Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I CORINTHIANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
I Co UyCyr 6:1  Араңларда бир мәсиһийниң йәнә бир мәсиһий үстидин давалири болса, уни мәсиһийләрниң бир тәрәп қилишиға тапшурмай, Худани тонумайдиған сорақчиға әризә қилип барғини қандақ болғини?
I Co UyCyr 6:2  Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндин кейин, бу дунияни сорақ қилидиғанларниң Худаниң муқәддәс хәлқи екәнлигини билмәмсиләр? Силәр дунияни сорақ қилидиғанлардин екәнсиләр, ундақта бундақ кичиккинә даваларни бир тәрәп қилишқа яримамсиләр?
I Co UyCyr 6:3  Кәлгүсидә периштәләрни сорақ қилидиғанлиғиңларни билмәмсиләр?! Шундақ екән, һазирқи турмушуңларда мәсиһийләр арисидики кичик давалар­ларни һәл қилишни чоқум билишиңлар керәк.
I Co UyCyr 6:4  Шундақ туруп, араңларда давалар көрүлгинидә, немишкә уни һәл қилиш үчүн Әйса Мәсиһни тонумайдиған, мәсиһийләр җамаити билән охшимайдиған көз қарашта болған сорақчиларға барисиләр?
I Co UyCyr 6:5  Бу немә дегән шәрмәндә иш-һә! Мәсиһийләр арисида бу даваларларни һәл қилғидәк парасәтлик бирәр киши йоқму?
I Co UyCyr 6:6  Йәнә келип, силәр қериндашлар бир-бириңлар билән давалишиватисиләр, йәнә келип ишәнмәйдиған­лар алдида давалишиватисиләр!
I Co UyCyr 6:7  Әмәлиятта бир-бириңлар үстидин давалишиш силәр үчүн чоң мәғлубийәттур. Ундақ қилиштин көрә, өз ара бәзи бир наһәқлиқкә учрисаңлар яки аз-тола алдансаңлар немә бопту?
I Co UyCyr 6:8  Бирақ силәр наһәқ­лиқкә учримай, әксичә өзәңлар наһәқлиқ қиливатисиләр вә башқи­ларни алдаватисиләр, һәтта қериндашлириңларғиму шундақ қиливатисиләр!
I Co UyCyr 6:9  Яманлиқ қилғучиларниң Худаниң Падишалиғиға кирәлмәйдиғанлиғини билмәмсиләр? Силәр өз-өзәңларни алдимаңлар! Барлиқ җинсий әхлақсизлиқ қилғучилар, бутпәрәсләр, нека садиқ­лиғини бузғучилар, һәзиләкләр, әр билән әр яки аял билән аял ара җинсий мунасивәт қилғучилар,
I Co UyCyr 6:10  оғрилар, ачкөзләр, һарақкәшләр, төһмәтхорлар вә алдамчиларға Худаниң Падишалиғида орун йоқ.
I Co UyCyr 6:11  Бәзилириңлар бурун мана шундақлардин едиңлар. Лекин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә Худаниң Роһи арқилиқ гунайиңлар жуюлуп, Худаға беғишландиңлар вә Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаландиңлар.
I Co UyCyr 6:12  Бәзиләр: «Худа тәрипидин мәнъий қилинмиған болса, немә қилимән десәм, өз ихтиярим», дейиши мүмкин. Лекин һәммә иш пайдилиқ болувәрмәйду. «Немә қилимән десәм, өз ихтиярим» дейилсиму, лекин һеч нәрсигә қул болмаслиғимиз керәк.
I Co UyCyr 6:13  «Тамақ қосақ үчүн, қосақ тамақ үчүн» дегәнлик тоғра. Лекин бәзиләр худди шуниңдәк, җинсий әхлақсизлиқму тән үчүндур, дәп қарайду. Бундақ қараш тоғра әмәс. Қосақ вә тамақ пәқәт бу дуниядила болуп, Худа һәр иккилисини йоқитиду. Тенимиз болса, у дуниядиму болиду. Билишиңлар керәкки, тенимиз у җинсий әхлақсизлиқ үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз үчүндур. Рәббимиз болса тенимизниң еһтияҗини тәминләйду.
I Co UyCyr 6:14  Худа Өз қудрити билән Рәббимизни тирилдүргинидәк, бизниму тирилдүриду.
I Co UyCyr 6:15  Бизниң тенимизниң Әйса Мәсиһниң тени­ниң әзалири екәнлигини билмәмсиләр? Ундақта, араңларда бири Әйса Мәсиһниң тениниң әзаси болған өз тенини бир паһишә аял билән бирләштүрсә боламду? Һәргиз болмайду.
I Co UyCyr 6:16  Паһишә аял билән биргә болған кишиниң униң билән бир тән болидиғанлиғини билмәм­силәр? Чүнки Муқәддәс Язмиларда әр-аял тоғрилиқ: «Иккиси бир тән болиду», дейилгән.
I Co UyCyr 6:17  Һалбуки, Рәббимиз билән бирләшкән киши болса, Униң билән роһий җәһәттә бир болиду.
I Co UyCyr 6:18  Шуниң үчүн җинсий әхлақсизлиқтин жирақ болуңлар. Инсанлар қилған башқа гуналарниң һәммиси тәнниң сиртида болиду. Лекин җинсий әхлақсизлиқ қилғучи өз тенигә қарши гуна қилған болиду.
I Co UyCyr 6:19  Тениңларниң Муқәддәс Роһниң ибадәтханиси екәнлигини билмәм­силәр? Худа силәргә ата қилған Муқәддәс Роһ қәлбиңларда яшайду. Силәр өзәңларға әмәс, бәлки Худаға мәнсүпсиләр.
I Co UyCyr 6:20  Чүнки У силәрни Әйса Мәсиһниң қиммәтлик қени билән Өзигә мәнсүп қилди. Шуниң үчүн тениңларни Худани улуқлашқа атаңлар.