Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
I Co UyCyr 3:1  Қериндашлар, мән араңларда болған чеғимда, силәргә Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаватқанларға тәлим бәргәндәк тәлим берәлмидим. Әксичә силәргә гунаниң илкидә яшаватқанларға яки ишәнч җәһәттә худди бовақларға охшаш адәмләргә сөзлигәндәк сөзләшкә мәҗбур болдум.
I Co UyCyr 3:2  Мән силәргә бәргән тәлим чоңларниң озуғи әмәс, бәлки у худди бовақлар ичидиған сүткә охшайду. Бундақ қилишимдики сәвәп, силәр жирик йемәкликни йәләлмәттиңлар, һазирму йәләлмәйватисиләр.
I Co UyCyr 3:3  Чүнки силәр техичә гунаниң илкидә яшаватисиләр. Араңлардики көрәлмәслик вә җедәл-маҗраларниң болуши буни испатлимамду? Бу йәнә силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болмиған кишиләрдәк яшаватқиниңларни көрсәтмәмду?
I Co UyCyr 3:4  Бириңлар: «Мән Павлус тәрәпдари», йәнә бириңлар: «Мән Аполлос тәрәпдари» десәңлар, Әйса Мәсиһкә ишәнмигән кишиләрдин немә пәрқиңлар болсун?
I Co UyCyr 3:5  Аполлос яки мәнки Павлус силәрниң бөлүнүшүңларға сәвәп болғи­дәк муһим кишиләрдин әмәсмиз. Биз пәқәт Худа йолида силәрни Рәббимизгә ишинишкә башлайдиған хизмәткарлармиз. Рәббимиз һәр биримизгә бирдин вәзипә бәргән.
I Co UyCyr 3:6  Мән силәргә Хуш Хәвәр йәткүзүш билән ишәнч уруғини теридим, Аполлос силәргә тәлим бериш арқилиқ уни суғарди, бирақ қәлбиңлардики уруқни өстүргүчи йәнила Худадур.
I Co UyCyr 3:7  Демәк, муһими териғучи яки суғарғучи әмәс, бәлки уни өстүргүчи Худадур. Чүнки пәқәт Худала силәрни ишәнч җәһәттә пишип йетилдүрәләйду.
I Co UyCyr 3:8  Териғучи билән суғарғучиниң иши өз-ара маслашқан болуп, иккисиниң мәхсити бирдур вә һәр иккиси қилған әҗригә яриша Худаниң мукапитиға еришиду.
I Co UyCyr 3:9  Биз иккимиз Худа үчүн ишләйдиған хизмәтдашлар, силәр болсаңлар гоя биз ишләватқан, Худаға мәнсүп болған етизға охшайсиләр. Шундақла силәр йәнә биз арқилиқ селиниватқан Худаниң имари­тигә охшайсиләр.
I Co UyCyr 3:10  Мән Худа маңа ата қилған меһир-шәпқәт билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш арқилиқ бу имарәтниң һулини худди бир уста қурулушчидәк қойдум. Башқилар силәргә тәлим бериш арқилиқ бу һулниң үстигә имарәт селиватиду. Бирақ һәр ким бу имарәтниң тоғра селинишиға диққәт қилсун.
I Co UyCyr 3:11  Чүнки һеч ким қуюлуп болған һулдин, йәни Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрдин башқа һеч қандақ һул қуялмайду.
I Co UyCyr 3:12  Бир киши тоғра тәлим бәрсә, у худди һул үстигә алтун, күмүч яки башқа чидамлиқ вә қиммәтлик ташларни қойғандәк иш қилған болиду. Лекин бир киши намувапиқ тәлим бәрсә, у худди һул үстигә яғач, саман яки қомучтин ибарәт асан көйүп кетидиған нәрсиләрни қойғандәк иш қилған болиду.
I Co UyCyr 3:13  Қиямәт күни һәр кимниң сиңдүргән әҗриниң қандақлиғи ашкарә болиду. У күни һәммә адәмниң сиңдүргән әҗриниң қиммити отта синилиду.
I Co UyCyr 3:14  Әгәр бир кишиниң һул үстигә қойған материаллири отқа бәрдашлиқ берәлисә, у киши Худадин мукапат алиду.
I Co UyCyr 3:15  Қойған материаллири көйүп кәтсә, у мукапаттин мәһрум болиду. Һалбуки, у Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғи үчүн қутқузулиду. Лекин у худди от ичидин қутулуп чиққан адәмгә охшайду.
I Co UyCyr 3:16  Һәҗәва, силәр өзәңларниң Худаниң ибадәтханиси екәнлигиң­ларни вә Худаниң Роһи силәрниң араңларда болидиғанлиғини билмәм­силәр?
I Co UyCyr 3:17  Әгәр бир киши Худаниң ибадәтханисини харап қилса, Худаму уни харап қилиду. Чүнки Худаниң ибадәтханиси Худа­ға беғишланғандур. Силәр һәммиңлар, йәни Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаити дәл Худаниң ибадәтханиси.
I Co UyCyr 3:18  Силәр өзәңларни башқилардин дана чағлап, өз-өзәңларни алдимаң­лар. Әгәр араңлардин бирәрси Худани тонумайдиғанларниң көз-қариши бойичә өзини дана дәп һесаплиса, ундақта у бу даналиғидин ваз кәчсун. Бундақ болғанда, у гәрчә Худани тонумайдиғанларниң нәзәридә «надан» дәп қаралсиму, лекин Худаниң нәзәридә дана һесап­линиду.
I Co UyCyr 3:19  Чүнки Худани тонумайдиғанлар немини даналиқ дәп һесаплиса, Худаниң нәзәридә бу хил «даналиқ» әқилсизликтур. Муқәддәс Язмиларда бундақ даналар тоғрисида: «Худа өзлирини дана дәп санайдиғанларни, өзлириниң һейлә-микирлири билән өзлириниң қапқиниға дәсситиду», дәп йезилған.
I Co UyCyr 3:20  Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә: «Худа данишмәнләрниң ой-пикриниң бекар хиял екәнлигини билиду», дәп йезилған.
I Co UyCyr 3:21  Шуниң үчүн һеч ким: «Мән бу киши яки у кишиниң тәрәпдари», дәп махтанмисун. Чүнки мәйли Павлус, Аполлос яки Петруслар болсун, уларниң һәммиси Худа тәрипи­дин әвәтилгән, силәр үчүн ишләватқан кишиләрдур. Һәтта бу дуния, һаят-маматлиқ, һазир яки кәлгүси болсун, һәммиси силәргә мәнсүп­тур.
I Co UyCyr 3:22  Шуниң үчүн һеч ким: «Мән бу киши яки у кишиниң тәрәпдари», дәп махтанмисун. Чүнки мәйли Павлус, Аполлос яки Петруслар болсун, уларниң һәммиси Худа тәрипи­дин әвәтилгән, силәр үчүн ишләватқан кишиләрдур. Һәтта бу дуния, һаят-маматлиқ, һазир яки кәлгүси болсун, һәммиси силәргә мәнсүп­тур.
I Co UyCyr 3:23  Силәр болсаңлар Әйса Мәсиһкә, Әйса Мәсиһ болса Худаға мәнсүптур.