиләрдә, бәзиләр қанғичә йәп-ичидикән, йәнә бәзиләр ач қалидикән.
I Co UyCyr 11:22  Йәп-ичишкә өз өйлириңлар бар әмәсму? Яки бу йәргә Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитини көзгә илмай, йәйдиған нәрсиси йоқларни хиҗаләт қилишқа җәм болдуңларму? Силәргә немә десәм болар? Силәрни махтайму? Яқ, бу ишта силәрни һәргиз махталмаймән!
I Co UyCyr 11:23  Рәббимизниң дәстихини тоғрилиқ мән силәргә йәткүзгән тәлим­ләрни Рәббимиздин алғанмән. Рәббимиз Әйса сатқун тәрипидин тутуп берилгән кечә қолиға бир нан елип,
I Co UyCyr 11:24  Худаға шүкүр ейтип, нанни уштуп туруп: «Бу Мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар», деди.
I Co UyCyr 11:25  Худди шуниңдәк, тамақтин кейин У йәнә җамни қолиға елип: «Бу җамдики шарап Мениң қеним билән түзүлидиған Худаниң Йеңи келишиминиң бәлгүсидур. Һәр қетим бундақ шараптин ичкиниңларда Мени әсләп туруңлар», деди.
I Co UyCyr 11:26  Шуниң үчүн таки Рәббимиз қайтип кәлгичә, һәр қетим бу нандин йегиниңларда вә һәр қетим бу җамдикидин ичкиниңларда, Рәббимизниң қурван болғанлиғини җакалиған болисиләр.
I Co UyCyr 11:27  Шуниң үчүн Рәббимизниң дәстихинида җәм болған һәр бир киши намувапиқ һалда нандин йәп, җамдикидин ичсә, у Рәббимизниң биз үчүн қурван қилған тени вә аққузған қениға үз келәлмәйдиған гуна қилған болиду.
I Co UyCyr 11:28  Шуңа һәр ким авал бу ишлар үстидә өз-өзини тәкшүрүп көрсун. Андин нандин йәп, җамдикидин ичсун.
I Co UyCyr 11:29  Чүнки мәсиһийләр Рәббимизниң дәстихинида җәм болуш билән өзлириниң Әйса Мәсиһниң тени екәнлигини ипадиләйду. Буни пәриқләндүрмәй туруп, нандин йегән вә җамдикидин ичкән киши өзини Худаниң җазасиға мәһкүм қилиду.
I Co UyCyr 11:30  Мана шу сәвәптин бир мунчиңлар җисма­ний җәһәттин һалсиз вә ағриқ болуп қалдиңлар, һәтта бәзиләр өлүп кәтти.
I Co UyCyr 11:31  Әгәр өз-өзимизни тәкшүргән болсақ едуқ, бундақ җазаларға учримиған болаттуқ.
I Co UyCyr 11:32  Лекин гунаға толған бу дунияниң адәмлири билән бирликтә җазаланмаслиғимиз үчүн, Рәббимиз бизни мошундақ җазалап тәрбийиләватиду.
I Co UyCyr 11:33  Шуңа, қериндашлар, Рәббимизни хатириләш мәхситидә бир дәсти­ханда җәм болуш үчүн бир йәргә жиғилғиниңларда, һәммиси толуқ кәлгичә бир-бириңларни күтүңлар.
I Co UyCyr 11:34  Бундақ жиғилиш силәр­ниң җазаға учришиңларға сәвәп болуп қалмаслиғи үчүн, қосиғи ачлар қосиғини өйидә тойдуруп кәлсун. Башқа мәсилиләргә кәлсәк, йениңларға барғинимда сөзлишимиз.