Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I JOHN
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 4
I Jo UyCyr 4:1  Қәдирлик қериндашлар, «Муқәддәс Роһ арқилиқ пәйғәмбәрлик сөз йәткүздүм», дәйдиғанларниң һәммисигила ишәнмәңлар. Уларниң роһиниң Худадин кәлгән-кәлмигәнлигини пәриқләндүрүш үчүн уларни синаңлар, чүнки нурғун сахта пәйғәмбәрләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди.
I Jo UyCyr 4:2  Бир кишидә Худаниң Роһиниң бар яки йоқлиғини мундақ пәриқләндүрүшкә болиду: Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилған кишидә Худаниң Роһи бар болиду.
I Jo UyCyr 4:3  Бирақ буни етирап қилмиған кишидә Худаниң Роһи йоқ болиду. Бундақларда Әйса Мәсиһниң дүшмининиң роһи бардур. Бу роһниң келидиғанлиғи тоғрилиқ аңлиған едиңлар. Дәр­вәқә, у һазирму дунияда моҗуттур.
I Jo UyCyr 4:4  Әзиз балилирим, силәр болсаңлар Худаға мәнсүп, силәр сахта пәйғәм­бәрләр үстидин ғалибә қилдиңлар, чүнки силәрдики Муқәддәс Роһниң күч-қудрити бу дуниядики шәйтанниң күчидин улуқтур.
I Jo UyCyr 4:5  Сахта пәйғәмбәрләр бу дунияға мәнсүп, шуңа улар бу дунияниң сөзлирини қилиду, Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләрму уларниң сөзлирини аңлайду.
I Jo UyCyr 4:6  Биз болсақ, Худаға мәнсүп, шуңа Худани тонуған киши бизниң сөзлиримизни аңлайду. Худаға мәнсүп болмиған киши болса, бизниң сөзлиримизни аңлимайду. Мана буниңдин бир кишидә һәқиқәткә йетәкләйдиған Роһниң яки ялғанчилиққа аздуридиған роһниң барлиғини билгили болиду.
I Jo UyCyr 4:7  Қәдирлик қериндашлар, бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәй­ли, чүнки меһир-муһәббәтниң өзи Худадин келиду. Меһир-муһәббәт көрсәткән киши Худаниң пәрзәнди болған болиду вә Худани тонуй­ду.
I Jo UyCyr 4:8  Меһир-муһәббәт көрсәтмигән киши Худани тонумиған болиду, чүнки Худа Өзи меһир-муһәббәттур.
I Jo UyCyr 4:9  Худа бизни мәңгүлүк һаятқа ериштүрүш үчүн Өзиниң бирдин-бир ялғуз Оғлини бу дунияға әвәтти вә буниң билән бизгә болған меһир-муһәббитини көрсәтти.
I Jo UyCyr 4:10  Һәқиқий меһир-муһәббәт бизниң Худаға көрсәткән меһир-муһәббитимиз әмәс, бәлки Худаниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббитидур. Чүнки У бизниң гуналиримизниң кәчүрүм қилиниши үчүн Өз Оғлини қурван болушқа әвәтти.
I Jo UyCyr 4:11  Қәдирлик қериндашлар, Худа бизгә шу қәдәр меһир-муһәббәт көрсәткән йәрдә, бизму бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситиши­миз керәк.
I Jo UyCyr 4:12  Һеч ким һеч қачан Худани көргән әмәс, лекин бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрсәтсәк, Худа қәлбимиздә яшайду вә Униң меһир-муһәббити һаятимизда мукәммәл ипадиләнгән болиду.
I Jo UyCyr 4:13  Худаға бағлинип яшаватқанлиғимизни вә Худаниң бизниң қәлби­миз­дә яшаватқанлиғини Униң Өз Роһини бизгә ата қилғанлиғидин билимиз.
I Jo UyCyr 4:14  Асмандики Атимиз Өз Оғли Әйса Мәсиһни бу дуниядики инсанларниң Қутқазғучиси болушқа әвәтти. Буни биз көрдуқ һәм буниңға гувалиқ беримиз.
I Jo UyCyr 4:15  Әгәр кимду-ким Әйса Мәсиһниң Худа Оғли екәнлигини очуқ етирап қилса, Худа униңда, уму Худада яшайду.
I Jo UyCyr 4:16  Буниң билән Худаниң бизгә болған меһир-муһәббитини тонуп йетимиз вә буниңдин гуманланмаймиз. Худа Өзи меһир-муһәб­бәттур, шуңа меһир-муһәббәт ичидә яшиған киши Худада яшайду, Худаму униңда яшайду.
I Jo UyCyr 4:17  Мошундақ болғанда, меһир-муһәббәт биздә мукәммәллишиду. Қиямәт күни Худаниң алдида жүригимиз тоқ болиду. Чүнки Әйса Мәсиһ Худаниң меһир-муһәббитидин һөзүрлини­ватқандәк, һазир бизму бу дунияда шу меһир-муһәббәттин һөзүрли­ниватимиз.
I Jo UyCyr 4:18  Меһир-муһәббәттә қорқунуч болмайду. Меһир-муһәб­бәт мукәммәл болса, қорқунучни йоққа чиқириду. Чүнки қорқунуч Худаниң җазаси билән бағлинишлиқ болуп, қорқунуч бар кишидә меһир-муһәббәт мукәммәл әмәстур.
I Jo UyCyr 4:19  Бизниң қәлбимиз меһир-муһәббәтлик, чүнки Худа алди билән бизгә меһир-муһәббәтлик болди.
I Jo UyCyr 4:20  Әгәр бири «Худани сөйимән», дәп туруп, қериндишиға өчмәнлик қилса, у ялғанчидур. Чүнки көзигә көрүнүп турған қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмигән киши көрүп бақмиған Худани қандақму сөйсун?
I Jo UyCyr 4:21  Шуңа Худа бизгә: «Худани сөйгән киши қериндишиниму сөйсун», дәп әмир қилған.