Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next
Chapter 10
I Co UyCyr 10:1  Қериндашлар, Муса пәйғәмбәр заманидики әҗдатлири­мизниң Мисирдин чиққанда чөл-баяванда бешидин өткүзгән кәчүрмишлирини толуқ чүшинишиңларни үмүт қилимән. Уларниң һәммиси шу чағда Худа ата қилған йол башлиғучи булутниң йетәкли­ши астида болуп, Худаниң мөҗүзиси арқилиқ Қизил деңиздин сақ-саламәт меңип өтти. Уларниң Қизил деңиздин өтүши худди мәсиһий­ләрниң чөмүлдүрүшни қобул қилғинидәк болуп, уларниң һәммиси Муса пәйғәмбәргә әгәшкүчиләрдин болди.
I Co UyCyr 10:2  Қериндашлар, Муса пәйғәмбәр заманидики әҗдатлири­мизниң Мисирдин чиққанда чөл-баяванда бешидин өткүзгән кәчүрмишлирини толуқ чүшинишиңларни үмүт қилимән. Уларниң һәммиси шу чағда Худа ата қилған йол башлиғучи булутниң йетәкли­ши астида болуп, Худаниң мөҗүзиси арқилиқ Қизил деңиздин сақ-саламәт меңип өтти. Уларниң Қизил деңиздин өтүши худди мәсиһий­ләрниң чөмүлдүрүшни қобул қилғинидәк болуп, уларниң һәммиси Муса пәйғәмбәргә әгәшкүчиләрдин болди.
I Co UyCyr 10:3  Уларниң һәммиси Худа ата қилған охшаш бир йемәкликни йегән вә «роһий таштин» чиққан охшаш бир суни ичкән. Уларға һәмра болуп кәлгән бу «роһий таш» дәл Әйса Мәсиһ еди.
I Co UyCyr 10:4  Уларниң һәммиси Худа ата қилған охшаш бир йемәкликни йегән вә «роһий таштин» чиққан охшаш бир суни ичкән. Уларға һәмра болуп кәлгән бу «роһий таш» дәл Әйса Мәсиһ еди.
I Co UyCyr 10:5  Шундақтиму уларниң көпинчиси Худани хурсән қилмиди. Шуңа улар өлүп, җәсәтлири чөл-баяванда қалди.
I Co UyCyr 10:6  Улардәк яман ишларға берилмәслигимиз үчүн, бу вақиәләрдин ибрәт елишимиз керәк.
I Co UyCyr 10:7  Силәр уларниң бәзилиридәк бутқа ибадәт қилидиғанлардин болмаңлар. Худди Муқәддәс Язмиларда йезилған­дәк, өзлири ибадәт қилидиған бутларни хошал қилиш үчүн, «улар кейин олтирип халиғиничә йәп-ичишип, кәйп-сапа қилишти».
I Co UyCyr 10:8  Биз уларниң бәзилиридәк җинсий әхлақсизлиқ қилмайли. Улар мана шундақ қилип, жигирмә үч миңи бир күндила һалак болди.
I Co UyCyr 10:9  Биз уларниң бәзилиридәк мәхсәтлик һалда гуна қилип, Рәббимиз бизни җазаламду яки җазалимамду, дәп Уни синимайли. Шу чағда ундақ қилғанларни зәһәрлик иланлар чеқип өлтүргән еди.
I Co UyCyr 10:10  Биз уларниң бәзилиридәк Худадин нарази болуп, Униңдин рәнҗимәйли. Шу чағда, бундақ қилғанлар Худа әвәткән җан алғучи периштә тәрипидин өлтүрүлгән еди.
I Co UyCyr 10:11  Бу вақиәләр бизләргә савақ болуш үчүн уларниң бешиға кәлгән еди. Шундақла бу вақиәләр ахир заманда яшаватқан бизләрниң улардәк болуп қалмаслиғимиз һәққидә агаһландуруш үчүн хатириләнгән еди.
I Co UyCyr 10:12  Шуниң үчүн өзини ишәнчтә пут тирәп турува­тимән, дәп һесаплайдиғанлар жиқилип чүшүштин пәхәс болсун.
I Co UyCyr 10:13  Силәр дуч кәлгән синақларға башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән. Худа ишәнчликтур! У силәрни бәрдашлиқ бериш чекиңлардин һалқи­ған синақларға учратмайду. Худа силәрниң синаққа дуч кәлгәндә пут тирәп туралишиңлар үчүн, аздурулуштин сақлиниш йолини ечип бериду.
I Co UyCyr 10:14  Шу сәвәптин, қәдирлик қериндашлирим, бутпәрәсликтин сақли­ниң­лар.
I Co UyCyr 10:15  Силәрни әқил-һоши җайида кишиләр дәп қарап, буни ейтиватимән. Ейтқанлиримға өзәңлар баһа бериңлар.
I Co UyCyr 10:16  Биз Рәббимиз­ни хатириләш үчүн бир дәстиханда җәм болуп, Худаға шүкүр ейтип җамдики шарапни ичкәндә вә бир нанни бөлүшүп йегәндә, Әйса Мәсиһниң биз үчүн қурван болған тени вә қениниң һесавиға кәлгән илтипатидин ортақ һөзүрлинимиз.
I Co UyCyr 10:17  Биз мәсиһийләр көп болсақму, һәммимиз бирла нанни бөлүшүп йегәнлигимиз үчүн, роһий җәһәттә бир тән болимиз.
I Co UyCyr 10:18  Исраилларға қараңлар, улар Йерусалимдики чоң ибадәтханида Худаға қурванлиқ қилинған гөшни йейиш билән ибадитини ипади­ләйду.
I Co UyCyr 10:19  Мән бундақ дейиш арқилиқ «Бутқа атап қурванлиқ қилинған нәрсиниң бирәр әһмийити бар» яки «Бут һәқиқий Худа» демәкчи­мәнму?
I Co UyCyr 10:20  Һәргиз ундақ әмәс! Демәкчи болғиним шуки, бутпәрәсләр қурванлиқлирини Худаға әмәс, җинларға атайду. Силәрниң җинлар билән шерик болушуңларни халимаймән.
I Co UyCyr 10:21  Силәр һәм Рәббимизниң җамидикидин, һәм җинларниң җамидикидин ичсәңлар болмайду. Һәм Рәббимизниң дәстихинида, һәм җинларниң дәстихинида җәм болсаңлар болмайду.
I Co UyCyr 10:22  Бундақ қилсақ, Рәббимизниң ғәзивини қозғай­миз. Униң җазалишидин қечип қутулушқа күчимиз йетәмду?!
I Co UyCyr 10:23  Бәзиләр: «Худа тәрипидин мәнъий қилинмиған болса, немә қилимән десәм, өз ихтиярим», дейиши мүмкин. Лекин һәммә иш пайдилиқ болувәрмәйду. «Немә қилимән десәм, өз ихтиярим», дегән бу сөз тоғра болсиму, лекин һәммә иш қериндашлириниң ишәнч җәһәттә күчлүк болуп йетилишигә ярдәм берәлмәйду.
I Co UyCyr 10:24  Һәр ким пәқәт өз мәнпийитинила әмәс, башқиларниңму мәнпийитини көзлисун.
I Co UyCyr 10:25  Гөш дукинида сетилған гөшләрни бутқа атап нәзир қилинғанму яки қилинмиғанму, дәп сүрүштүрүп жүрмәй, пак виждан билән йәвериңлар.
I Co UyCyr 10:26  Чүнки Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Йәр йүзи вә униңдики һәммә нәрсә Рәббимизгә тәәллуқтур».
I Co UyCyr 10:27  Әгәр Әйса Мәсиһкә ишәнмигән бир киши силәрни зияпәткә чақирса вә силәрму бармақчи болсаңлар, алдиңларға қоюлған һәммә нәрсини бутқа атап нәзир қилинғанму яки қилинмиғанму, дәп сүрүштүрмәй, пак виждан билән йәвериңлар.
I Co UyCyr 10:28  Лекин башқа бири силәргә: «Бу бутқа атап қурванлиқ қилинған гөш» десә, у кишиниң ишәнчини ойлап бу гөшни йемәңлар. Чүнки бу гөшни йейиш униң нәзәридә гуна болиду.
I Co UyCyr 10:29  Бу йәрдә силәрниң вижданиңларни әмәс, бәлки у кишиниң вижданини демәкчимән. Ундақта, немә үчүн башқиларниң виждани мениң әркинлигимни чәклисун?
I Co UyCyr 10:30  Әгәр мән Худаға шүкүр ейтип бундақ зияпәткә қатнашсам, йәнә немә үчүн шүкүр ейтип йегән бу йемәклигим сәвәвидин әйипли­нишкә учришим керәк?
I Co UyCyr 10:31  Муһими немә йәп, немә ичишиңлар, қандақла иш қилишиңлардин қәтъий нәзәр, уни пәқәт Худаниң улуқлиниши үчүн қилиңлар.
I Co UyCyr 10:32  Башқиларни, мәйли улар йәһудийлар, йәһудий әмәсләр яки Худаға мәнсүп җамаәттики мәсиһийләр болсун, гунаға башлайдиған ишни қилмаңлар.
I Co UyCyr 10:33  Өзәмму силәргә дегәнлирим бойичә иш қилимән. Мән һәр қайси җәһәттин һәммә адәмни хурсән қилишқа тиришимән. Чүнки мән өз мәнпийитим үчүн әмәс, бәлки көпчиликниң қутқузулуши үчүн уларниң мәнпийитини көзләймән.